Хитай һөкүмити чәрчәндә бихәтәрлик хизмитини чиң тутмақта
2005.09.13
Германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң мәлум қилишичә, уйғур елиниң байинғулин моңғол аптоном областиниң чәрчән вә чақилиқ наһийисидә 8 - айниң башлири езиз барат вә осман муса исимлик икки уйғур деһқан, сақчилар тәрипидин қолға елинған. Хитай даирилири уларни өйидә қанунсиз һалда партлаш боюмларни сақлиған һәмдә уйғур аптоном райониниң 50 йиллиқи һарписида партлитиш вәқәси садир қилмақчи болған дәп әйиблигән.
Учур мәркизиниң йәткүзгән хәвиридин мәлум болушичә, чәрчән наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси езиз барат исимлик деһқанниң өйидин 47 кило партлитишта ишлитилидиған суюқлуқ, 50 данә капсул вә 32 метир от пилтисини тапқан. Шундақла , чақилиқ наһийисидики осман муса исимлик деһқанниң өйидинму, бу хил суюқлуқтин 30 кило, 64 данә капсул вә 70 метир узунлуқтики от пилтиси чиққан.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз пәридә чәрчән наһийисигә телефон уруп, бу вәқә һәққидә мәлумат игиләшкә теришти.
Мунасивәтлик мақалилар
- 50 Йиллиқ хатириләш тәшвиқати уйғурларниң наразилиқини қозғимақта
- Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай һөкүмити, аптоном районниң 50 йиллиқи һарписида уйғур мустәқилчилирини бастурушни күчәйтти