Хитай нефит ширкити америкиниң Unocal нефит ширкитини сетивелиш үчүн баһа талашти
2005.06.24

Unocal Дәп аталған бу ширкәтниң толуқ исми "калифорнийә бирләшмә нефит ширкити" болуп, бу америка нефит ширкәтлири арисида 9 - орунда туридиған ширкәт. Бу йил 4 - айда баш шитаби калифорнийәдики "шеврон" нефит ширкити Unocal ни 16 милярд 6 йүз милйон америка доллири билән өзигә қошувелишни тәләп қилған һәмдә шевронниң бу тәкливи Unocal ширкити тәрипидин дәсләпки қәдәмдә қобул қилинған иди. Әмма хитайниң 3 - чоң нефит ширкити болған "хитай деңиз-окян нефит ширкити" 7 - июн күни ширкитини сетивелиш үчүн "шеврон" билән баһа талишип, униңдин 1.5 Милярд доллар үстүн баһа қойди шундақла тохтамни бузуш һәққи үчүн "шеврон" ширкитигә 500 милйон доллар төләшни халайдиғанлиқини билдүрди. Бу хитайниң һазирғичә чәтәл ширкәтлирини сетивелиш үчүн қойған әң юқири баһаси болуп һесаблиниду.
Unocal Ширкити гәрчә бу һәқтә дәрһал қарар чиқармиған болсиму, әмма улар хитайниң бу тәклипини ойлишип көридиғанлиқини билдүрди.
Америкида чиқидиған "волстрит жорнили" да елан қилинған мақалида көрситилишичә, "хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң башлиқи фу чеңйү хитайниң бу баһани пәқәт бир достанә йолда қойғанлиқини, шундақла Unocal дики ишчи-хизмәтчиләр орниниң давамлиқ сақлинип қалидиғанлиқини билдүрди. У йәнә, улар бу тәклипниң америка һөкүмити тәрипидин қобул қилинидиғанлиқиға болған ишәнчисини ипадилиди.
Unocal Ниң асаслиқ нефит мәнбәси җәнубий вә оттура асияда
Бу бир әркин сода болмиди. Бу пәқәт хитай һөкүмитиниң енергийә мәнбәсигә еришишкә урунуши.
Unocal Нефит ширкитиниң асаслиқ нефит мәйдани җәнубий вә оттура асияға мәркәзләшкән болуп, хитай һөкүмити бу үстүнлүккә алаһидә қизиққан. Әмма хитайниң америкиниң нефит ширкитини сетивелиш тәлипи, америкида бир мәйдан җиддий бәс-муназирә пәйда қилди һәмдә бир қисим сиясонлар буни сетип бериштин бурун, алди билән америкиниң енергийә вә иқтисадий бихәтәрликини ойлушуш керәкликини оттуриға қоймақта. Шундақла хитайниң бу тәклипиму йәнила алди билән америкиниң чәтәл мәбләғлирини тәкшүрүш комитети тәрипидин тәпсилий көздин көчүрүлмәкчи.
Хитай бу баһани қоюп узун өтмәй, америкиниң икки нәпәр җумһурийәтчи дөләт мәҗлиси әзаси буш һөкүмитигә хәт сунуп, һөкүмәтниң хитай ширкитиниң Unocal ни сетивелишини тосишини тәләп қилди. Улар хитайдики дөләт игилигидики ширкәтләрниң тамамән һөкүмәтниң ярдимигә еришидиғанлиқи, бундақ әһвал астида хитай һөкүмитигә қарашлиқ "хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң америкидики һәқиқий шәхсий ширкәт болған "шеврон" билән баһа талишишиниң әркин сода бәлгилимисигә чүшмәйдиғанлиқини һәмдә буниң адил болмайдиғанлиқини билдүрди.
"Хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң 70٪ дәсмайисигә хитай һөкүмити игә
Хәвәрдә көрситилишичә, "хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң 22 милярд америка доллар дәсмайиси бар болуп, буниң 70٪ игә хитай һөкүмити игә икән. Шундақла бу ширкәт, пүтүн дуняда нефит баһаси җиддий өрләватқан һәмдә нефиткә болған еһтияҗ вә нефит тәминати наһайити қис боливатқан бир пәйттә бу баһани оттуриға қойған болуп, болупму хитай һөкүмити нөвәттә 1 милярд 3 йүз милйон кишиниң санаәт вә енергийигә болған күнсайин ешиватқан еһтияҗини қандурушқа мәҗбур. Һазир хитай, америкидин қалса дунядики иккинчи чоң нефит истимал қилғучи дөләт.
Хитайниң Unocal ға баһа қоюши, америкида дөләт бихәтәрлики мәсилисидә әндишә пәйда қилғандин кейин, пәйшәнбә күни америка кеңәш палатаси малийә комитети мәхсус испат бериш йиғини уюштурди. Буниңға америка федерал запас фонди комитетиниң рәиси грин спән вә америка малийә министири җон снов қатарлиқлар қатнишип, америка-хитай иқтисадий мунасивәтлиридә испат бәрди.
Йиғинда грин спән, америкиниң һазир әркин содиға йүзлиниватқан бир чоң коммунист дөлити билән содилишиватқанлиқини тәкитләп, еһтиятчанлиқ билән һәрикәт қилишни тәкитлиди. Малийә министири җон снов болса, иккила тәрәпниң америка бихәтәрлик тәкшүрүш комитетиниң тәкшүрүш нәтиҗисигә бойсунушини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Ричард: "бу бир әркин сода болмиди. Хитай пәқәт енергийә мәнбәсигә еришмәкчи"
Йиғинда испат бәргән америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик тәкшүрүш комитетиниң рәиси ричард дамато хитайниң Unocal ни сетивелиш тәклипигә қарши чиқип, "бу бир әркин сода болмиди. Бу пәқәт хитай һөкүмитиниң енергийә мәнбәсигә еришишкә урунуши" дәп билдүрди.
Хитайниң тәклипи америкида бәс-муназирә пәйда қилғандин кейин, "хитай деңиз-окян нефит ширкити"ниң башлиқи фу чеңйү җүмә күни алаһидә чүшәндүрүш берип, Unocal ширкитиниң америкида ишләпчиқирилған барлиқ тәбиий газ вә нефитлириниң давамлиқ америкида сетилидиғанлиқиға вәдә бәрди. Әмма Unocal ниң 70٪ нефит вә тәбий газ мәнбәлири җәнубий вә оттура асияда болуп, фу чеңйү буйәрдики нефитләрниң қәйәргә ишлитилидиғанлиқи тоғрисида һечнемә демигән.
"Шеврон" ниң буниңдин үстүн баһа қоюш нийити йоқ
Калифорнийһ штатиниң ел-сегундо дегән йеригә җайлашқан Unocal нефит ширкити дәсләпки қәдәмдә "шеврон" нефит ширкитиниң 16 милярд 6 йүз милйон долларлиқ баһасини қобул қилған болуп, улар йәнә хитай ширкити қойған баһаниму ойлишип көридиғанлиқини билдүрди. Әмма "шеврон" нефит ширкити, өзлири қойған баһани мувапиқ дәп қарайдиғанлиқини һәмдә униңдин үстүн баһа қоюш нийитиниң йоқлуқини әскәртти.
Нөвәттә бир қисим анализчилар хитай бойичә 3 - орунда туридиған шундақла көлими вә дәсмайиси җәһәттә америкиниң "шеврон" нефит ширкитидин хелила арқида туридиған бу "хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң бу баһани һәддидин зиядә юқири қойивәткәнликини тәкитләп, уларниң еһтиятчанлиқ билән һәрикәт қилиши керәкликини оттуриға қоймақта. Униң үстигә һазир "хитай деңиз-окян нефит ширкити" ниң пай чеки баһаси барғансери төвәнлимәктә икән. (Пәридә)