5 ‏- Феврал вәқәси тоғрисидики әслимә


2008.02.05

Буниңдин 11 йил илгири йәни 5 ‏- феврал ғулҗа вәқәси йүз бәргәндә ғулҗа шәһиридә сақчи болуп ишлигән, бәхтияр шәмшидин һазир голландийидә яшимақта вә дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң рәиси вә голландийә шәрқий түркистан вәхпиниң рәислик вәзиписини өтимәктә. Илгири сақчида вәзипә өтигән бәхтияр әпәндим немә үчүн һазир хитай һөкүмитигә қарши уйғур сиясий тәшкилатлирида ғоллуқ вәзипиләрни өтүп, уйғурларниң һәқ - һоқуқлирини һимайә қилиш хизмитигә өзини атиди?

Бәхтияр шәмшидин бу һәқтә " мениң өтмүштә бешимдин кәчүргән кәчүрмишлирим, мени вәтиним үчүн, миллитим үчүн күрәш қилишқа мәҗбурлиди," дәйду.

Биз алдинқи програмимизда бәхтияр әпәндиниң голландийидә елип берилған 5" ‏- феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш " намайиши вә хитай һөкүмитиниң ғулҗа вәқәсини бастуруш әһвали һәққидә өз көзи билән көргән ечинишлиқ вәқәләр тоғрисидики баянлирини силәргә аңлатқан идуқ. Бүгүн мәзкүр аңлитишимизниң давамини диққитиңларға сунимиз.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әқидәниң бу һәқтә һазирлиған программисини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.