Тарихтики хитай сулалилириниң армийисидин һазирқи хитай тарихчилири күчлүк чиқиватиду


2007.05.21

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тор бетидә 5 ‏- айниң 14 ‏- күни баян қилинишичә, хитай һөкүмити йеқинда "шинҗаң омумий тәзкириси. Сиясий ишлар тәпсирати. Һөкүмәт қисми" ни рәсмий нәшр қилдуруп тарқатқан. Хәвәрдә ейтилишичә, бу тәзкиридә миладидин илгирики 60 ‏- йилларда хән сулалиси 'ғәрбий юрт қоруқчибәг мәһкимиси' тәсис қилғандин тартип 1995 ‏- йилиғичә болған икки миң йилдин артуқ вақит ичидә, хитайниң мәркизи һөкүмити һазирқи уйғур аптоном районини изчил идарә қилип келиватқанлиқи баян қилинған.

Хитай һөкүмити нәшр қилдурған бу "шинҗаң омумий тәзкириси" дәп аталған чоң һәҗимлик бир йүрүш тарихий китаб мәхсус саһәләр буйичә йезип чиқилған 79 парчә тәзкирә вә 102 парчә област, вилайәт, наһийә тәзкирилирини өз ичигә алидикән. Хитай һөкүмити йигирмә йил вақит сәрп қилип яздуруп чиққан бу "шинҗаң омумий тәзкириси" дәп аталған чоң һәҗимлик бир йүрүш тарихий китабларни қайтидин тәкшүрүп -бекитиш иши 2007 ‏- йили ичидә тамамлинидикән.

Икки миң йиллиқ тарих җәрянида уйғурлар өзигә хоҗа болған дәврләр мутләқ көп санни тәшкил қилиду

Хитай һөкүмити нәшр қилдурған бу "шинҗаң омумий тәзкириси" дәп аталған чоң һәҗимлик бир йүрүш тарихий китаб һәққидә, тарихшунас доктор қаһар барат зияритимизни қобул қилип мулаһизә елан қилди. Қаһар баратниң қаришичә, әмәлий пакитларға асасланғанда, икки миң йиллиқ тарих җәрянида уйғурлар өзигә хоҗа болған дәврләр мутләқ көп санни тәшкил қилиду.

Хитай һөкүмити бурунқи хитай сулалилири башқа әлләргә таҗавуз қилған тарихни тәнқидлиши керәк иди

Тарихшунас доктор қаһар баратниң қаришичә, хитай әгәр демократик һакимийәт болса, бурунқи хитай сулалилири башқа әлләргә таҗавуз қилған тарихни тәнқидлиши керәк икән.

Тарихтики хитай сулалилириниң армийисидин һазирқи хитай тарихчилири күчлүк чиқиватиду

Америкидики җорҗитавн университетиниң иҗтимаий- тарих пәнлири профессори җаймис милвард әпәндиму "явро-асиялиқларниң дағдам йоллири" намлиқ китабиниң баш қисмида 'шинҗаң әзәлдин җуңгониң бир қисми' дейилгән көз қарашни рәт қилип "бу мәсилидә, тарихтики хитай сулалилириниң армийисидин һазирқи хитай тарихчилири күчлүк чиқиватиду" дәп тәсвирлигән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.