Dru Gladney Канада CBC телевизийисидә уйғурлар һәққидә тохталди
2006.11.24

Америка һавай университетиниң антропологийә пәнлири профессори , тонулған уйғуршунас Dru Gladney канада CBC дөләтлик тәливизийәсиниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң нөвәттики сияси әһвали, уйғурларниң сияси тәләплири вә 11- сентәбир вәқәсиниң уйғурларға кәлтүргән ақивәтлири һәққидә тохталди.
Dru Gladney Уйғурлар билән хитайдики башқа мусулманларниң пәрқи вә уйғурлар билән хитай һөкүмити оттурисидики асаслиқ зиддийәтләр һәққидә тохтилип:
Уйғурлар ислам диниға ишиниду. Улар хитайдики 10 мусулман хәлқниң бири. Хитайда уйғурлардин башқа аз дегәндә 11 милйон мусулман бар. Бу мусулманлар хитайдин айрилишқа вә радикал исламға анчә қизиқмайду. Шинҗаңдики мәсилә болса һәргизму мусулман вә ислам мәсилиси әмәс, у пәқәтла уйғур мәсилисидур. Бу уйғурларниң һәқиқи аптономийәни тәләп қилиш вә өз-өзигә хоҗа болған мустәқил дөлитини қуруш арзуси билән мунасивәтлик мәсилидур. Мениңчә, 11-синтәбир вәқәси вә афғанистандики талибанларға қарши уруш хитай һөкүмити үчүн уйғурларни тәррорист қилип көрстиш үчүн бир пурсәт болди, деди.
Мустәқил дөләт қурушни тәшәббус қилидиған уйғурларниң көпәймәктә
Dru Gladney Б д т вә америкиниң шәрқи туркистан исламий һәркити тәшкилатини террорчи тәшкилат тизимликигә киргүзүшкә қушулушиниң хитай үчүн уйғурларни бастуруштики дәсмайә болғанлиқини, әскәртип мундақ деди:
" Уйғур раюнида 90 - йилларниң ахирлири бәзи зораванлиқ вәқәлири йүз берип, нурғун киши тутқун қилинди. Нурғунлиған уйғур хитайдин қутуп, қошнилири болған мәркизи асиядики дөләтләргә охшаш мустәқил шәрқи туркистан яки уйғуристан қурушни арзу қилди. 2000 – Йилидин башлап бу хил идийидики уйғурлар техиму көпәйди. Амма 2000 - йилидин кейин бу районда тәшкиллик зораванлиқ вәқәлириниң йүз бәргәнликини көрмидуқ. . Қизиқ йери шуки, хитай һөкүмити хәлқ уруши һесабланған 11- синтәбир вәқәсидин кейин америка қошма штатлири билән һәмкарлашти. Буниңға җавабән шәрқи туркистан ислам һәркити намлиқ тәшкилатни америкиниң қоллиши арқилиқ террорист тәшкилат тизимликигә киргүзди. Шуниңдин башлап хитай башқа уйғур тәшкилатлириниму террорист тәшкилатлар тизимликигә киргүзүшкә урунуп кәлмәктә. Лекин, көплигән кишиләр шәрқи туркистан ислам һәркити тәшкилатиниң уйғур раюнида тәсири йоқлиқи вә униң хитайға һәргизму тәһдит болмиғанлиқида чиң турмақта".
Хитайларниң җинайәт өткүзүш нисбити юқури
Dru Gladney Хитай һөкүмитиниң терроризмни бана қилип, уйғурлар вәтинидики хитай әскәрлириниң санини көпәйткәнлики вә бу районға хитай көчмәнлирини йәрләштүрүшни күчәйткәнликини тилға елип мундақ деди:
"Хитайларла әмәс, дунядики нурғун дөләтләр терроризимни өзлиригә тәһдит дәп қарап, һәдисила һәрби хираҗәтни ашурмақта. Хитай бәзи уйғурларни терроризм билән бағлап, уларға өлум җазаси бәргән болса, наһайити көп һәрбини бу районға орунлаһтурди. Бу раюнни тәрәққи қилдуруш дегән нам билән наһайити хитай көчмәнлирини бу районға көчүрүп чиқти. Хитай җинайи ишлар җинайәтлири көп йүз беридиған дөләт. Һөкүмәт даирлири алдинқи йили 84 миң кишиниң җинайи һәрикәтләр билән қолға әлинғанлиқини әтирап қилди. Уйғур раюнида көпинчә хитай пухралири һәрхил вәқәләрдә әйиплинип, қолға әлиниватқан болсиму, улар уйғурларни хитайниң бихәтәрликигә тәһдит сәливатиду, дәп тәшвиқ қилмақта. Бу хил сиясәт хитайниң бу районниң кәлгүси тәқдири һәққидики әндишилиридин келип чиққан">
Уйғурлар оттура асияда йәкләнмәктә
Dru Gladney Оттура асия дөләтлиридә уйғурларниң паалийәтлириниң чәклимигә учраватқанлиқини, бу дөләтләргә қарита хитайниң бәсиминиң күчийиватқанлиқини әскәртип мундақ дәйду:
"Буниңдин 10 йил муқәддәм совет иттипақиниң боюнтуруқида туриватқан мәркизи асияни пәқәт уйғур раюни хитайниң тәсиридин тоссуп кәлгәниди. Хитайниң баш көтүрүши вә иқтисадиниң йүксилиши билән бу райондики дөләтләр уйғур мәсилисидин өзини қачурмақта һәтта бу мәсилисини қоллашни чәклимәктә. Шуңа уйғурлар мәркизи асияда дөләтлиридә чәткә қеқилмақта. Мениңчә, бир милйондин ошуқ уйғур чәтәлләрдә яшайду. Бу омуми уйғурлар саниниң 1/8 бирини тәшкил қилиду. Бу уйғурлар барғансири дөлити вә вәтини йоқлиқини һәс қилмақта. Улар мәркизи асия дөләтләрниң һеч бирини өзиниң дөлити, дәп қаримайду. Мана бу амилларму уйғурларниң өз дөлитини қуруш ирадисигә һәйдәкчилик қилиду".
Радикал исламчиларниң көзи уйғурларда
Dru Gladney Хитайниң ихтисади юқури көтүрүлүватқан болсиму, уйғурлар ичидики ишсизлиқ ешип бериватқанлиқини вә хитайлар тәрипидин чәткә қеқилған уйғурларниң чәтәлгә интиливатқанлиқини әскәртип мундақ дәйду:
"Әтрапидики дуняға қизиққан көплигән уйғур яшлири хитайнила әмәс, дуняни айлинип саяһәт қилип кәлгәниди. Бүгүн улар пасспорт ишлитиш вә хизмәт имканийәтлиридин мәһрум болди. Уларниң өз вәтинидә сиқилғанлиқтин, ташқи дуняға интилмәктә. Уйғурларға пайдилиқ тәрипи шуки, ташқи дуняниң уйғурларға болған қизиқиши барғансери ашмақта. Бу уйғур мәсилисиниң хәлқарада тонулишидики муһим бир қәдәм".
Dru Gladney Сөзидә йәнә, уйғур раюни билән қошна болған пакистан вә афғанистанға охшаш дөләтләрдики радикал исламчиларниң уйғурларни өзлиригә тартиш үчүн, уларға көз тикиватқанлиқиниму тәкитләп өтиду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Dru Gladney Торонто университида уйғурлар мәсилиси бойичә доклат бәрди
- Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(1)
- Чәтәлликләрниң қаришида уйғурлар мәсилиси (1)
- Уйғурларниң дости түркийиниң сабиқ парламент әзаси орхан қавунчу әпәнди билән сөһбәт
- Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
- Уйғуршунаслиқ тәтқиқатлиридики төһпикар - қазақистанлиқ уйғур тарихшунаси, доктор гегел исһақоп(1)