Хитай 4 - июн тйәнәнмен вәқәсини ақламду ?
2007.06.04
Тәйвән, хоңкоң вә чәтәлдики хитай өктичи күчләр дүшәнбә күни 1989 - йили йүз бәргән 4 - июн тйәнәнмен вәқәсиниң 18 йиллиқини хатирлиди вә америка хитайни 4 - июн вәқәсиниң һәқиқи әһвалини ашкарилашқа чақирди. Хитай өктичи күчләрниң нәзиридә 4 - июн тйәнәнмен вәқәси мәңгү хатирлинишкә тегишлик бир күндур. 18 Йилдин бери һәр йили 6 - айниң башлири хитай һөкүмити сияси сәзгүрликини ашуридиған вә тйәнәнмен мәйданида бихәтәрликни күчәйтидиған вақит болуп кәлмәктә.
Хитай бу йилқи 4 - июнни тинч - аман өткүзгән болсиму, лекин ғәрб дөләтлири вә өктичи күчләрниң 2008 - йили олимпик мусабиқисиға саһибханлиқ қилидиған дөләт, тйәнәнмендә йүз бәргән қирғинчилиқни йошурса, олимпик роһиға мас келәмду ? дегән мәсилидә бесимға дуч кәлмәктә.
Җаң пейкүн, бейҗиң һөкүмити олимпиккә образ тиклимәкчи
4 - Июн күни тйәнәнмен мәйдани саяһәтчиләргә адәттики күнләргә охшашла ечиветилгән болуп, хитай мәтбуатлири буниңдин 18 йил бурун йүз бәргән вә дуняни зил - зилға салған бу вәқәни тилға елипму қоймиди. Шундақтиму 4 - июн вәқәси нурғун кишиләрниң нәзиридә мәңгү хатирләшкә тегишлик бир күн болуп кәлди вә шундақла шу күни хоңкоң, тәйвән вә чәтәлләрдә 4 - июн вәқәси хатирләнди.
Бейҗиңда "тйәнәнмен анилири" һәрикитини қозғиғучи, бейҗиң университетиниң пинсийигә чиққан профессори дең зилин, шу күни тйәнәнмен мәйдани әтрапидики мошүйди райониға берип, 4 - июн вәқәсидә өлгән оғлиға у өлгән йәрдә тәзийә билдүргән. Дең зилин, дүшәнбә күни хоңкоң мәтбуатлириға бәргән баянатида, хитай даирилирини һазирға қәдәр түрмидә ятқан 4 - июн тутқунлирини қоюп беришкә чақирип, 18 йилдин бери оғли үчүн йүрәк қан тәрини сәрп қилған болсиму, лекин һазирғичә оғлиниң мәсилисидә адаләткә еришәлмигәнликини билдүрди.
Хитай һөкүмити бу қетим дең зилинниң мошүйдидики 4 - июн вәқәсидә оғли өлгән җайға беришини чәклимигән шундақла униң дәрвазисиға күзәтчи қоюшни бикар қилған. Дең зилинниң ери җаң пейкүн, бу әһвални бейҗиң һөкүмитиниң олимпик мусабиқисида өзигә образ тиклимәкчи болуватқанлиқи билән мунасивәтлик болуши мүмкин, дәп чүшәндүрмәктә.
У, хоңкоң мәтбуатлириға бәргән баянатида, " бу йил киргәндин кейин сақчилар бизгә буниңдин кейин дәрвазимиз алдида күзәтчи қоймайдиғанлиқини билдүрди. Бу дегәнлик бизниң талаға чиқишимизға болиду, дегәнлик иди. Олимпик өткүзилиду әмәсму ? образимизни яхшилайли дегән болса керәк,"дәйду.
Ваң дән, 2009 - йили һәл қилғуч бир йил болуши мүмкин
1989 - Йилдики оқуғучилар һәрикити рәһбәрлиридин бири ваң дән, 4 - июн вәқәси мунасивити билән елан қилған хитапнамисида сүргүндики хитай өктичилириниң 2009 - йили тйәнәнмен вәқәсигә 20 йил тошқанда дөлитигә қайтиш һәркити қозғашни оттуриға қойди. Ваң дән, 2009 - йили хитайниң келәчики билән мунасивәтлик һәл қилғуч бир йил болуп қалидиғанлиқини, хитай иқтисадиниң гүллинишини 2008- йилдин кейин йәнә үзликсиз давамлаштуруш наһайити тәскә тохтайдиғанлиқини билдүрди.
Ваң дән йәнә, " шу чағда даириләр сияси ислаһат елип беришкә үзликсиз тирәҗәмду ? яки сияси ислаһат билән иқтисади бөһранниң қәдимини астилитамду ? мениңчә бу наһайити һәл қилғуч бир йилдур. 4 - Июнниң 20 йиллиқи мушу һәл қилғуч дәвр билән бирләштүрүлсә, мениңчә бу зор әһмийәтлик болуши мүмкин. Өктичи һәрикәтләрни мушуниңға охшаш һәл қилғуч мәзгилләр билән қандақ бирләштүрүш керәк ? бу бизниң ойлушишимизға тегишлик мәсилә. Мән 4 - июнниң 20 йиллиқида йәр шари характерлик бирликкә кәлгән хатириләш паалийити елип беришни үмид қилимән. Шундақ қилғанда техиму зор дағ - дуға қозғиғили болиду," дәп көрсәтти.
4 - Июнни ақлаш хитайни демократийиләштүрүш йолидики 1 - қәдәм
Һәр йили 4 - июн вәқәсиниң хатирә күни йетип келиш һарписида бәзи хәлқара тәшкилатлар вә хитай өктичи затлар бейҗиң һөкүмитини түрмидики 4 - июн мәһбуслирини қоюп бериш вә 4 - июн вәқәсини ақлашқа чақирип кәлмәктә. Хитай мустәқил язғучилар җәмийитиниң муавин рәиси, яш хитай язғучилириниң бири йүй җей, 4- июн вәқәсиниң 18 йиллиқини хатириләш мунасивити билән мақалә йезип, җуңгода адаләткә еришмәкчи болса, сәвр - тақәт вә җасарәт тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Йүй җей, "мениңчә 4 - июн вәқәсигә қайтидин баһа бериш, қанун йоллар билән сот һөкүмлирини ашкарә ағдуруш қатарлиқлар җуңгони димократийиләштүрүшниң 1 - қәдими. Биз даириләр бу ишларни қилишни халимайду, дәп күтүп олтурмаслиқимиз, өз ишимизни қиливеришимиз керәк," дәйду.
4 - Июн вәқәси йүз берип оттуридин 18 йил өткән болсиму, лекин хитай һөкүмити бу вәқәни ақлашни рәт қилип кәлмәктә. Әйни чағда хитай һөкүмити һәрбий қисимларниң әксилинқилаби топилаңни бастурғанлиқини илгири сүргән иди. Кейинки йилларда, әгәр 1989 - йили кәскин һәрикәт қолланмиған болса, җуңгода һазирқи иқтисади гүллинишниң болмайдиғанлиқини тәкитләйдиған болди.
Кишилик һоқуқни яхшилимиса, олимпик мусабиқисиға көләңгү чүшәмду ?
Америка вә хәлқара тәшкилатлар болса хитай һөкүмитини 4 - июн вәқәсиниң һәқиқи әһвални ашкарилаш вә түрмидики 4 - июн мәһбуслирини қоюп беришкә үзликсиз қистимақта. Америка ташқий ишлар министирлики, "хәлқара җәмийәт вә хитай пуқралириниң тйәнәнмендики традигийилик вәқәдә қанчилик адәм өлгәнлики һазирғичә мәлум әмәсликидин шикайәтчи" икәнликини билдүрди.
Америка ташқий ишлар министирлики баянатчиси там кәйсей, "хитай һөкүмитиниң вәқәдә өлтүрүлгән, қолға елинған вә из дерәксиз йоқап кәткәнләрни елан қилиш вақти аллиқачан өтүп кәтти," шундақла " хитайда 1989 - йили миңлиған хитай пуқралири қолға елинған вә сотланмай қамақ җазасиға һөкүм қилинған һәмдә 100 дин 200 гичә тйәнәнмен вәқәси билән мунасивәтлик паалийәтчиниң һазирғичә түрмидә йетиватқанлиқи пәрәз қилинмақта," дәйду.
Америка ташқий ишлар министирлики өткән җүмә күни елан қилған бу һәқтики баянатта агаһландурушичә, хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң начарлиқи вә 4 - июн вәқәсиниң һәқиқи әһвалини йошуруш хитайниң саһипханлиқида 2008 - йили өткүзүлидиған олимпик мусабиқисиға көләңгү чүшүрүши мүмкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бавтоң әпәндиниң қаришичә, коммунист партийигә бесим ишлитиш яхши чарә
- Тйәнәнмин мәйданида, әрз қилғучи өз қарнини йерип өлүвелишкә урунди
- 4 - Июн вәқәси һәққидә 17 йилдин кейиниму ихтилап еғир
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәси һәққидә йәнила җим -җит болуп турмақта
- "Тйәнәнмин анилири" америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язди
- 4 - Июн тйәнәнмин анилири баянат елан қилди
- 1989 - Йилидики 4- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?
- Тйәнәнмен вәқәсидики сиясий мәһбус роһи җәһәттин еғир зәрбигә учриған
- Ху явбаңни ақлиса, дең шавпиң инкар қилинмай қаламду
- Ху явбаңниң әмәлийәтлиридики демократийә елментлири (1)
- Кишилик һоқуқни басидиған өктәбир байрими
- Ху җинтав растинла ху явбаңниң намини әслигә кәлтүрәмду?(2)