Уйғур елидә 50 йил мабәйнидә йүз бәргән әң чоң өзгириш немә?(1)


2005.06.28

Уйғур аптоном райони һөкүмәт торидин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур аптоном районлуқ партком һәм һөкүмәт даирилириниң, аптоном район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш һазирлиқлири ахирқи басқучқа кәлгән болуп, һөкүмәт тәбрикләш паалийити үчүн, икки йил илгири мәхсус тәйярлиқ комитети қурған.

Тәбрикләшниң алдидики "тазилаш "

Бу комитетиниң мудирлиқини үстигә алған уйғур аптонум райониниң рәиси исмайил тиливалди йеқинда аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә тәйярлиқ қилиш сәпәрвәрлик йиғини чақирған. У йиғинда "шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш, аптонум районидики һәр милләт хәлқиниң сияси һаятидики зор вәқә шундақла зор сияси чоңқур иҗтимаий әһмийәткә игә" дәп көрситип, тәбрикләш паалийитигә мәсул даириләрдин бу тәбрикләш паалийитини сақ -саламәт өткүзүш үчүн җәмийәтни түзәш һәм тәртипкә селиш хизмәтлирини күчәйтишни тәләп қилған.

Униң алдида, йәни 18 - майда уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити һәр қайси дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик тармақлириға уқтуруш чүшүрүп, аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләшниң алди -кәйнидә, аптоном район бойичә һәр хил җинайи һәрикәтләргә қарши, тазилаш елип беришни орунлаштурған иди.

Әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш һарписидики бу аталмиш түзәш, қаттиқ зәрбә бериш һәрикити уйғурларни тизгинләш һәм бастуруш һәркитиниң бишарити дәп қаримақта.

Хитай һөкүмәт даирилири, 10 - айниң 1 - күнини асас қилип өткүзмәкчи болған уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини, уйғур ели хәлқигә 10 чоң әмәлий иш қилип бериш арқилиқ, әһмийәтлик күтүвалидиғанлиқини билдүргән иди. Һөкүмәтниң нөвәттики тәйярлиқ ишлириға қариғанда, улар йәнә сиясий, иҗтимаий тәшвиқат паалийәтлири үчүнму нурғун күч һәм мәбләғ аҗратқан.

Тәйярлиқ комитетидики хадим билән сөһбәт

Биз уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тәсис қилған, уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш хизмити тәйярлиқ ишханисиға телефон қилип, уларни тәбрикләш паалийәтлири һәмдә униң әһмийити қатарлиқ мәзмунларда зиярәт қилдуқ. Не фамилилик бир һөкүмәт хадими соаллиримизға җаваб бәрди:

- яхшиму сиз, мән әркин асия радиосиниң мухбири, нөвәтттә 50 йиллиқ тәбрикләш паалийитигә җиддий тәйярлиқ көривитипсиләр. Бу паалийәтниң әң асаслиқ мәзмуни немә?

- Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи, шинҗаң хәлқиниң сиясий иҗтимаий һаятидики чоң иш, муһим әһмийәткә игә. Биз бир қатар тәбрикләш паалийитидин башқа, мушу пурсәттин пайдилинип шинҗаң хәлқигә әң җиддий һәл қилип беришкә тегишлик болған, маарип, иқтисад, сәһийә, су вә ток қатарлиқ он чоң мәсилилирини һәл қилип бәрмәкчи. Бу хизмәтниң бәзи бир қисми башланди, йәнә узун муддәт давамлишиду.

- Сизниңчә уйғур елидә 50 йил мабәйнидә йүз бәргән әң чоң өзгириш немә?

- Әлвәттә, иқтисадий тәрәққият. Бу әллик йилда шинҗаң учқандәк тәрәққий қилип, хәлқ турмушида асман- земин пәрқләр мәйданға кәлди. Буни шинҗаңға кәлсәңлар билисиләр. Буниңда мәркәзниң ғәрбни ечиш истратегийисиниң зор түрткиси болди. Хәлқниң иқтисади тәрәққий қилғандила андин хатирҗәм болиду әмәсму, шуңа иқтисадни тәрәққий қилдурушқа зор әһмийәт берип кәлдуқ.

- Билишимизчә партийә - һөкүмәт уйғур елини башқуруш сияситидә, муқимлиқни асас қилди ?уйғур елиниң тәрәққий қилишида муқимлиқ асасму яки иқтисадму?

- Әлвәттә, муқимлиқ һәммини бесип чүшиду. Муқимлиқ болмиса, тәрәққиятму ишқа ашмайду. Күндә милтиқ көтүрүп йүрсәк қандақму иқтисадни тәрәққий қилдуралаймиз? муқимлиқ болғанда, иқтисад яхшиланғанда андин хатирҗәмлик ишқа ашиду. Муқимлиқни сақлаш һәммини бесип чүшидиған муһим иш. Тәрәққият билән муқимлиқ бир биригә зич мунасивәтлик.

- Сизниңчә уйғур елиниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқириватқан асаслиқ сәвәб немә?

- Муқимсизлиқни йоқ дегили болмайду. Чоң тәрәптин ейтсақ, дуняда һәр қанда қ җайда муқимсизлиқ барғу ? хитай өлкилиридиму җәмийәттә һәр түрлүк җинайи һәрикәтләр болуп туриду, әмма шинҗаңда йүз бәргән муқимсизлиқ һәрикәтлирини чәтәлләрдики бөлгүнчи күчләрниң тәсир күчидин айрип қаримаймиз. Муқимлиқни ишқа ашуруш үчүн, йәнила узун муддәт күрәш қилишқа тоғра келиду.

Гәрчә хитай һөкүмити, уйғур аптоном райони қурулғандин буян уйғур ели хәлқиниң иҗтимаий, иқтисадий, сиясий һаятида зор йүксилишләр болди, иқтисадниң учқандәк тәрәққий қилиши 50 йил мабәйнидики чоң нәтиҗә дәп көрсәтсиму, әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири "1955 - йили өктәбирдә шәрқий түркистан, уйғур аптонум райони қилип қурулғандин буян, уйғур хәлқи сиясий, иқтисадий һоқуқ - мәнпәәтлиридин мәһрум қалди. Мустәқиллиқини йоқатқандин сирт, әқәллий аптономийә һоқуқиғиму һәқиқий игә болалмиди. Уйғур елидики әң чоң өзгүриш хитай аққунлириниң шиддәт билән көпийиши, аталмиш тәрәққияттин бәһриман болғанлар хитай көчмәнлиридур" дегән наразилиқ пикирләрдә болуп кәлмәктә.

Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң мәзкур мәсилигә болған мәйдани һәққидә зиярәтләр елип бардуқ. Буниңға даир мәзмунларни әтики программимиздин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.