Мәрһум доктор абдуқадир ташниң бир парчә мақалиси һәққидә


2007.06.14

Сәуди әрәбистанида өткән атақлиқ зурналист, язғучи, мутәпәккур мәрһум доктур абдуқадир таш, өзиниң уйғур әвлади икәнликини бир күнму унтуп қалған әмәс. У "мусулманлар" гезитидә тәһрирлик қилиш җәрянида, гезиттә һәр һәптә дегүдәк уйғурларға мунасивәтлик мақалә вә хәвәрләрни үзүлдүрмәй йезип нәшр қилип, әрәб ـ ислам дунясида қизил хитай һакимийити астида изиливатқан уйғурлар мәсилисиниң тонулушиға зор һәссә қошқан болса, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң вәтән сиртидики паалийәтлиригиму шәхсән қатнишип, пикир, мәслиһәт берип турған.

Мәрһум абдуқадир таш бизниң устазимиз болуш билән биллә, пүтүн ислам вә әрәб дунясиниң устази иди

Муһәммәд қасим һаҗим мәрһум доктур абдуқадир таш һәққидики әслимилирини сөзләп мундақ деди:" мәрһум абдуқадир таш бизниң устазимиз болуш билән биллә, пүтүн ислам вә әрәб дунясиниң устази иди. Дуня уни шундақ дәп тонуди вә бизму шундақ тонуймиз. Чүнки бу адәмниң ислам вә мусулманлар үчүн қилған улуғвар хизмәтлирини биздин аввал ислам дуняси билди вә уни қәдирлиди."

Муһәммәд қасим һаҗимниң ейтишичә :мәрһум доктур абдуқадир таш 1992- йили истанбулда өткүзүлгән "шәрқи түркистан миллий қурултийи"ға қатнашқан вә қурултай хәвәрлирини "мусулманлар" гезитидә елан қилип, қурултайдин пүтүн әрәб дунясини хәвәрдар қилған икән. Муһәммәд қасим һаҗим доктур абдуқадир ташниң баш муһәррирликидә нәшр қилинған "мусулманлар" гезитиниң -1992 йили- 25 ‏- декабир күни чиққан, омумий- 412 санини кутубханисидин елип чиқип, униңдин доктур абдуқадир ташниң қәлими билән йезилған " йоқалмайдиған һәқиқәт " дегән темидики мақалини ихчамлап оқуп бәрди.

" Йоқалмайдиған һәқиқәт " ниң қисқичә мәзмуни

Мәрһум доктур абдуқадир таш мундақ дәп язған икән: "өткән һәптә түркийиниң истанбул шәһиридә өткүзүлгән шәрқий түркистан миллий қурултийи паалийәтлиригә қатнашқанлиқим үчүн хушаллиқ һес қилимән. Интайин әһмийәтлик болған бу қурултайда, тунҗи қетим дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мусулман шәрқий түркистан хәлқиниң вәкиллири бир йәргә җәм болди. Оттура асия ислам җумһурийәтлири, түркийә, германийә, австралийә, америкиға охшаш һәрқайси дөләтләрдики шәрқий түркистан җәмийәтлири вә тәшкилатлириниң вәкиллири бу йәргә топланди."

"Бу қурултайниң нәтиҗилири, болупму вәкилләрниң вә өмәкләрниң бир - бири билән көрүшүп, тонушуп, пикир алмаштуруши әлһәмдулиллаһ наһайити муһим әһмийәтлик тарихий вәқәдур."

"Өз авазини дуняға аңлиталмайватқан шәрқий түркистан хәлқиниң давасини дуняға аңлатмақ үчүн, харҗи әлләрдә, муһаҗирәттә яшаватқан түркистанлиқлар бу қурултайда бир йәргә топлинип, асарәт астида тиркишиватқан, төмүр пәрдә арқисидики қериндашлириниң авазини пүтүн дуняға аңлитиш үчүн ғәйрәт көрсәтти."

"Бу қурултайниң иккинчи нәтиҗиси шуки, қурултай бүйүк бир тәшвиқат пурсити болди. Түркийиниң һәрқайси мәтбуат органлири алаһидә қизғин муамилә қилди вә қоллиди. Шәрқий түркистанниң һәқиқәтән мәтбуатқа зор еһтияҗи бар иди вә бундин кейинму болиду. Түркийә, әрәб, ислам вә дуня мәтбуатлириниң чәклик муамилиси түпәйлидин дуня җамаәтчилики бу қутлуқ дава һәққидә бәк аз чүшәнчигә игә. Бу қурултайда унтулған шәрқий түркистан даваси үчүн тунҗи қәдәм ташланди. Мән уларниң бундин кейин техиму илгириләп вә техиму мустәһкәм қәдәм ташлап бу давани пүтүн дуняға аңлитишини үмид қилимән."

"Бу қурултайниң үчинчи нәтиҗиси шуки, қурултайниң үч күнлук хизмәтлиридин кейин, оттуриға чиққан хуласилиридур. Униң бири өз вәтининиң мәсилиси һәққидә бирликкә келиш үчүн муһаҗирәттики шәрқий түркистан җәмийәтлири вә тәшкилатлириниң көрүшүп бирликкә келиш пурситигә еришкәнлики болуп, йәнә бири тарихий әһмийәтлик қурултайниң ортақ хитабнамиси, қарарлири вә тәшәббуслириниң баян қилинишидур. Бу баянларниң һазирқи пәйттики һалда чәклинип қалмастин, кәлгүсидики иш вә пикирләрдә әмәлийләшмикидур. Қурултай иштиракчилириниң һәрқайси дөләтләрдики җәмийәт вә тәшкилатлири паалийәтлирини ортақ вә бирлик низами ичидә елип бериш үчүн бир миллий бирлик тәшкилатини қуруш арзусиға асасән, әтраплиқ ойлишип бир өткүнчи милли конгирә қурди вә өткүнчи низамнамә мақуллиди. Қурултай иштиракчилири мәлум вақиттин кейин, иккинчи қурултайниң ечилиши вә конгирә сайлими өткүзүп, шәрқий түркистан давасиниң йәниму җиддий вә паал елип берилиши үчүн чақириқ қилди. Мана булар қурултайниң үмид беғишлиғучи нәтиҗилиридур."

"Бир аваз билән ортақ мәркәз астида топланмиса ғәлибигә еришмәк мумкин әмәстур"

"Қутлуқ шәрқий түркистан даваси үчүн күрәш қилғанлар әгәр бирлик, баравәрлик вә һәмкарлиқ арқилиқ бирлишип, бир аваз билән ортақ мәркәз астида топланмиса ғәлибигә еришмәк мумкин әмәстур."

"Шәрқий түркистан хәлқи зулум астида иңрап, бу зулумдин қутулушни күтүватқан, авазини дуняға аңлиталмайватқан, қаршисида күчлүк бир дүшмән турған бүгүнки әһвалда, бәзи шәрқий түркистанлиқларниң тар чүшәнчиләрдин, шәхси мәнпәәтлиридин, шөһрәтпәрәсликтин вә мәнсәп талаш - тартишлиридин ваз кечәлмәслики әҗәблинәрлик әмәсму?"

"Бүгүнки әһвалда, түркистанлиқларниң өз ‏- ара ғәвғалишиши, айримчилиқ қилиши һеч инсанниң әқлигә сиғмайду. Бу ихтилап пәқәт дүшмәнгә пайдилиқ болуп, зиян тартидиғини шәрқий түркистан хәлқи болуп қалиду. Шәрқий түркистан давасиға тосалғу болғучилар чоқум җавабкар болиду вә еғир җазаға учрайду. Туркистанлиқларниң үмидсизлинишиниң һеч һаҗити йоқ. Аллаһ бүйүктур. Әйни заманда һечкимниң әқлигә кәлмигән совет иттипақида мәйданға кәлгән һадисигә охшаш һадисиләрни пәйда қилишқа аллаһ қадирдур."(Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.