Муһәммәт ака аилисиниң 5 - феврал ғулҗа вәқәсиидики паҗиәси
2008.01.30
5 - Феврал ғулҗа вәқәсиниң 11 йиллиқ хатирә күни йетип келиш алдида турмақта. 1997 - Йили 5 - феврал күни ғулҗида уйғур яшлири милли, диний зулумға вә ирқий кәмситишкә қарши тинчлиқ билән намайиш елип барған болсиму, хитай һөкүмити қолида тиғниң сунуқи болмиған уйғур яшлирини қорал билән қанлиқ бастуруп, уларниң ичидики нәччә йүзлигән яшларни рәһимсизләрчә етип ташлап вә нәччә он миңни тутуп түрмиләргә ташлап пүткүл уйғур или хәлқини мислисиз паҗиәгә дучар қилған иди.
Бу вәқә җәрянида хитай һөкүмити ялғуз бу қетимқи тинчлиқ намайишиға қатнашқан яшларни тутуп қамаш вә өлум җазаси иҗра қилиштин башқа, бу һәрикәт билән мунасивити болмиған яшларниму тутти,қамиди, өлум җазалириға һөкүм қилди.
Муһәммәт ака аилисиниң паҗиәлик тәқдири ғулҗидики мушу вәқә түпәйлидин зиянкәшликкә учриған миңлиған аилиләрниң типик мисали. Муһәммәт акиниң 5 оғул вә бир қиз пәрзәнти бар болуп улар һүнәрвәнчилик вә тиҗарәт билән обдан яшап кәлгән йүз - абруйлуқ аилиләрниң бири иди, таки 5 - феврал ғулҗа вәқәси йүз бәргүчә оз тирикчилики билән тинч - аман яшап кәлгән иди. Әмма 5 - феврал ғулҗа вәқәси йүз бәргәндин кейин бу аилиниң бешиға өлум, турмә вә сәрсанлиқ паҗиәлири кәйни - кәйнидин келишкә башлиған.
Биз бугүнки хәвиримизниң 1 - қисмида бу аилидики ушбу хийим - хәтәрдин аман қелип һазир норвигийидә сиясий панаһлиқта яшаватқан тәләт һаҗимни зиярәт қилдуқ. У 5 - феврал вәқәсини өзи аңлиғанлири асасида баян қилип өтти.
Гәрчә муһәммәт ака аилиси 5 - феврал ғулҗа вәқәсигә бивастә қатнашмиған болсиму, бу аилидики чоң - кичик һәммәйлән хитай һөкүмити тәрипидин һәр түрлүк зиянкәшлик вә җазаларға учриған. (Айгул йүсүп)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- Хоңкоңлуқларниң тәлипи: йерим демократийидин толуқ демократийигә өтүш
- Хитайда деһқанлар қаршилиқ һәрикити үзлүксиз йүз бәрмәктә
- Инсан һәқлири күнидә инсанлиқ трагедийиси
- Уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Голландийидә " уйғурларниң һәҗ паалийитигә әркинлик" дегән шуар астида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән шиветсийидә намайиш
- Германийидики уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күнини мийонхен хитай әлчиханиси алдида хатирилиди
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди
- Хитай зиялийлар " әмгәк билән өзгәртиш" түзүмини бикар қилиш тоғрулуқ очуқ хәт язди
- Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш