Шинҗаң сақчи-әдлийә мәктипидә йүз бәргән тоқунушниң түп сәвәби


2007.09.24

20-Сентәбир күни үрүмчи шәһиригә җайлашқан шинҗаң әдлийә сақчи мәктипидә йүз бәргән уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисидики тоқунуш хәлқара мәтбуатларниң диққитини җәлп қилди. Гәрчә, уйғур аптоном райони даирилири бу учурни қамал қилсиму, лекин бәрибир бу хәвәр сиртқа тарқилип кәтти.

Вәқәниң келип чиқиш сәвәбиниң тәпсилати һазирчә ениқ әмәс, әмма хоңкоңдики җуңго кишилик һоқуқ вә демократик һәрикити учур мәркизиниң учурлириға таянғанда, җедәл икки қиз оқуғучиниң ашханида урушуп қелишидин пәйда болған болуп, икки милләттин болған мәзкур икки қиз урушуп қалғандин кейин, уларниң оғул достлири келип уларға ян басқан һәмдә улар арисидиму җедәл келип чиқип, ахири бу кәң көләмдики тоқунушқа айланған.

Тоқунуштин кейин, сақчилар бу икки қизни вә уларниң достлирини тутуп кәткән болсиму, лекин оғулларни техичә қоюп бәрмигән.

Вәқә тасадипий әмәс

"Шиңдав " гезитиниң йезишичә, бу тоқунушта адәм өлүш вәқәси келип чиққанлиқи билдүрүлмәктә. Лекин, мәктәп даирилири буни инкар қилған, әмма пәқәт яриланғанларниң дохтурханиға елип кетилгәнликини етирап қилған шуниңдәк , уйғур оқуғучилар билән хәнзу оқуғучилар арисидики бу тоқунушниң сақчи ишлитип бастуруш дәриҗисигә йәтмигәнликини билдүргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, тоқунуш җәрянида икки тәрәптин бәш йүздин артуқ оқуғучи калтәк, төмүр қатарлиқ һәр нәрсиләрни ишлитип урушқан болуп, б б с агентлиқи он нәччә адәмниң яриланғанлиқи һәққидә учур бәрди.

Уйғур аптоном районидики сақчи офитсерлар вә әдлийә хадимлирини тәрбийиләйдиған бирдин бир орун болуп һесаблинидиған мәзкур мәктәптә йүз бәргән хитай-уйғур оқуғучилири арисидики тоқунуш тасадипий һадисә әмәс.

Америкиниң флорида штатидики асия тәтқиқат мәркизидә ишләватқан доктор қаһар баратниң қаришичә, бу вәқәниң сәвәби қандақтур бир икки адәмниң җедилидин әмәс бәлки, йеқиндин буян уйғур елидә күчийип кетиватқан уйғурларға қаритилған бесим сиясити җүмлидин уйғур тилини мәктәп, иш орунлиридин қисқартиш, уйғурларниң һәммила йәрдә иккинчи сортқа айландурулуши қатарлиқ иҗтимаий-сиясий вә иқтисадий тәңпуңсизлиқларға мунасивәтлик уйғурлар билән хитайлар арисидики йошурун вә ашкара зиддийәтләрниң партлаш дәриҗисигә йәткәнлики билән бағлинишлиқтур.

Қаһар барат: " бозәк қилиш чекигә йәткәндә қаршилиқ келип чиқиду"

Шинҗаң сақчи әдлийә мәктипиниң тор бетидики мәлуматлардин қариғанда, бу мәктәп әслидики әдлийә мәктипи билән сақчи мәктипиниң бирләштүрүлүши асасида қурулған болуп, һәр милләттин тәркип тапқан миңдин артуқ оқуғучи бар икән. Асаслиқ нисбәтни хитайлар ,униңдин қалса уйғурлар игилигән. Нөвәттә, уйғур аптоном районидики һәр қайси алий мәктәп вә оттура техникомларда оқуйдиған хитай оқуғучиларниң сани уйғурларға қариғанда көп болупла қалмастин, бәлки оқутқучи вә ишчи-хизмәтчиләрниң нисбитиму көрүнәрлик дәриҗидә юқири.

Доктор қаһар баратниң тәһлил қилишичә, уйғур оқуғучилар мәктәп вә җәмийәттә түрлүк бесимларға дуч келиду. Мәктәпләрдә гәрчә мусулман оқуғучилар ашханиси билән хитай оқуғучилар ашханилири айрилған болсиму, лекин хитай оқуғучилар даим мусулманчә ашханиларға келип тамақ йегәнлики үчүн уйғур оқуғучиларға тамақ йәтмәйдиған ишлар йүз берип турған. Униң үстигә уйғурларниң турмуш өрп-адәтлири вә диний һәм миллий ғорурини дәпсәндә қилидиған ишларму даим йүз берип турмақта.

Оқутуш орунлирида чоң кичик тоқунушлар вә өзара наразилиқлар бурунму йүз бәргән болуп, 1989-йили шинҗаң университетида хәнзулар тәрипидин оттуриға чиқирилған уйғурларни кәмситидиған һақарәт характерлиқ шоарлар уйғур оқуғучиларниң кәң көләмдә намайиш қилишини кәлтүрүп чиқарған иди.

Қаһар барат әпәндиниң пикирлириға асасланғанда, сақчи -әдлийә мәктипидә йүз бәргән бу тоқунуш әмәлийәттә әшу 80-90-йилларда қәшқәр, ақсу, үрүмчи қатарлиқ җайларда йүз бәргән оқуғучиларниң наразилиқ һәрикәтлирини өз ичигә алған һәр хил наразилиқларниң давами болуп, бу вәқә хитай даирилириниң йеқинқи 50 йил ичидики әң қаттиқ қол бастуруш сиясити йүргүзүлүватқан бир пәйткә тоғра кәлди. Қисқиси шараит уйғур оқуғучиларни мәктәптин һәйдилиш, җазалинип түрмиләргә ташлиниши, һәтта җисманий зәрбигә учраштин ибарәт тәқдирни таллашқа мәҗбур қилип, қоллириға калтәк -тоқмақ көтирип һәйвә қиливатқан хитай оқуғучиларға қарши турушқа мәҗбур қилди. Чүнки бозәк қилиш чекигә йәткән.

Бу қетимқи икки милләт оқуғучилири арисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш мусулманларниң рамизан ейиға тоғра кәлди, әлвәттә, шуни қистуруп өтүш керәкки, хәлқара инсан һоқуқи тәшкилатлири вә америкиниң кишилик һоқуқ вә диний етиқад әркинликигә мунасивәтлик доклатлирида уйғур аптоном районида уйғур мусулманлириниң җүмлидин һөкүмәт хадимлири, оқутқучи -оқуғучи вә башқиларниң роза тутуш, намаз оқуш вә әркин диний паалийәтләр билән шуғуллиниш қатарлиқ әқәллий кишилик һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи оттуриға қоюлмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.