5 - Феврал қәһриманлири мәңгү қәлбимиздә (1)


2008.02.04

"Йил :1997, кун :5 - феврал күни, или дәряси йәнә бир қетим долқунлиди. У бу қетимқи долқунлиши билән өзиниң шаш вә әркә тәбиитини әтрапидики инсанларға йәнә бир рәт намайән қилди."

юқиридики қурлар, 5 - феврал ғулҗа вәқәси һәққидә елан қилинған бир парчә мақалидин үзүндидур. Мақалиниң аптори гүлшән абдуқадир, һазир канадада яшаватқан аптор 5 - феврал вәқәсиниң шаһидлириниң бири, у әйни чағдики мухбирлиқ хизмити җәрянида көргән ‏ - аңлиғанлириға асасән бу вәқә һәққидә мәлумат бериду.

Абдухелил абдумиҗит башчилиқидики вәтәнпәрвәр яшларниң ғулҗа яшлирини хироиндин ибарәт зәһәрлик чекимлик қирғинчилиқидин қутқузуш һәрикити, хитай һөкүмитиниң дитиға яқмиди, уларниң мәшрәп уюштуруп, миллий вә диний кимликини күчләндүрүш паалийити хитай даирилириниң арамини бузди, уларниң путбол командиси тәшкилләп, тәнтәрбийә билән шуғуллиниши, хитай даирилириниң җәмийәт тәртипи өлчимигә чүшмиди; шуниң билән соал - сорақлар башланди, тутқун қилишлар тәрәп - тәрәптә әвҗ алди. Нәтиҗидә, 5 - феврал күни бирқанчә йүзлигән яш аллаһ бир шуари билән ғулҗа кочилирини ләрзигә кәлтүрди. Уларниң тәлипи әркинлик иди, һәққанийәт иди, инсаний һәқ - һоқуқ иди. Әмма уларниң тәлипи қобул қилинмиди, қобул қилинмидила әмәс, һәқ - һоқуқ тәләп қилғини учун бастурулди.

Вәқәдин кейин, 5 - феврал қәһриманлири түркүм - түркүмләп өлүмгә буйрулди, қәһриманлар һаятиниң әң ахирқи дәқиқилиридиму ғулҗа хәлқиниң қәлбидә өчмәс тәсиратларни қалдуруп кәтти, улар, җаза мәйданиға елип меңилғанда юрт - җамаәт билән кулуп туруп видалашти, қалдурған хәтлиридиму, "пушайминимиз йоқ, биз учун йиғлимаңлар," дәп вәсийәт қалдурди.

Хитай даирилири, 5 - феврал һәрикитиниң йол башчилири дәп қариған, абдухелил абдумиҗит билән абдусалам абликимни түрмидила қәтли қилди.

Улар қәһриманларни қәтли қилип болупму хатирҗәм болалмиди, уларниң өлүм мурасимини ун - тинсиз бир вәзийәттә, қәдирсиз бир шәкилдә бир тәрәп қилмақчи болди, әмма ғулҗа хәлқи буниңға йол қоймиди, абдусаламниң өлүм мурасимигә 10 миңдин артуқ киши қетилди, җәсәтни сақчи машинисида йөткәшни рәт қилған җамаәт, җиназини долисида көтүрүп маңди, йол бойи тәкбир ейтип, қәһриманлириға һөрмитини ипадилиди. 5 ‏ - Феврал вәқәсигә қатнашқан бир уйғур абдусалам абликимниң өлум мурасими вә сәбдашлири һәққидә әслимә бериду. (Давами бар, шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.