Тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилиси


2007.07.31

Тәйвән ташқи ишлар министирликиниң тәклипи бойичә түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди 7-айниң 25-күни тәйвән ташқи ишлар министирликидә шәрқий түркистан мәсилисиниң тарихий арқа көрүниши вә униң бүгүнки әһвали темисида доклат бәргән.

Бу доклатқа тәйвән ташқи ишлар министирликидә ишләйдиған һәр дәриҗилик кадирлар вә бәзи парламент әзалири қатнашқан. Др. Әркин әкрәм әпәндиниң тәйвәндики бир йиллиқ оқутуш вәзиписини тамамлаш алдида бәргән бу доклати бир йерим саәткә йеқин давам қилған болуп қаттиқ диққәт - етибар қозғиған.

Доклат ахирлашқандин кейин йиғин әһли уйғур мәсилиси һәққидә др. Әркин әкрәмдин нурғун соалларни сориған. Бу доклат һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн тәйвәндин техи йеңила әнқәрәгә қайтип кәлгән др. Әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң др. Әркин әкрәм билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.