Рабийә қадир ханим японийиә зияритигә йүрүп кәтти

RFA Photo
Рабийә қадир ханим бу қетимқи сәпирини һәмрийи сидиқ һаҗи рози әпәнди билән биргә елип баридиған болуп, айрупилан қозғулуш алдида зияритимизни қобул қилған рабийә ханим вә сидиқ һаҗи рози әпәнди мәзкүр сәпириниң әһмийити һәққидә тохталди.
Рабийә қадир ханим японийигә қарап йолға чиққан күни, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чиң гаң, японийә һөкүмитиниң, рабийә қадир ханимға японийидә хитайға қарши паалийәт елип беришқа йолға қойғанлиқидин қаттиқ нарази икәнликини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.