Уйғурларда әйдиз апәткә айланмақта
2006.06.15
Әйдизниң инсанийәткә кәлгән дуня характерлик апәт икәнлики һәммигә мәлум болсиму ,шундақла әйдизниң уйғурлардики әң чоң иҗтимаий мәсилигә айланғанлиқиму көп йеқинқи йиллардин бери көп қетим тәкитлинип келиватиду. Әмма һазирға қәдәр уйғурлар үчүн әйдизниң тарқилиш әмәлий әһвалидин хәвәрдар болалайдиған ,әйдиз билимлирини өгәнгүдәк үчүр мәнбәси аз.
Нөвәттә уйғурларһазир әйдизгә қарши турушта бирдинбир йол -алдини елиш. Алдини елиштики бирдинбир йол -- уларни кәмситмәслик. Кәмситмәсликтики бирдинбир йол -- әйдиз һәққидә тоғра чүшәнчә һасил қилиш. Лекин"әйдиз һәққидә тоғра чүшәнчә һасил қилиш" та, уйғурчә тәшвиқат материяллири вә мунасивәтлик учур мәнбәлири кәм боливатиду. Һөкүмәт һәмдә мунасивәтлик тармақлар елан қилғанбәзи әйдиз билимлири вә учурлиридиму нуқсанлар аз әмәс. Шу сәвәбдин биз аңлиғучилиримизни уйғур елидики әйдиз йәни HIV дин юқумлиниш әһвалиға даир игилигән бир қәдәр ишәнчилик дәп қаралған учурлиримизимиз билән тәмин етишни тоғра таптуқ.
Сан - сефирлар әйдизниң һәқиқәтән еғир мәсилигә айланғанлиқини көрсәтмәктә
Уйғур елидики шинҗаң қизил крест җәмийити тәрипидин әйдиз тарқилиш әһвали һәққидә 2006 - йили 3 - айда елан қилған әң йеңи истатистикилиқ әһвали төвәндикичә:
Уйғурелида 1995 - йили тунҗи HIV дин юқумланғучи байқалған. 2006 - Йили 3 - айғичә, пүтүн аптоном район бойичә HIV дин юқумланғанларниң сани 14235 нәпәр, буниң ичидә әйдиз бимари 437 нәпәр, өлүп кәткини 91 нәпәр. Пүтүнхитайниң 10% ни игиләйду. Хитайда йүннән,хенән вә гуаңшидин қалсила, уйғур райони 4 орунда туриду. юқумланғучилар 15 вилайәт,област ,шәһәрниң 82 наһийә райониға тарқалған. Мөлчәрлинишичә,әмәлий юқумланғанларниң сани 60000 дин ешип кетиду.
2005 - Йилиниң ахирида, хитайниң елан қилишичә уйғур аптонум районниң нопуси тәхминән 20 милйон, нопусқа нисбәтләштүргәндә юқумланғанларниң сани хитай бойичиму алдинқи қатарда туриду. Тарқилиш сүрити җәһәттиму алдинқи қатарда. Аптоном районимиздики HIV дин юқумланғучилар асасән или қазақ аптоном области вә үрүмчи шәһиригә мәркәзләшкән,юқумланғучилар сани айрим-айрим һалда 5886 нәпәр вә 5519 нәпәр, пүтүн аптоном райондики юқумланғучиларниң 80.1%Ни игиләйду. Башқа вилайәт,област,шәһәрләрниң юқум әһвалиму өрләватиду. юқум әһвали бир қәдәр еғир җайларасаслиқ төвәндикичә (HIV дин юқумланғучилар сани):
Ақсу вилайити 813 нәпәр; қәшқәр вилайити 592 нәпәр; санҗи области 253 нәпәр; байнғулин области 205 нәпәр; турпан вилайити 171 нәпәр; хотән вилайити 128 нәпәр; қумул вилайити 96 нәпәр; қарамай шәһири 80 нәпәр.
Уйғур елидики әйдизниң асаслиқ юқуш йоли шпирисни ортақ ишлитип зәһәрлик чекимлик чекиш болуп, омумий юқумланғучиларниң 84.2% Ни игиләйду.
Җинси мунасивәт арқилиқ вә намәлум сәвәбләрдин юқумлинишниң нисбити өрләватиду, нисбити айрим-айрим һалда 11.03% Вә 19.25%. Аял юқумланғучиларниң сани шиддәт билән өрлимәктә, омумий санниң 17.1%Ни игиләйду.
2005 - Йили 7 - айғичә, һамилдар аялларниң арисидики HIV дин юқумланғучиларниң сани 272 гә йәтти, 2005 - йили анидин юқумланған балилар 15 нәпәр. юқумланғучилар ичидә аз санлиқ милләтниң нисбити 92%, уйғурлар 88% ни игиләйду.
Шинхуа агентлиқиниң хәверидики санлар
Шинхуа ториниң 3 - айниң 8 - күндики хәвиридә көрситилишигә қариғанда "уйғур елидә әйдиз байқиғандин та һазирғичә болған 8йил җәрянида әйдиз кесилигә гириптар болған адәмләр сани тез сүрәттә ашмақта .Көлими 5 район 69 наһийигә йәткән , тәрәққий қилиш , ямраш сүрити мәмликәт бойичә биринчи орунда турмақта , булар арисида , ғулҗа , үрүмчи , қәшқәр қатарлиқ районларда әһвал наһайити еғир . 90%Дин юқири әйдиз кесили бимарлири 20 яштин 40 яшқичә болған яшлар болуп , яш дәври барғансири кичиклимәктә . Хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш вәкили қәйсәрҗан шинхуа ахбарати мухбирниң зияритини қобул қилғинида ," әйдиз шинҗаңни ғәмдә қойған чоң иш болуп қалди" дегән. У йәнә , җәмийәт , амма әйдиз кесилигә гириптар болғучиларни кәмситмәсликини , уларға көйүнүшини , уларниң амал бар тез әслигә келишигә һәмдәмдә болушини тәвсийә қилған .
Әң йеңи ситатискиға асасланғанда , ғулҗидики әйдиз кесилигә гириптар болғучиларниң сани 3900 гә йәткән , юқумланғучиларниң нисбити мәмликитимиздә 1 орунда туридикән . Қәйсәрҗан йәнә чүшәндүрүп , әйдиз бимарлириниң саниниң көпийишидики сәвәп , давалаш вастилири , әслиһәлири йетишмәслик , мәбләғдики кәмчиллик һәм сақлиқни сақлаш хадимлириниң мәхсус тәрбийисиниң кәмчил икәнликини дегән .
Әйдиз уйғурларда ғулғула қозғимақта
Әйдизниң техиму ямрап кетишиниң алидни елиш вә әйдиз билимлирини өгиниш һәр бир инсанниң мәсулийити! уйғурлар арисида әйдиз һәққидә мулаһизиләр һәр хил тор бәтләрниңму баш мулаһизә темилириға айланған , пикир баян қилғучилар асасән уйғурларда әйдизниң шиддәт билән тарқилишини әхлақий- пәзиләт еңиниң суслишиши, етиқадниң аҗизлишиши, миһир - муһәббәтниң йоқилиш гирдабиға берип қилиши қатарлиқ амиллар билән бағлап мулаһизә қилишмақта.
Бәзиләр уйғурларда әң чоң иҗтимайи мәсилигә айланған әйдиз бизни тәшвиш илкигә илвалди. Дәп әндишисини билдүрсә йәнә бәзиләр , әйдизниң алдини елишниң тәхирсиз бир мәсилә икәнликини тәкитләп:
"Әйдиз нимидин юқиду ? җинси мунасивәт қилсаңлар қапчуқ тақаңлар . Сақал алғанда тиғни айрим ишлитңлар . Дохтурханда укул урғанда йиңнинни алмаштуруш кирәк . Мушу уч ишта диққәт қилсаңлар әйдиз юқмайду дегәнгә охшаш алдини елиш тәшвиқатлири биләнла аллибурун апәткә айлинип һәтта аилиләргичә юқуп кириватқан әйдизни конторул қилиш уйғур елиниң реални вәзийитигә мас кәлмәй қалди. Биздә ғайәр зор сурәт билән илгирләп һәммә милләтниң . Бишиға өтивалған сан сифир нимишқа кундин кунгә өрләп китивирду? биздә әхлақ бузулғандин кийн мушу һаләткә чушуп қалдуқму ? сақал машинилири . Укул йиңнилири алмаштурп ишлитилмәйватамду? зади нимә сәвәп ликин ичншилиқ йири һичкимниң бу ишлар билән кари йоқ .Биздә һазир топ топ адәмләр өливатиду , топ топ адәм улумни кутуп азап ичидә роһи бәрбатлиққа қарап юзлинип өйлридә һәммә нәрсидин өмит өзуп яшаватиду . Ликин кечилик бәзмиханилар қавақханилар тохтап қалғини йоқ бизниң һазир әң чиң тутидиғинмиз әйдиз тәшвиқатини қилиш .Аилләргичә униң алдиниилиш тоғурсида җанлиқ чушәндуруш." Дегәндәк пикирләрни бәргән.
Чәклик тәдбирниң үнүмиму чәклик
Уйғурлардин игилишимизгә қариғанда нөвәттә уйғур елида әйдизниң алдини елиш хизмити пәқәтла тәшвиқат билән чәкләнмәктә. Униң үстигә уйғур тилидики тәшвиқат материяллири йоқ болғандиму пәқәт саватлиқлар үчүнла тәйярланған варәқчиләрдинла ибарәт . Шуңа бу хил тәшвиқатниң үнүмини бир нимә демәк тәс икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара тамака чәкмәслик күни
- Әйдиз билән елишиватқан аял
- Илида әйдиз һәмдә зәһәрлик чекимликниң ямришиға немиләр сәвәб боливатиду?
- Уйғурларниң әйдиз вируси билән юқумлиниш әһвали кишини чөчүткүдәк еғир болмақта
- Хитай даирлири қоюп бәргән әйдиз паалийәтчиси хуҗя радиомизниң зияритини қобул қилди
- Бир әйдиз пидакариниң людавандики зиярәт хатириси
- Хитайдики әйдиз паалийәтчиси ху җя әпәндиниң из - дерики һазирғичә тепилмиди
- Ақ алвасти қойнидики уйғурниң нидаси