Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиштики алдинқи шәртини оттуриға қойди


2005.07.27
CHINA_NKOREA_US_NUCLEAR_21.jpg
Шималий корийә вәкили муавин ташқи ишлар министири ки кйе гван бейҗиңдики дявйүтәй меһманханисида. AFP

6 Дөләт сөһбитниң 2 - күни шималий корийини ядро қораллар пиланидин ваз кәчүрүш мәсилисидә вашингтон билән пйоңяң оттурисидики ихтилап йәнила еғир болуп, бейҗиңдики дипломатик әмәлдарлар, вашингтон билән пйоңяң оттурисидики ихтилапларниң бири, қайси тәрәпниң алди билән йол қоюш мәсилиси шундақла йол қоюш тәртипигә мәркәзләшкәнликини билдүрди.

Америка сөһбәт вәкили кристофир хиллниң тәкитлишичә, шималий корийә тәклип лаһийилириниң тәртипигә әһмийәт бәрмәктикән. Кристорфир хилл, "улар әзәлдин мәҗбурийәтни башқилардин бурун үстигә елишни халимайду," дәп көрсәтти.

Еғир шәрт

Сөһбәтниң 2 - күни шималий корийә бир қанчә түрлүк тәләпләрни оттуриға қойди. Бу тәләпләр америкиниң корийә йерим арилидики ядро қораллирини елип чиқип кетиш, шималий корийә билән мунасвитини нормаллаштуруш шундақла шәрқий асиядики ахирқи сталинизимчә дөләткә бихәтәрлик капалити бериш қатарлиқларни өз ичигә алған.

Шималий корийә вәкили ким кйи - гванниң йиғинда тәкитлишичә, америка мушу шәртләрни қандурғандила шималий корийә ядро қораллар тәрәққият пиланидин ваз кечидикән. Әмма җәнубий корийә билән америка, җәнубий корийә земиниға ядро қораллар орунлаштурғанлиқини рәт қилди. Җәнубий корийә сөһбәт вәкили соң мин - сун, шималий корийиниң тәлипи " буниңдин кейинки сөһбәт җәрянида айдиңлаштурулидикән".

Чаршәнбә күнки йиғинда шималий корийә америкиниң 2004 - йили 6 - айдики йиғинда оттуриға қойған пиланини америкиниң ядро тәһдитигә хатимә берәлмәйду, дегән сәвәбләр билән рәт қилған.

Алди билән ядро қораллардин ваз кеч һиши керәк

Америка шималий корийиниң ядро қораллардин үзүл -кесил вә мәңгүлик ваз кечишини тәләп қилмақта. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси маккормак, "шималий корийә америка вә башқа дөләтләр билән һәр хил мунасивәтләр орнатса болиду, әмма буниңдин бурун ядро қораллардин ваз кечиши керәк," дәп әскәртти.

Америка әмәлдарлириниң ашкарилишичә, вашингтон бурунқи пиланида чиң турмақтикән. Кристофир хилл чаршәнбә күни шималий корийини ядро қораллардин ваз кечишкә чақириш билән биргә, тәрәпләрни башқурулидиған бомба вә кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә сөзлишишкә үндигән. Кристофир хилл, сәйшәнбә күни сөһбәт башланғанда сөз қилип, америкиниң шималий корийигә һуҗум қилиш нийити йоқлиқини тәкитлигән иди. Маккормакниң тәкитлишичә, “ илгирләш аста болсиму, әмма йиғинда тәрәпләр кейинки нөвәтлик сөһбәтниң вақит - қәрәли бекитәлисә буниң өзи бир илгирләш һесаблинидикән.

Америкиниң шималий корийини ядро қораллардин қандақ ваз кәчүрүш пилани билән пйоңяңниң бу мәсилисидики көз қариши арисида зор ихтилап мәвҗут. Америка әмәлдарлириниң тәкитлишичә, тәрәпләр сөһбәт җәрянида корийә йерим арилини ядрусизлаштурушни қобул қилған болсиму, бирақ шималий корийә ядро қораллардин ваз кечишни америка - җәнубий корийә мудапиә иттипақиға бағлиған. Хитай бу қетимқи сөһбәтниң саһипхани. Хитай сөһбәт вәкили, муавин ташқи ишлар министири ву давей чаршәнбә күни тәрәпләргә сияси җасарәт көрситип, пурсәтни чиң тутуш тоғрисида нәсиһәт бәрди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.