Хитай һөкүмити 4 - ийон вәқәсидин кейин уйғурларниң әркинликини чәкләшни қәбиһләштүрди
2007.06.05
Бүгүн тарихшунас др қаһар барат әпәнди4 - июн вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити өзгәргәнлики һәққидә мулаһизә елан қилди.
Сотсялизм лагириниң парчилинишиға берилгән сегнал
Қаһар барат әпәндиниң қаришичә, хитайда йүз бәргән 1989 - йилидики 4 - ийон демократийә һәрикити сотсялизм лагириниң парчилинишиға берилгән сегнал вә бир хил яхши башлиниш иди. Гәрчә бундақ яхши башлиниш хитайда бастурулған болсиму, лекин совет иттипақида, шәрқий яврупада давам қилип ғәлибә қилди.
Хитай тарихида илғарлиққа йүзлиниш пурсәтлири бир нәччә қетим кәлгән
Қаһар барат әпәндиниң қаришичә, хитай тарихида бир нәччә қетим илғарлиққа йүзлиниш пурсити кәлгән болсиму, әмма пурсәтләр қолдин кәткүзүп қоюлуп, илғарлиққа йүзлиниш болмай қалған. Буниңға хитайниң фиодаллиқ әнәниси тосқун болған.
Хитай һөкүмити мустәбитликкә қайтти
Қаһар барат әпәндиниң қаришичә,хитайда ишикни ечиветиш сиясити йолға қоюлған 1980 - йилларда , уйғурларда нурғун яхши китаблар чиққан иди. 4 - Ийон демократийә һәрикити бастурулғандин кейин, хитай коммунст партийиси мустәбитликкә қайтип, уйғурларни пикир әркинликидин мәһрум қалдурушқа башлиди.
Уйғурчә китаб-журналларни чәкләш барғансери қәбиһләшмәктә
Қаһар барат әпәндиниң қаришичә, 4 - ийон демократийә һәрикити йетәкчилириниң бири болған өркәш әпәндиниң уйғур болғанлиқи, коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға баһанә болди.
Уйғур аптоном район даирилири бейҗиң һөкүмитигә яхшичақ болуш үчүн, уйғур хәлқиғә қарита қаттиқ қоллуқ сиясәт қоллинип, уйғурчә китаб-журналларни қаттиқ тәқип астиға елишқа, чәкләшкә башлиди. Уйғурларға қаритилған бундақ сиясәт барғансери қәбиһлишиватиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай 4 - июн тйәнәнмен вәқәсини ақламду ?
- Бавтоң әпәндиниң қаришичә, коммунист партийигә бесим ишлитиш яхши чарә
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Хәлқ - ара кәчүрүм тәшкилатиниң қурултийида уйғурлар мәсилиси
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик һоқуқта кәйнигә чекинип кетиш билән әйиплиди
- Хитайдики иқтисадий тәрәққиятлардин аз санлиқ милләтләр бәһриман болалмиди
- Хәлқара тәшкилатлар хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини әйиблимәктә
- Америкидики мутәхәссисләр вә тәшкилат рәһбәрлири хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә муһакимә елип барди
- Дуня кишилик һоқуқ күни йетип келиш һарписида бейҗиңдики давагәрләр қолға елинмақта
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин
- Бейҗиңда кишилик һоқуқ муһакимә йиғини җәрянида, һәрби һаләт елип берилмақта
- Бейҗиңдики кишилик һоқуқ көргәзмисидә әрздарлар сақчилар тәрипидин тутуп кетилмәктә