Уйғурларниң, вашингтонда коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси тикләнгәнлики вә хитайниң униңға қарши турғанлиқи һәққидики мулаһизиси


2007.06.15

Америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә 6 ‏- айниң 12 ‏- күни, коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси үчүн юпуқ ечиш мурасими өткүзүлгән иди. Бу мурасимда, америка президенти җорҗ буш нутуқ сөзләп, қолида әркинлик мәшили тутқан әркинлик илаһиниң образи бар бу абидә пүтүн дуня хәлқиғә, коммунизимниң зиянкәшликигә учриған йүз милйондин артуқ хәлқни вә коммунст һакимийәтлирини мәғлуп қиливатқан қудрәтлик күчни әслитидиғанлиқини көрсәткән иди.

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, америка президентиниң бу мурасимда сөзлигән нутқидики коммунист һакимийәтлиригә қаритилған сөзләргә, хитай һөкүмити җиддий инкас қайтуруп, уни 'соғуқчилиқ уруш пикрини қайтидин қозғиғанлиқ', 'башқа дөләтләрниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ' дәп қаттиқ наразилиқ билдүргән вә бу һәқтә америка һөкүмити билән җиддий сөзлишидиғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултейиниң оттура асиядики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә мулаһизә елан қилди. У мулаһизисдә вашингтонда тикләнгән бу абидиниң әһмийити үстидә тохталди һәмдә хитай коммунист һакимийитиниң һазирму уйғурларға давамлиқ зиянкәшлик қиливатқанлиқини көрсәтти.

Абидиниң икки тәрипигә оюлған текистләр

Хәлқ өзлири топлиған мәбләғ билән америкиниң вашингтон шәһиридә тикләнгән коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидисиниң бир тәрипидә "коммунист һакимийәтлири һаятидин айриған йүз милйондин артуқ кишигә вә әркинликни қизғин сөйидиған хәлққә беғишланди' дегән текист бар. Униң йәнә бир тәрипидә ' қул қилиниватқан барлиқ дөләт вә хәлқләрниң әркинлик вә мустәқиллиқиға беғишланди' дегән текист бар.

Америка президенти бу абидә үчүн юпуқ ечиш мурасимида сөзлигән нутқида 'сабиқ совет иттипақиниң коммунизм түзүми 20 милйон адәмни қирғанлиқи, буниң ичидә ленин бивастә топ қирғинчилиқ қилған адәм сани йүз миңдин ашидиғанлиқи, сталин окраинада 6 милйон адәмни қирип ташлиғанлиқи, хитайда 60 милйон , вйетнамда 850 миң адәмниң һаятидин мәһрум қилинғанлиқини тилға алди.

Америкида турушлуқ тарихшунас доктор қаһар барат әпәндиму бу һәқтә мулаһизә елан қилип, дуняда техичә йеқитилмиған хитайдәк коммунист һакимийәтлири, һелиму давамлиқ түрдә хәлққә зиянкәшлик қиливатқанлиқини, буниңға сәл қарашқа болмайдиғанлиқини көрсәтти.

Коммунист һакимийәтлири җинайи қилмишлирини өзиниң қандашлиқ мунасивәтлиригә тайинип давамлаштуруватиду

Америкиниң вашингтон шәһиридә тикләнгән коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси һәққидики учур һазир хәлқарада барғансери кәң тарқалмақта вә коммунист һакимийәтлириниң хәлққә қилған зиянкәшликини паш қилидиған мақалиләр, мулаһизиләр көпәймәктә.

Болупму хәлқарада һазир, хитай, куба, шималий корийә қатарлиқ дөләтләрдики коммунист һакимийәтлири хәлқниң һаятиға зиянкәшлик қилиш, мал-мүлкини булаштәк җинайи қилмишлирини өзиниң қандашлиқ мунасивәтлиригә тайинип давамлаштуриватқанлиқини ашкарилайдиған мақалиләр вә мулаһизиләр елан қилинмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.