Рабийә қадир ханимниң түрмидики оғлиниң саламәтлики аилисидикиләрдә әндишә қозғиди
2007.12.12
Уйғур давасиниң сүргүндики рәһбири рабийә қадир ханимниң түрмидики 2 - оғли абликим абдуреһимниң саламәтлики начарлашқан болуп, бу рабийә қадир ханим вә униң аилә тавабати ичидә әндишә қозғимақта. Рабийә қадир ханим, әгәр даириләр оғлини тез давалатмиса униң һаяти хәвпкә учрайдиғанлиқини агаһландурди. Лекин абликимниң саламәтлик әһвалиға түрмә даирилириниң пәрвайи пәләктәк қилатти. Абликимниң америкидики ачиси, буш һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ органлирини инисини қутқузувелишқа чақирди.
Абликим аилисидикиләрниң бәзилирини тонимиди
Уйғур давасиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң түрмидики оғли абликим абдуреһимниң саламәтлик әһвалида мәсилә барлиқини, униң дадиси вә аилисидикиләр йеқинда абликимни "баҗяху түрмиси" гә йоқлап чиққанда байқиған болуп, бу хитай даирилириниң абликимни 2006 - йили " дөләтни парчилаш " җинайити билән қолға алған һәмдә 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғандин бери тунҗи қетим аилә тавабати билән учраштуруши иди.
Абликимниң америкида яшайдиған ачиси раһилә ханимниң әскәртишичә, абликим 6 - декабир күни уни баҗяхудики түрмигә йоқлап барған бәзи аилә әзалирини тонумиған шундақла өзиниң 2 қетим һушини йоқитип қойғанлиқини ейтқан. Раһилә ханим, аилисидикиләр акиси билән учрашқан тәхминән 15 минут җәрянида абликимниң кесәл чирай, аҗиз һәм "хумагудуң" һалитини көрүп, көз йешини туталмиғанлиқини, болупму түрмидики йәнә бир иниси алимниң ипар исимлик қизини тонумиғанлиқини көрүп өзлирини туталмиғанлиқини билдүрди.
Абликим тән җазасиға учриған болуши мумкин
Америка уйғур җәмийитиниң чаршәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида әскәртишичә, абликимниң аилисидикиләр униң саламәтлик әһвалини сүрүштүрсә, түрмә сақчиси униң йүрики аҗиз икәнликини, әгәр даириләр билән "һәмкарлишишни үзлүксиз рәт қилса" вә " җинайитини тонумиса" униң йүрәк кесили техиму яманлап кетидиғанлиқини билдүргән.
Америка уйғур җәмийити баянатида " биз абликим даириләр билән һәмкарлишишни рәт қилғанлиқи түпәйли тән җазаси вә саламәтликигә пәрвасиз қараштәк яман муамилигә учриған, дәп қараймиз " деди.
Хитай даирилири мәһбуслар әһдинамисиға хилаплиқ қилди
Һазир шиветсарийиниң җәнвә шәһиридә б д т ниң әйдиз программиси вә хәлқара әмгәк иттипақидики хадимлар билән уйғурларда әйдиз, һашар вә уйғур қизлирини ичкиригә йөткәш мәсилисидә һәмсөһбәт болуватқан рабийә қадир ханим, хитай даирилириниң абликимни түрмә сиртида давалинишиға рухсәт қилишини вә униң йүрәк кесили һәм 2 қетим һошини йоқитип қоюш вәқәсигә чүшәнчә беришини тәләп қилди.
Америка уйғур җәмийити абликимниң саламәтлик әһвали һәққидики баянатида, хитай түрмә даирилирини б д т ниң мәһбуслар әһдинамисиға хилап һәрикәт қилиш билән әйибләп, б д т әһдинамисиниң мәһбусларға муамилә қилиш өлчимидики "алаһидә күтүлүшни тәләп қилғучи кесәлмән мәһбусларни алаһидә орун яки хәлқ дохтурханилириға йөткәш керәк " дегән маддисини хатириләтти.
Баҗяху түрмиси өз вақтида рабийә қадир ханим қолға елинғанда ятқан түрмиләрниң бири болуп, бу нөвәт униң оғли бу түрмидә ятмақта иди. Биз баҗяху түрмә даирилириниң бу мәсилидики инкасини игиләш мәқситидә баҗяху түрмә даирилиригә телефон қилған болсақму, ғәрқ мәслики чиқип туридиған бир сақчи бизни һарақ ичишкә тәклип қилди, лекин абликим һәққидики суаллиримизға җаваб бериштин өзини қачурди. Абликим абдуреһим, 2006 - йили 6 - айда үрүмчиниң уланбай йолида иниси алим абдуреһим билән биргә қолға елинғандин кейин, бу йил 4 - айда хитай әдлийә даирилири тәрипидин "бөлгүнчилик"җинайити билән әйиблинип аз кәм 10 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған.
Буш:"абликимни қолға алғанлиқи өч елиш һәрикити"
Хитай даирилириниң бу һәрикити кишилик һоқуқ вә америка дөләт мәҗлисиниң әйиблишигә учрапла қалмай, президент бушниң тәнқидигә учриған. Болупму у, бу йил язда чех пайтәхти прагадики бир хәлқара йиғинда хитай даирилириниң абликим абдуреһимларни қолға алғанлиқи "рабийә қадирни кишилик һоқуқ паалийитидин ваз кәчкүзүшкә қаритилған" өч елиш һәрикити, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән иди. Абликимниң америкидики ачиси раһилә ханим, хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң һәрикәткә өтүшини, инисиниң мәсилисигә президент бушниң өзи арилишишини тәләп қилди.
Шинхуа ахбарат агентлиқи абликимгә кесим елан қилған чағда бәргән бу һәқтики хәвиридә, "сот җәрянида абликимниң қануни һоқуқи қоғдалғанлиқини, сот вақти вә сот орниниң үч күн бурун уқтурулғанлиқини шундақла абликимниң сот җәрянида өз җинайитини иқрар қилғанлиқини илгири сүргән. Лекин рабийә қадир аилиси, абликимниң адвокат тәклип қилишиға рухсәт қилинмиғанлиқини, сот күни аилисигә уқтуруш қилинмиғанлиқини шундақла абликимниң иқрари тән җазаси астида елинғанлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- " Рабийә, японийәгә хуш кәпсиз ! "
- Рабийә ханим җәнвәдә яврупа парламентниң комитет мәсуллири билән көрүшти
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (2)
- Рабийә ханим "бирла инқилаб - явропа үчүн зоравансиз лайиһә - либераллиқ " йиғиниға қатнашти (1)
- Рабийә қадир ханимниң японийидики зиярити һәққидә сөһбәт
- Рабийә қадир ханимниң японийә зияритиниң истратегийилик әһмийити
- Рабийә қадир ханимниң японийә паалийитиниң ахирқи күнлири
- Рабийә қадир, қәшқәрдә уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини " Wall Street Journal " да тәнқид қилди
- Рабийә қадир японийиниң масәй вә ямагучи қатарлиқ җайлирида нутуқ сөзлиди
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (4)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (3)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (2)
- Рабийә қадир ханимниң уйғурларға ейтқан йүрәк сөзлири (1)
- Рабийә қадир ханим билән сөһбәт --- йеңи ира гезитидики мақалә һәққидә