Хитай сотиниң 6 уйғур үстидин чиқарған һөкүмнамиси үстидә --- руқийә турдуш ханим билән сөһбәт


2007.11.14

BasturulghanUyghurlar1-200.jpg
"Бу сүрәт, уйғур елидики хитай салдатлириниң уйғурларни бастуруватқан көрүнүши, хитай язғучиси ваң лишоңниң "мениң ғәрби диярим, сениң шәрқи түркистаниң" дегән китабида берилгән болуп, язғучи сүрәтни бир уйғурдин алған икән. Бу сүрәтниң қандақ әһвал астида тартилғанлиқи, кимниң, қайси вақитта, нимә арқа көрүнүштә тартқанлиқини җәзимләш қийин болуп, буни пәқәт, бурун шинҗаңда йүз бәргән бир һәқиқи әһвал дәп чүшәндүрүш мумкин." 王力雄:"我的西域,你的东土" http://woeser.middle-way.net/?action=show &id =264

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң билдүришичә, хитай һөкүмити, йеқинқи йиллардин бери, шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикитини бастурушта диний саһәгә болған һуҗумини нуқтилиқ мәркәзләштүрмәктә. Болупму,2001 -йилдин башлап, уйғур мустәқилчилириниң сиясий паалийәтлирини хәлқара террорчилиққа бағлап тәшвиқ қилип, уйғурларниң исламий кимликини, дуняға тәһдит қилип көрситишкә тиришмақта. Бу нөвәт, хитай сотиниң қәшқәрдә 6 уйғур устидин чиқарған һөкүмиму әйни вәзийәтни әкс әттүрмәктә. Һөкүмнамидә, уйғурлар шәрқи туркистан ислам партийиси қурған, ислам хәлипиликини тиклимәкчи болған дәп әйибләнгән; бу әйибнамиләр тоғриму?

Бу һәқтә, америкида яшаватқан уйғур зиялилиридин руқийә турдуш ханим билән елип барған сөһбәттин җавап издәймиз.

" Хаталиқ қолиға қорал алғанларда әмәс, қорал елишқа мәҗбурлиғанларда"

Соал: һөкүмнамидә,мәһкумларниң мустәқиллиқ һәрикити бөлгүнчилик дәп әйибләнгән, бу әйибнамә хәлқара қанунға уйғунму?

Җаваб: мустәқиллиқ тәләп қилиш, хәлқара қанун-бәлгилимиләр буйичә, охшаш болмиған сиясий көз қарашни ипадиләш дәп қарилиду,бу мәсилә пәқәт, сиясий сөһбәт йоли билән, зөрүр тепилса, хәлқ авазиға қоюш йоли билән бир тәрәп қилиниши керәк, уни бастуруш йоли билән бир тәрәп қилиш хәлқара қанунға хилап.Хәлқара қанунда милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи барлиқи ениқ бәлгиләнгән.

Соал: һөкүмнамидә,мәһкумлар ниң йәр асти тәшкилат қурғанлиқи, партлитиш дориси ясиғанлиқи оттуриға қоюлған, вә буни террорлуқ дәп әйиблигән, бу әйибнамиси тоғриму?

YourETMyShiyu-150.jpg
王力雄:"我的西域,你的东土" "Мениң ғәрби диярим, сениң шәрқи түркистаниң" ниң муқависи. Source: http://woeser.middle-way.net

Җаваб: бу дегәнлириниң растлиқиға гуман билән қараймән, әмма пакит рас болған тәқдирдиму һөкүм хата. Чүнки, бүгүн чәтәлдики ғоллуқ уйғур тәшкилатлири шәрқи туркистан мәсилисини тенч йол билән һәл қилишни тәшәббус қилип келиватиду, әмма тинчлиқ ялғуз бир тәрәпниң тиришчанлиқи билән болмайду, һәр икки тәрәпниң тиришчанлиқи билән болиду. Бүгүнгә қәдәр хитай һөкүмити бирәр уйғур тәшкилатиниң мәсилини сиясий йол билән һәл қилиш чақириқиға инкас қайтурғини йоқ, қулақму салғини йоқ. Әкси һалда, шу тенчлиқ йоли билән оттуриға қоюшқиму имкан бәрмәй келиватиду. Шуңа, бу йәрдики хаталиқ қолиға қорал алғанларда әмәс, уларни қолиға қорал елишқа мәҗбурлиғанларда. Хитай, өз һакимийити астидики милләтләргә алди билән әркин пикир қилиш, тәшкилатларға оюшуш һоқуқини бәрмәй туруп, қораллиқ һәрикәткә уюшқанларни әйибләш салаһити йоқ.

" Улар әркинлик җәңчилири"

Соал: бу йәрдә, бу дегәнлириңизни тәстиқлайдиған хәлқара қанундин бирәр мадда көрситип берәләмсиз?

Җаваб: хәлқара инсан һәқлири баяннамисиниң кириш сөзидә өктичи сиясий көз қараштикиләр зораванлиқ йолиға мәҗбурланмаслиқи керәк дәп әскәртилгән. Буниңдин башқа 3 ‏-қетимлиқ җәнвә шәртнамисиниң 4 ‏-маддисида, тәшкиллик һалда қораллиқ қаршилиқ көрситип қолға елинғанларға уруш әсирлири қатарида муамилә қилиниши керәклики бәлгиләнгән.

Соал: хитай һөкүмнамисидә, мәһкумларни, шәрқи түркистан ислам партийиси қурған, ислам хәлипиликини тиклимәкчи болған дәп әйиблигән; сиз бу әйиблимиләрни қандақ чүшинисиз?

Җаваб: мениңчә бу һөкүмдә хитай уйғур мустәқиллиқ һәрикитини хәлқарадики радикал тәшкилат дәп әндишә билән қариливатқан бир қисим исламий тәшкилатларға четишлиқ қилип көрсәтмәкчи болған; немә үчүн бундақ қилидиғини бүгүн пүтүн дуня билиглик. Бу йәрдә мениң алди билән әскәртидиғиним, уйғур мустәқиллиқ һәрикити уйғурларниң йиқилған миллий бир дөлитини -шәрқи туркистан җумһурийитини -әслигә кәлтүрүш һәрикитидур. Бу нуқтини, шәрқи туркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң башлиқи дәп қаралған мәрһум һәсән мәхсумму ениқ оттуриға қойған; йәни, мәқситимиз, хитай таҗавузчилирини вәтинимиздин қоғлап чиқириш дегән, ислам дөлити қуруш демигән. Уйғурлар 1933-йили вә 1944-йили қурған икки җумһурийәтниң бири ислам җумһурийити, йәнә бири демократик җумһурийәт болған. Һәр иккиси, хәлқимизниң ирадиси билән қурулған, бу икки җумһурийәт хитайдин башқа һечбир дөләткә тәһдит елип кәлмигән. Уйғурлар миллий дөлити қурулғандин кейин оз ичидики охшаш болмиған пикир еқимлирини, тоғра һәл қилип кәткүдәк тәшкилчанлиққа вә әнәнигә игә, бу хитай арилишидиған иш әмәс; 1944- йилидики җумһурийитимиз, шәрқи түркистандики 10ға йеқин милләтни, охшаш болмиған сиясий көз қараштикиләрни бағриға бесип, инақ өтәлигән, ички тоқунушлар чиқмиған.

Хитайниң уйғур миллий һәрикитини, хәлқарада радикал дәп қариливатқан бир қисим исламий еқимларға бағлап чүшәндүрүш тәшвиқати, дуняниң ишәнчисигә еришәлмиди. Дуня кишилик һоқуқ тәшкилати 2005 ‏-йиллиқ доклатида, уйғур елидики диний вәзийәт үстидә омумйүзлүк көзитиш елип берип, диний саһәдин чиқиватқан қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң нами вә шоари немә болушидин қәтийнәзәр, миллий һәрикәт икәнликини, мәсилиниң йилтизиниң миллий мәсилә икәнликини елан қилди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.