Норвигийидә 5 - феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди
Бүгүн йәни 2008-йили 5-феврал күни норвигийиниң пайтәхти осло шәһиридә яшаватқан уйғурлар 5 -феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән хитай әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзди.
1997-Йили 5-феврал күни миллий зулум вә хорлуқ җениға патқан ғулҗа яшлири мустәһкәм бир сәп болуп уюшуп өзлириниң инсаний вә диний әркинликини тәләп қилип ғулҗа кочилирида демократик усул билән намайиш қилған иди. Әмма уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқлирини изчил дәпсәндә қиливатқан хитай һөкүмити қолида наразилиқ намайиши үчүн тәйярланған лозункидин башқа һеч нәрсә йоқ уйғур яшлирини вәһшийләрчә бастурған иди.
Мушу вәқә йүз бәргәндин кейин дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири 5-феврал ғулҗа вәқәсини һәр йили хатириләш,бигунаһ шеһит болған қәһриманларни вә түрмиләрдә азап чекиватқан гунаһсиз қериндашлирини түрлүк шәкилдә яд етишни мушу күндики муһим паалийәт мәзмунлириниң бири қилип бекиткән иди.
Шу түпәйлидин, бүгүн, 5-феврал күни осло шәһиридики бир қисим уйғурлар җәм болуп уйғурчә вә енгилизчә хәт йезилған лозункиларни вә шеһит қилинғанларниң рәсими чүшүрүлгән рәсим рамкисини көтүрүп,уйғурчә, норвегийичә вә хитайчә җараңлиқ шуарларни товлап хитай һөкүмитигә болған күчлүк наразилиқлирини билдүрүшти.
Буниңдин башқа йәнә, норвигийиниң бергин шәһиридә яшаватқан уйғурлар рафто кишилик һоқуқ җәмийитиниң йеқиндин һәмкарлишиши билән бергин вақти саәт 4 дин 6-гичә 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш, шеһитләр үчүн хатирә гүли қоюш қатарлиқ паалийәтләрни елип барди. (Айгул йүсүп)
Мунасивәтлик мақалилар
- 5 - Феврал вәқәси тоғрисидики әслимә
- Франсийидә "5 - феврал ғулҗа вәқәси" ниң 11 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди
- Шиветсийәдики уйғурлар бир йәргә җәм болуп ғулҗа вәқәсини хатирилиди
- 5 - Феврал ғулҗа вәқәси унтулмайду
- 5 - Феврал қәһриманлири мәңгү қәлбимиздә (1)
- Истанбулда " 5 - феврал ғулҗа вәқәсини" хатирләш йиғини өткүзүлди
- Муһәммәт ака аилисиниң 5 - феврал ғулҗа вәқәсиидики паҗиәси
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- Хоңкоңлуқларниң тәлипи: йерим демократийидин толуқ демократийигә өтүш
- Хитайда деһқанлар қаршилиқ һәрикити үзлүксиз йүз бәрмәктә
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди