Шималий корийә йерим арилида тинчлиқтин үмид пәйда болди
2005.09.19

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, шималий корийиниң ядро қорал пилани мәсилиси бойичә шималий корийә, хитай, русийә, җәнубий корийә, японийә, америка қатарлиқ 6 тәрәпниң 4 - қетимлиқ сөһбити 7 күндин буян бейҗиңдә давамлишиватқан иди. Һәр тәрәпниң талаш - тартиши наһайити җиддий болған, һәтта үмидисизлинишму келип чиққан иди.
Хәвәрдә ейтилишичә, бүгүн бу сөһбәт күтүлмигән зор нәтиҗигә еришкән. Шималий корийә барлиқ ядро қорал паалийәтлиридин ваз кечишкә вәдә бәргән. Һәммә әслиһәлирини хәлқара җәмийәтниң тәкшүрүшигә рухсәт қилған. Корийә йерим арилида тинчлиқтин үмид пәйда болған. 6 Тәрәп һәммиси өзлири елип барған сөһбитиниң нәтиҗисини көргән. Ахирда 6 тәрәп бирләшмә баянат елан қилған.
Шималий корийә ядро қорал тәрәққи қилдуруштин ваз кәчти
6 Тәрәп сөһбитидә мурәссигә келинип елан қилинған баянатта ейтилишичә, шималий корийә ядро қораллирини тәрәққий қилдуруш пиланидин ваз кәчкән вә ядро қораллирини кеңәйтмәслик келишимигә қайтидин қатнишишқа, бу җәһәттә хәлқара тәшкилатниң назаритини қобул қилишқа вәдә бәргән.
Америка корийә йерим арилида ядро қораллири орунлаштурмиғанлиқини, мунтизим қораллар билән һуҗум қилишниму пиланлап бақмиғанқлиқини учуқ баян қилған. Шималийкорийә ядро реакторидин тинчлиқ үчүн пайдилиниш һоқуқини сақлап қалған. Пүтүн әслиһәлирини хәлқара тәшкилатниң тәкшүрүшигә йол қойған. 6 Тәрәп өзлириниң ортақ нишани ахирқи һесабта корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали, һәр қачан тәкшүрүп көрүшкә болидиған районға айландуруштин ибарәт икәнликини йәнә бир қетим муәййән оттуриға қойған.
Америкиниң баш вәкили хел әпәнди "сөзлишиш арқилиқ 20 нәччә йилдин буян давамлишип келиватқан ядро паалийәтлирини ахирлаштурғанлиқниң өзи бир чоң иш болди. Корийиниң бихәтәрлики, мувәппәқийәт қазиниши яки бай болуши униңда ядро қораллири бар - йоқлиқиға бағлиқ әмәс, бәлки пүтүнләй униң башқа дөләтләр билән мунасивитиниң қандақлиқиға бағлиқ. Һазирқи нәтиҗә шималий корийә үчүн тарихтики бир муһим сәһипә болуп қалди" дегән. японийә вәкили шималий корийә билән болған мунасивәтни тәдриҗи нормаллаштурушқа вәдә бәргән.
Баянатниң мәзмуни
Б б с ниң хәвәр қилишичә, 6 тәрәп сөһбәт арқилиқ төвәндики 6 маддиға бирликкә кәлгән. Баянатта ейтилишичә:
6 Тәрәпниң ортақ нишани корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали районға айландуруштин ибарәт. Шималий корийә барлиқ ядро қораллиридин ваз кечип, ядро қораллирини кеңәйтмәслик келишимигә балдур имза қоюшқа , хәлқара тәшкилатниң тәкшүрүш вә назаритини қобул қилишқа вәдә бәрди. Америка корийә йерим арилида ядро қораллирини орунлаштурмиғанлиқини, ядро қораллири яки башқа мунтизим қораллар билән шималий корийигә һуҗум қилиш пиланиму йоқлиқини җакарлиди. Җәнубий корийиму өзидә ядро қораллири йоқлиқиға яки сирттин йөткәп келип орунлаштурмаслиққа вәдә бәрди. Һәр тәрәп шималий корийиниң тинчлиқ үчүн ядро енергийисидин пайдилиниш һоқуқиға һүрмәт қилидиғанлиқини вә мувапиқ пәйттә шимали корийини ядро риактори билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.
6 Тәрәп өз ара мунасивитини б д т низамнамисиниң өлчәмлиригә асасән бир тәрәп қилиду. Шималий корийә билән америка бир - бириниң игилик һуқуқиға һүрмәт қилиду. Өз- ара мунасивиитини тәдриҗи нормаллаштуриду. Шималий корийә билән японийиму бәхтсизлик пәйда қилған тарихлардин савақ елип, сақлинип қалған мәсилиләрни мувапиқ һәл қилип мунасивитини тәдриҗи нормаллаштуриду.
6 Тәрәп енергийә, сода, вә мәбләғ селиш җәһәтләрдә иқтисадий һәмкарлиқни йолға қойиду. Хитай, японийә, җәнубий корийә, русийә, америка енергийә җәһәттин шималий корийигә ярдәм бериду. Җәнубий корийә 2005 - 7 - айда оттуриға қойған 2 милйон кловат иликтир қувити билән тәминләш пиланини қайтидин учуқлиди.
6 Тәрәп шәрқий шималий асияниң узунға созулған тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн тиришишқа, корийә йерим арилида мәңгү тинчлиқни сақлайдиған түзүм орнитиш үчүн бивастә сөһбәт елип беришқа вә униң йоллирини биллә издәшкә вәдә бәрди.
6 Тәрәп өз - ара беришкән вәдиси бойичә бирдәк һәрикәт қилиду вә тәпсилий тәдбирләрниму басқучму - басқуч бирликкә кәлтүриду.
6 Тәрәп 2005 - йили 11 - айда 5 қетимлиқ сөһбәт елип берип, һәр- бир маддини әмилиләштүрүшниң конкерт вақит җәдивилини түзүп чиқиду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә ядро қораллар пиланидин ваз кәчкәнликини җакарлиди
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити талаш тартишқа чүшүп қалди
- Шималий корийә үчүн пул ақлиған авмендики бир хитай банкиси тәкшүрүлмәктә
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити қайта башланди
- Шималий корийә ядро қораллири һәққидики 6 тәрәп сөһбити 3 һәптидин кейин қайта елип берилиду
- Шималий корийә ядро қораллар сөһбити илгириләшкә еришәлмиди