Америка адәм әткәсчилики мәсилиси һәққидә доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди
2006.06.08
6 - Айниң 5 - күни америка ташқи ишлар министирлиқи дуня характерлиқ адәм әткәсчилики мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилип, хитай, иран, сүрийә, вә җәнубий корийә қатарлиқ 12 дөләтни қаттиқ әйиблигән.
Хитайдики мәсилә еғир
Мәзкур доклатниң хитайға аит қисмида, хитайдики адәм әткәсчилик мәсилисиниң дунядики башқа дөләтләргә қариғанда техиму еғир икәнлики шундақла униң әмәлийәттә адәм әткәсчиликиниң мәнбәсигә айланғанлиқи алаһидә көрситилгән.
Америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған 2006 - йилидики адәм әткәсчилик мәсилиси һәққидики бу доклатниң хитайға аит қисмида, көплигән әмәлий мисалларни оттуриға қоюш арқилиқ " хитайдики адәм әткәсчилик мәсилисиниң башқа дөләтләргә қариғанда еғир болуши, хитайниң бир балилиқ сиясити вә хитайдики бир қисим районларниң һәддидин ташқири намратлиқидин келип чиққан " дәп көрситилгән.
Мәзкур доклатта йәнә, хитай паһишилириниң тәйвән, тайланд, малайсия вә японийә қатарлиқ дөләтләрниң җинсий мулазимәт сорунлириға мәркәзләшкәнлики һәмдә хитай даирлириниң бу һәқтә җиддий чарә - тәдбир елип бармиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.
Дуняда йилиға 8 милйон киши әткәсчиликниң қурбаниға айлиниду
Америка ташқи ишлар министири кондализа райс мәзкур доклат елан қилиниш мунасивити билән, адәм әткәсчилик мәсилисиниң пәқәт кишилик һоқуқ даирисидики мәсилила әмәс, бәлки дуня бихәтәрликигә зор тәсир йәткүзидиған мәсилә икәнликини тәкитләп, һазир дуняда һәр йили аз дегәндә 8 милйондин артуқ кишиниң адәм әткәсчиликиниң қурбаниға айлиниватқанлиқини билдүрди:
"Адәм әткәсчилик мәсилиси бир қисим кишиләрниң өз мәнпәәтигә еришиш үчүн дунядики амалсиз қалған аҗиз инсанларни заманивий қуллуқ әмгикигә вә паһишиликкә мәҗбурлайдиған болмиғур қилмиш болуп һесаблиниду. Бизниң пәризимизчә, һазир дуняда һәр йили 8 милйондин артуқ аяллар вә балилар адәм әткәсчиликиниң қурбаниға айланмақта ". Америка ташқи ишлар министири кондализа ханим сөзидә йәнә һазир америкиниңму адәм әткәсчиликиниң зийиниға учриғучиларниң нишаниға айлинип қеливатқанлиқини лекин президент буш рәһбәрликидики америка хәлқниң тинчлиқ вә адаләт йолида, бу хил әһвалниң алдини елиш үчүн қаттиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди:
"Биз шуни тонуп йәттуқки, америкиму һазир адәм әткәсчиликиниң зийиниға учриғанларниң нишаниға айланмақта. Шуңа биз бу хил әһвалниң алдини елиш үчүн, чарә -тәдбирләрни күчәйтиватимиз. Биз америка туприқида мәйли әр болсун яки аял болсун вә яки кичик бала болсун һечқандақ бир инсанниң өз яшаш һоқуқидин айрилип қелишини халимаймиз. Америка үчүн инсан ғорурини қоғдаш адаләтниң муқәддимисидур. Биз президент бушниң рәһбәрлики астида, дуняниң һәрқайси җайлиридики кишиләрниң техиму зор тинчлиқ вә әркинликкә еришиши үчүн төһпә қошимиз ". (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Балиларға байрамлиқ тиләкләр
- Шветсийидики икки хитай пуқраси адәм содиси билән шуғулланғанлиқи сәвәбидин қолға елинған
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня адәм сетиш содиси вәзийити һәққидә доклат елан қилди
- Хитайдики инсан органлири тиҗарити явропа мәтбуатиниң диққитини қозғимақта
- Әнгилийә сәһийә саһәси, хитайни адәм әзалирини сетиш қилмишлири билән әйиблиди