Әндишә вә зәрбә астидики 50 йиллиқ мурасим (1)


2005.09.26
wekil.gif
Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң бир қисим рәһбәрлири ғәлитә айропилан вәқәсидә қаза қилғандин кейин, алимҗан (солда) сәйпидин (оттурида) вә хе туҗи қатарлиқлар бейҗиңға йиғинға барди. Хитай армийиси 1949-йили уйғур елигә кирди вә 1955 - йили уйғур аптонум райони қурулған иди.

Бу йил 10-айниң 1-күни хитай коммунистлири уйғур елини ишғал қилип, бәш йил өткәндин кейин тәсис қилған шинҗаң уйғур аптоном райониниң 50 йиллиқи.

Хитайниң тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш үчүн уйғур елиға кәлгән хитай мәркизий һөкүмәт вәкилләр өмики уйғур елиниң һәр қайси җайлириға берип, зиярәт қилиш билән бир қатар тәшвиқат –тәрғибатларни елип барди.

Хитай һөкүмити бир тәрәптин һал сораш, тәшвиқ қилиш қатарлиқ паалийәтлирини күчәйтсә, йәнә бир тәрәптин зор сандики сақчи қошунлирини ишқа селип, үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдики уйғурлар зич җайлашқан орунларға болған контрол қилишниму күчәйтиш билән салаһийәт тәкшүрүш, тутқун қилишниму кеңәйтмәктә.

Исмини ашкарилашни халимиған кишиләрниң радио истансимизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ инкас қилишичә, һәтта юқири дәриҗилик органларниң орунлаштуруши билән йеза қишлақлардиму чарлаш гуруппилири тәсис қилинип, кәң көләмлик қамал қилиш, ахтуруш вә тутқун қилиш елип бармақта.

Үрүмчи шәһириниң уйғурлар зич җайлашқан районлирида толуқ қоралланған сақчи әтрәтлириниң чарлаш шуниңдәк улар өзлири гуманлиқ дәп қариған халиған уйғурни тәкшүрүш вә тутуп кетиш әһваллири даим көрүлмәктә.

Хитай ахбарат торлириниң учурлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити өзлириниң бу һәрикәтлирини "аптоном райони қурулғанлиқини тәбрикләш җәрянида һәр хил җинайәтчилик һәрикәтлиригә зәрбә бериш " шуниңдәк йәнә " үч хил күчләрниң ағдурмичилиқиға қарши туруш " дәп тәшвиқ қилған.

Әлвәттә йәнә уларниң тәшвиқатлирида йәнә уйғур қатарлиқ милләтләрниң коммунистик партийиниң "миллий территорийилик аптономийә сияситидин толуқ бәһримән болуп, өз аилисигә өзлири игә болуватқанлиқи", "компартийиниң рәһбәрликидә аләмшумул тәрәққиятларға еришкәнлики", "милләтләр иттипақлиқиниң наһайити яхши, җәмийәтниң тинч вә муқим һәм параван икәнлики" қатарлиқ мәзмунлар асасий нуқта қилинған.

Әгәрдә уйғур елидики вәзийәт хитай һөкүмити тәшвиқ қиливатқандәк әнә шундақ болса, немә үчүн улар йәнә зор түркүмдики сақчи қошунлири, аманлиқ сақлаш хадимлирини ишқа селип, қаттиқ қамал вә контрол қилиш чарилирини бекитиду? улар немә үчүн унчивала әндишә қилиду ?

Зияритимизни қобул қилған атақлиқ сиясийон сидиқ һаҗи рози әпәнди уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң һарписида кетиватқан бу вәзийәт һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойди.

Му һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз үмидварниң сидиқ һаҗи рози әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.