Уйғур вәкиллири UNPO иҗраийә комитети йиғиниға қатнашти
2007.12.07
Вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати иҗраийә комитетиниң 2007 - йиллиқ 2 - қетимлиқ йиғини 11 - айниң 30 - күнидин 12 - айниң 1 - күнигә қәдәр голландийиниң амистердам шәһиридә өткүзүлгән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида вәкили болмиған 60 тин артуқ милләтниң әза болуши билән қурулған вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң баш шитабида өткүзүлгән бу қетимқи йиғинға уйғурларға вәкалитән д у қ ниң баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики уйғур вәкиллириму қатнашқан. Долқун әйса әпәнди 2006 - йили 8 - айда тәйвәндә чақирилған вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати UNPO ниң қурултийида, UNPO иҗраийә комитети әзалиқиға сайланған болуп, 250 милйондин артуқ хәлққә вәкиллик қилидиған бу тәшкилатниң 11 нәпәр иҗраийә комитети әзасиниң бири болған.
Мәлумки, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хәлқарадики тәсирлик һөкүмәтсиз тәшкилатларниң бири. Уйғурлар болса вәкаләтсиз милләтләр тәшкилатини қурғучи милләтләрниң бири һесаблиниду. Уйғур тәшкилатлириниң, болупму д у қ ниң сиясий паалийәтлири һазирға қәдәр UNPO билән зич һәмкарлиқ ичидә елип берилмақта. Д у қ 2007 - йили 5 - айда чақирилған "уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири буйичә тәрбийиләш курси"ни голландийиниң даһааг шәһиридә UNPO билән һәмкарлишип елип барған иди. Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи иҗраийә комитети йиғинида келәр нөвәтлик "уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири буйичә тәрбийиләш курси" ни йәнила UNPO вә шуниңға охшаш һөкүмәтсиз тәшкилатлар билән һәмкарлишип елип беришниң музакирисиму болуп өткән.
Долқун әйса әпәндиниң пикригә асасланғанда, д у қ хитайда 2008 - йили өткүзмәкчи болған олимпик мусабиқисигә қарши UNPO билән зич һәмкарлиқ орнатқан болуп, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш вә хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликини, болупму уйғур миллитиниң кишилик һәқ - һоқуқлириниң харлиниш мәсилисини дуня җамаитигә тонутуш җәһәттә ортақ паалийәт елип баридикән. UNPO Билән д у қ йәнә яврупа бирлики, б д т вә барлиқ демократик әлләргә қарита хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилиш паалийәтлирини қанат яйдурушниң пилан - программилириға игә икән.
Д у қ ниң баш катипи бу қетимқи йиғин җәрянида йәнә , голландийидики уйғур җамаити вә " голландийә шәрқий түркистан вәхпи" тәшкилатиниң әзалири биләнму учришиш елип барған болуп, д у қ рәһбәрлириниң йеқинқи бир мәзгил ичидә дуняниң һәр қайси җайлирида елип барған сиясий паалийәтлиридин мәлуматлар бәргән вә қурултайниң голландийә уйғурлиридин күтидиған тәләп - истәклирини оттуриға қоюп өткән.
Бу паалийәтниң җәряни һәққидә долқун әйса әпәнди әтраплиқ чүшәнчә берип өтти. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәйсәри валисиниң хошлишиш зияпитигә д у қ мәсуллири қатнашти
- Хитай һөкүмити җәнубий деңиздики тақим араллирини идарә қилидиған шәһәр тәсис қилди
- Б д т 2009 - йили хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүриду
- Дуня уйғур қурултейиниң шивитсийидики паалийәтлири
- Д у қ вәкили сәуди әрәбистанда рабийә қадир ханимниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди
- Д у қ баш катипи долқун әйсаниң йеқинқи бир қатар паалийәтлири һәққидә сөһбәт
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Д у қ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилди
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта