Май байрими, хитайда әмгәкчиләргә һәқиқий байрамму?


2007.05.03

Дунядики хитай башлиқ бир қанчә коммунист дөләтләр 1 - май күнини "хәлқара әмгәкчиләр байрими" бекиткән. Хитайда 1- май әмгәкчиләр байрими һәмдә 1- өктәбир хитайниң дөләт байрими мәзгилидә мәмликәт буйичә барлиқ ишчи- хизмәтчиләр бир һәптилик дәм елишқа қоюп берилиду.

Хитайда бу икки һәптә саяһәтчиликниң алтун һәптилики дәпму атилип кәлмәктә. Хитай тор бәтлиридики тордашларниң мулаһизилиридин мәлум болушичә, гәрчә бу қетимлиқ әмгәкчиләр байрими мәзгилидә хитайда саяһәткә чиқидиғанлар сани пәвқуладдә көпийиватқан болсиму,хитайда әмгәкчиләрниң орниниң төвәнлики,иқтисадий қийинчилиқ һәмдә бәзи карханилардики қатмал иш түзүлмиси қатарлиқлар сәвәбләр түпәйли, әмгәкчи хәлқ өзиниң байримидиму йәнила начар шараитта җапа чәкмәктә икән. Шуңа бәзиләр атақтики әмгәкчиләр байримитоғрисида " хитайдики әмгәкчи хәлқниң байрими йоқ " дәп мулаһизә қилишмақта.

"Әмгәкчиләр һәммидин шәрәплик"

1 - Май әмгәкчиләр байрими гәрчә америка ишчилириниң наразилиқ намайиш сәвәбидин мәйданға кәлгән болсиму, лекин 2 ‏- интернатсиунал тәрипидин бәлгилинип асасән коммунист вә солчи дөләтләрниң байрими болуп шәкилләнгән. Бу байрам мәзгилидә хитай тәшвиқатлирида " әмгәкчиләр һәммидин шәрәплик", " әмгәк дуняни яратқан"," әмгәкчи хәлқ аммисидин һал сораймиз", " инсанни әмгәк яратқан" дегәндәк әмгәкни, әмгәкчиләрни күйләйдиған шоарларни көримиз.

Гәрчә хәлқара әмгәкчиләр байримида хитайда әмгәкчиләрниң алаһидә етибарға елинидиғанлиқидәк туйғу бәрсиму, әмма хитайда әмгәкчиләрниң һәқиқий орни йәнила төвән.

Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидики доклатлиридиму, хитайда әмгәкчиләрниң һәқ- һоқуқиниң дәпсәндичиликкә учраш әһвалиниң еғирлиқи болупму, әмгәкчиләрни артуқ ишлитиш, мәҗбурий ишлитиш, қорамиға йәтмигән балиларни ишлитиш, аял ишчиларни харлаш, сетиш қатарлиқ мәсилиләрниң еғирлишиватқанлиқи испатлинип кәлмәктә.

Демәк, хитайдики әмгәкчиләрниң һәқиқий орни интайин төвән болмақта икән. Хитай хәвәр тор бәтлиридә елан қилинишичә, хитайда 1 - май алтун һәптилики дәм елиш йолға қоюлғандин буян йәни2000 - йилидин буян саяһәтчиләр сани бир милярд 630 милйонға йәткән. Бу қетимлиқ әмгәкчиләр байрими башлиниши биләнму хитайдики саяһәтчиләр шиддәт билән өрлимәктә икән.

Әмма, әмгәкчиләр байримида дәм елишқа тегишлик һәр кәспләрдә җапа чекиватқан хитай әмгәкчилири болса, алтун һәптиликтики мушу саяһәтчиләр долқуниға хизмәт қилиш, саяһәтчиләргә мулазимәт қилиш билән алдираш икән.

Йәни, саяһәтчиләрни тошуйдиған қатнаш вастилири, саяһәтчиләрни йимәк ‏- ичмәк билән тәминләйдиған мулазимәт орунлири, улар көңүл ачидиған орунлар, көздин кәчүридиған гүзәл мәнзирилик җайлар, һәтта уларниң қалдуруп кәткән паскина әхләтлирини тазилап муһитни қоғдайдиған, аманлиқни, җәмийәт тәртипини қоғдайдиған саһәләрниң һәммисидә йәнила әмгәкчи хәлқ дәм алмай давамлиқ хизмәт қилишқа һәтта адәттикидин артуқ һәм җапалиқ хизмәт қилишқа мәҗбур болмақта икән. Бирақ уларниң бу бәдилигә алған мааши адәттикидин юқири һесабланмайдикән.

Әмгәкчиләр өз байримидиму үн тинсиз әмгәк қилмақта

Хитай мулаһизә тор бәтлиридә, хитайдики әмгәкчи хәлқниң өз байримидики әһвалиниң, әмгәкчиләрниң хитайдики дәл әмәлий орниниң көрүнүши икәнлики һәққидә түрлүк мулаһизиләр юқири долқунни һасил қилған болуп, " әмгәкчиләр байримида әмгәкчиләр үн тинсиз бәдәл төлимәктә" хитайда әмгәкчиләр ", "алтун һәптилик ким үчүн байрам", "җуңгода йәнә ким әмгәкчи болушни халайду" дегән темиларда мулаһизиләр елип берилған.

Бу елип берилған мулаһизиләрдә, хитай һөкүмитиниң әмгәкчиләргә қаратқан сиясити, әмгәкчиләрниң орниға әһмийәтсиз қараватқанлиқи, уларниң һәқ һоқуқлириниң капаләтләнмәй келиватқанлиқи тәнқидләнгән болуп, бәзиләр " әмгәкчиләр байримида саяһәт қиливатқан адәм деңизи ичидикиләрниң қанчиси әмгәкчиләрду? " дегәндәк соалларни қойса, йәнә бәзиләр " хитайда әмгәкчиләргә байрам йоқ, байрам болсиму дәм алғудәк, саяһәт қилғудәк, көңүл ачқидәк иқтисадқа игә әмгәкчи кәмдин‏- кәм" дегәндәк баянлар йезилған.

Шундақла бәзиләр " хәлқара әмгәкчиләр алтун һәптилики хитайниң хәлқни пул хәҗләшкә илһамландуруп саяһәттин һәм саяһәт мулазимитидин техиму көп пул тепишни мәқсәт қилған һәптилики, ойлап көрсәк бу йәрдә қурбан бериватқан йәни алтун һәптиликтә көпләп ишләватқанлар йәнила әмгәкчи хәлқ, бу қандақму уларниң байрими болсун? бу пәқәт коммунистларниң шәкилвазлиқи, болупму хитай һөкүмити тәшвиқат қилип әмгәкчиләргә көңүл бөлуватқан қияпәткә киривалғандин сирт йәнә,шуниңдин пайдилинип әмгәкчиләрниң күчидин һәтта әмгәк һәққидин мәнпәәтлиниватиду" дейилгән.

Йәнә бәзиләр " хитайда һәр йили икки алтун һәптиликтә барлиқ мәмурий һөкүмәт орунлиридики кадир, хизмәтчиләр, ширкәт ‏- карханилардики каттибашлар һәптиләп дәм еливатқанда, бичарә әмгәкчиләр йәнила пулни теҗәп байрам мәзгилидә артуқ ишләп кирим қилип җенини беқишниң ғемидә. Һәтта бәзи органларда 24 саәт аманлиқни қоғдаш көзәтчиликидә ишләйдиғанларму бар, әмгәкчиләр байрамдиму йәнила шу аз сандики кадир яки каттибашларниң яхши, хатирҗәм дәм елиши үчүн қан тәр төкмәктә."

"Әмгәкчиләр байримини дәп орунлаштурулған чоң зияпәтләрдә кадирлар әмгәкчиләрдин һал сориғили кәлдуқ дәп чоң сөзләп қоюп чавактин кейин қиммәтлик ғизалардин тетип көрүшкә алдирайду, байрам шадлиқида көп ичип мәс болуп қалиду, мана шу чағда уларниң алдиға ғиза елип келиватқан, уларниң ромкилириға һарақ қуюватқан, мәс болғанлирини йөләп, қусуқлирини тазилаватқанлар йәнила җуңгониң әмгәкчилири. Улар ун тинсиз пидакарлиқ көрсәткүчиләр " дәйду.

"Алтун һәптилик"намувапиқ орунлаштуруш

Хитай " нәзәр " җорнилида елан қилинған "әмгәкчиләр байримида биринчи сәптә хизмәт қиливатқан әмгәкчиләр дәм алалмайду дегән мақалидә көрситилишичә, алтун һәптә саяһәтчилики мәзгилидә һәр хил аммиви мулазимәт кәсиплиригә адәттин ташқири бесим елип келидиған болғачқа, бу хил кәсипләр әмгәкчиләр байримида адәм күчигә техиму еһтияҗлиқ болидикән. Һәтта бәзи орунларда әмгәкчиләр бир күнму дәм елишқа қоюп берилмәйдикән.

Мақалиниң вухән йолучилар аптобусида ишләйдиған ву фамилилик бир шопурниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, ву шопур әмгәкчиләр байрими күни 12 саәт ишлигән болуп,һәр қетимлиқ әмгәкчиләр байрими униң үчүн һәммидин алдираш бир күн болидикән. У мухбирға "мениңчә байрамда һәммидин яхши хатирҗәм дәм алалайдиғанлар һөкүмәт оргинида ишләйдиғанлар" дегән.

Саяһәт орунлири, муһит тазилаш орунлири үчүн ейтқанда байрамлиқ дәм елиш дегән уқум йоқ болуп хизмәт қилиш вақти һәм әмгәк сиҗиллиқи адәттики вақиттикидин икки, үч һәссә еғир болидикән. Вухән университети иқтисад башқуруш иниститутиниң профессори вен җәндуңниң мулаһизә қилишичә, әмгәкчиләр алтун һәптилики саяһәтчилик билән тәң иқтисадни илгири сүргини билән әмгәкчиләрниң дәм елиши һәмдә уларниң турмуш ретимини қалаймиқанлаштуруп бесим елип кәлмәктә икән.

Әмгәкчиләрниң турмушида тәңпуңсизлиқ пәйда қилипла қалмай, саяһәтчилик тәңпуңсизлиқи, истимал тәңпуңсизлиқи, һәтта баһа тәңпуңсизлиқи һәмдә мулазимәт сүпитиниң төвәнлиши, қатнаш тосалғуси қатарлиқ бир қатар җәмийәт тәңпуңсизлиқини кәлтүрүп чиқиридикән.

Шуңа хитайда бир қисим җәмийәт һәмдә иқтисад тәтқиқатчилири хитай һөкүмитиниң алтун һәптилик дәм елишни йолға қоюшиниң мувапиқ әмәсликини оттуриға қоймақта икән. Хитайдики хәлқ ишлири даирилириниң 2006 - йилидики рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, хитайда 80% әмгәкчи хәлқ алтун һәптилик дәм елишни өз ихтиярлиқи билән орунлаштурушни халайдикән.

Хитай хешун тор бетиниң муавин башқурғучиси ма шавпиңниң нәзәр җорнили мухбириға билдүрүшичә, һазирқи хитайдики алтун һәптилик дәм елиш, оттура қатлам кишилири йәни асаслиқ санни тәшкил қилидиған әмгәкчи хәлқниң еһтияҗини қандуралмайватқан болуп улар бу байрамлиқ дәм елишниң инсанпәрвәрликни чиқиш қилған һалда орунлаштурулушини үмид қилидикән".

Хитайдики һәр қайси дәриҗилик җәмийәт вә әмгәкчиләрни капаләтләндүрүш даирилири дәл мушундақ байрам мәзгилидә ишчи ‏- әмгәкчиләрниң наразилиқ әрзлирини адәттин ташқири көп тапшурувалидикән.

Мақалидә көрситилишигә қариғанда, хитайда 1 - май әмгәкчиләр байримида нурғун мулазимәт, мәмурий органлар, пәқәт бир қанчә хизмәтчини көзәтчиликкә қоюп асасән алтун һәптилик дәм елишқа кәткәчкә,муһим еһтияҗлиқ болған органларниң һәммиси паләч һаләткә чүшүп қалғачқа, хәлқниң той қилиш рәсмийити өтәш, сотқа әрз қилиш, өй сетивелиш рәсмийәтлирини беҗириш дегәндәк җиддии ишлирини беҗириш вә омумий характерлик мәсилиләрни һәл қилиш тосқунлуққа учрайдикән.

Шуңа омумий хәлқниң мәнпәәтидин қариғанда, хитайдики байрам мәзгилидики алтун һәптилик дәм елишқа орунлаштуруш намувапиқ бир дөләт түзүлмиси болмақта икән.

Бу һәқтә хитайниң хәлқ вәкилләр қурултейидиму алтун һәптилик дәм елишни һәр айға бөлүп мувапиқ орунлаштуруш керәклики һәққидиму пикирләр болған. Әмма, хитай һөкүмити буниңға өзгәртиш киргүзмигән. Хитай даирилири пәқәт алтун һәптилик дәм елишта һәр саһәләрниң җәмийәт тәртипигә, бихәтәр ишләпчиқиришқа капаләтлик қилиш тәдбирлирини елишини тәкитлимәктә халас. (Гүлчәһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.