Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(3)
2005.08.08

20-Әсирниң 30-40-йиллирида уйғур хәлқиниң сиясий һаятида зор вәқәләр йүз бәрди. 1933-Йили 12-ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили 12-ноябирда ғулҗида тәсис қилинған шәрқий түркистан җумһурийити уйғурларниң сиясий һаятида муһим әһмийәткә игә.
3-Авғуст күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридә әнә шу ғулҗида қурулуп, таки 1949-йилиғичә мәвҗут болған шәрқий түркистан һөкүмитиниң баш катипи абдурәуп мәхсум ибраһими 91 йешида вапат болди.
Сабиқ баш катип абдурәуп мәхсум ибраһими шәрқий түркистан һөкүмитиниң ички вә ташқи сияситиниң ярқин шаһидидур. Чүнки, һөкүмәтниң барлиқ һөҗҗәтлириниң көпинчисиниң униң қолидин чиққан иди. У әлихан төрә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң йеқин сәпдеши болуш сүпити билән уларниң кишилик хусусийәтлири , дуня қариши шуниңдәк сиясий паалийәтлири һәққидә көп нәрсиләрни билгән иди.
Абдурәуп мәхсум ибраһими һаят вақтида бир қанчә қетим зияритимни қобул қилип, шәрқий түркистан инқилабиға аит бир қатар мәсилиләр һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойған (үмидвар)
Абдурәуф мәхсум тәрмилиридин
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(2)
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(1)
- Шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи абдурәуф мәхсумниң һаяти паалийәтлири (1)
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдуроф мәхсум билән сөһбәт