Уйғур зиялийлириниң тәқдири лю шавбониң тәқдиридин ечинишлиқ

Сүрәтни аңлиғучилиримиздин бири тәминлигән.
Ахбарат вастилириниң елан қилған статистикисиға асасланғанда, ялғуз ғәрб зиялийлирила әмәс, бәлки хитай зиялийлириму хитай һөкүмитиниң пикир әркинликини бастуруш сияситини қаттиқ әйиблигән. Германийә долқунлири радиосиниң "хитай зиялийлири сөз әркинлики җинайитигә омумйүзлүк қарши турмақта" намлиқ хәвиридә, хитайда сөз вә мәтбуат әркинликиниң барғансири қаттиқ қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойған.
Германийидики уйғур зиялийси күрәш атахан әпәнди, "5 - июл вәқәси" мунасивити билән зиянкәшликкә учриғанлар арисида лю шавбоға охшайдиған йүзлигән уйғур зиялийлири барлиқини билдүрди. У пикир әркинлики үчүн күрәш қилғанлиқи сәвәби билән һазир түрмиләрдә йетиватқан уйғур зиялийлириниң нәччә миң кишигә йәткәнликини тилға алди.
Күрәш атахан әпәнди йәнә, дуня җамаити вә мәтбуатлириниң уйғур зиялийлириғиму лю шавбоға көңүл бөлгәндәк көңүл бөлүшини мураҗиәт қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.