Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 5 йиллиқини уйғурларму хатирилиди
2006.09.11

5 Йил илгири, йәни 2001 - йили 11 - сентәбир күни әл қаидә тәшкилати тәрипидин елип берилған 4 қетимлиқ террорлуқ һуҗумида 2973 киши һаятидин айрилған болуп, бу паҗиәлик күнни хатириләш мунасивити билән америкиниң ню-йорк вә вашингтон шәһәрлиридә бир қатар паалийәтләр елип берилди.
Америка президенти җорҗ буш һөкүмәт хадимлири билән бирликтә ню-йорктики дуня сода мәркизи мәйданида яд етиш мурасимиға иштирак қилип, террорлуқ һуҗумида һаятидин айрилған кишиләргә атап гүлчәмбирәк қойди.
Америка президенти җорҗ буш, мурасимда нутуқ сөзләп "бу күнни хатириләш, нурғунлиған кишиләр үчүн толиму һәсрәтлик бир иш, бирақ мән қәсәм ичимәнки, мән мәңгү шу күнки аччиқ савақни унтуп қалмаймән, дүшмән йәнила бизгә һуҗум қилиш нийитидә турмақта" деди.
Дуня сода мәркизидә елип берилған мурасимға қатнишиш үчүн кәлгән 2973 нәпәр кишиниң аилә тавабатлири бир ариға җәм болди, мәйданға йиғилғанлар ичидә кимләрду ата - анисидин айрилған болса, йәнә кимләрдур пәрзәнти, һәмраси вә яки уруқ - туққанлиридин айрилған кишиләр болуп, мурасимда шу чағда һаятидин айрилғанларниң исим - шәрипи бир- бирләп оқулди.
Кишини һаяҗанға салидиған шу минутларда "гөһәр сейит" намлиқ уйғур қизиниң исмиму чақирилди.
Гөһәрниң ата - аниси вә бир туғқан қериндашлири, дуня сода мәркизи мәйданида топлашқан кишиләр қатарида "гөһәр" ни чәксиз сеғиниш билән әслиди. Гөһәрниң дадиси сейит акан, аниси пәридә ханим вә сиңлиси зөһрә зияритимизни қобул қилип, зөһрә һәққидә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Җорҗи буш дуня сода сарийи харабисида террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән миңлиған бигуна хәлқни әслиди
- Германийә мусулманлири - терроризмға қарши күрәштә сәпдаш
- Әнгилийә даирилири бихәтәрлик тәдбирилирини күчәйтишниң йәнила интайин муһим икәнликини билдүрмәктә
- Әнгилийә , террорлуқ һәркити пиланлиған 21 кишини қолға алди
- Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди
- Америка, хитайда террор тәһдиди тоғрисида агаһландурди
- Иорданийидики партлашта өлгәнләрниң ичидә хитай пуқралириму бар