Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған
2005.06.14
Биз алдинқи аңлитишимизда, поскам нефит базар 1- оттура мәктипидики бир топ оқуғучиларниң, мәктәп сиртида хитай оқуғучилар билән тоқунушқанлиқи сәвәбидин, хитай һөкүмитиниң, бу мәктәпниң бир қанчә оқуғучисини һәмдә абдулла җамал исимлик бир оқутқучини " миллий бөлгүнчи" дегән нам билән қолға алғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ.
Мухбиримиз гүлчеһрәниң поскамдин игилишичә, поскам нефит базар 1 - оттура мәктәптин "оқуғучиларға миллий бөлгүнчилик идийилирини тәрғип қилди" дәп қолға елинған абдулла җамал талантлиқ бир язғучи болуп, у асаслиқ язған әсәрлири сәвәбидин қолға елинған икән.
Талантлиқ язғучи
Поскам сақчи тармақлири тәрипидин 4 - айда қолға елинған язғучи абдулла җамал, нефит базар -1оттура мәктипиниң әдәбият оқутқучиси болуп, поскамдики кишиләрниң ейтишиға қариғанда, абдулла җамал йигирмә йилдин артуқ хизмәт тарихиға игә, қириқ яшлардики, тәҗрибилик, кәспкә пишқан оқутқучи вә талантлиқ бир язғучи икән.
Абдулла җамал туюқсиз қолға елинғандин кейин, һечким униң из дерикини алалмиған. Уни һөрмәтлигән оқуғучи - оқутқучилар, һәм униң аяли вә икки қизи әндишидә қалған. Поскамда бу вәқәдин хәвәрдар бири, бу язғучиниң қолға елинишиға ечиниватқанлиқи шундақла униң аилисигә һесдашлиқини билдүрди.
Қолға елиништики сәвәб
Җамаәт хәвпсизлик тармақлири абдуллани қолға елиштин бурун, у " оқуғучиларға миллий бөлгүнчилик идийилирини сиңдүргән" дегән баһанә билән хизмитидин бошутулған. Поскамдики бәзи кишләрниң ашкарилишичә, җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң абдулла җамални қолға елишидики асаслиқ сәвәб хитай даирилириниң уни " миллий бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған әсәрләрни язған" дәп қариғанлиқида икән. Поскамдики бир киши бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, абдулла җамалниң техичә җ х идарисида тутуп туруливатқанлиқини, униң язған романи сәвәблик тутулғанлиқини инкас қилди.
Сиясий бесим кишиләрниң ағзини ачурмайду
Билидиған кишиләрниң ашкарилишичә, абдулла җамални поскам наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси қолға алған. Улар абдуллани һазирға қәдәр сорақ қилмиған болсиму, у һазирғичә поскамда икән. Биз поскам наһийилик сақчи даирилиридин абдулла җамални сүрүштүрдуқ. Телефонимизни алған бир киши дәсләптә абдулла җамалниң қолға елинғанлиқини билмәйдиғанлиқини андин бу һәқтә аңлиғанлиқини вә бу һәқтә мәлумат бәрсә болмайдиғанлиқини ейтти.
Һөкүмәт абдулла җамал қолға елинғандин кейин, униң билән биргә ишлигән, охшашла әдәбий иҗадийәтләр билән шуғуллинип кәлгән 1- оттура мәктәпниң мудири мухтар қадирни вәзиписидин тохтитип, маарип идарисиға йөткигән. Бу учурға асасән биз мухтәр қадирдин абдулла җамалниң қолға елиниш вәқәсиниң өзигә қандақ тәсири болғанлиқини соридуқ, әмма у зияритимиздин наһайити оңайсизланди вә бу һәқтә көп сөзлимиди.
"Майбулақтики паҗиәләр"
Бәзи кишиләрниң билдүрүшичә, абдулла җамал наһайити қәлими күчлүк, сәзгүр язғучи болуп, у әсәрлиридә һәмишә риаллиқни, хәлқниң қайғусини өзгичә услублар билән ипадиләп берәләйдиған болғачқа, оқурмәнләр униң әсәрлиригә һерис қилидикән. У қолға елиништин бурун "майбулақтики паҗиәләр" намлиқ бир романни нәшир қилмақчи болуп, қәшқәр уйғур нәширятиға тапшурған икән.
Абдулла җамал қолға елиништин сәл бурун, қәшқәр маралбешилиқ язғучи нурмуһәммәд ясинму "ява кәптәр" намлиқ әсири түпәйли, хитай һөкүмити тәрипидин " әсәрлиридә миллий бөлгүнчилик идийилирини тәрғип қилған" дәп қолға елинип 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.
Абдулла җамалниң қолға елиниш вәқәси, бу йерим йил ичидә 2- бир уйғур язғучиниң әсәрлири сәвәбидин қолға елиниши болуп һесаблиниду. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Поскам нефитликидики бир қисим оқутқучи - оқуғучилар "миллий бөлгүнчи" дәп әйиблинип қолға елинди
- Хитай һөкүмити поскамда 4 нәпәр толуқсиз оттура мәктәп уқуғучисини түрмигә ташлиди
- Хитай даирилири үрүмчидә бир ай ичидә миңға йеқин кишини қолға алди
- Рабийә қадир сода сарийиниң икки нәпәр хадими техичә қоюп берилмиди
- Хитай һөкүмити шаярдики бир диний курсиниң муддәрисини қолға алди
Хитайниң идеологийә саһәсидики сиясити
- язғучи нурмуһәммәд ясин (өркиши) хитай даирилири тәрипидин қолға елинди
- Хитай һөкүмити уйғур ели маарипини сиясәтчиләрниң башқуришини тәкитлимәктә
- Хитай һөкүмити, уйғур аптоном районидики сәзгүр сияси мәсилиләрни хәвәр қилған бәш жорнални пичәтлигән
- Хитай һөкүмити алий мәктәпләрниң сиясий муқимлиқидин әндишә қилмақта