Йәниму көп уйғур балилири хитай өлкилиригә алдап кетилмәктә


2005.08.12

Уйғур балилириниң хитай өлкилиригә алдап кетилиш вәқәлири давамлиқ йүз берип кәлмәктә. Биз алдинқи аңлитишимизда мәлумат берип өткинимиздәк, һәр хил шәкилдики җинайәт гуруһлири вә яман нийәтлик кишиләр тәрипидин алдинип яки сетилип хитай өлкилиригә берип қалған уйғур балилириниң тәқдири асасән охшаш болуп, улар хитай өлкилиридә оғрилиқ, янчуқчилиққа охшаш җинайи һәрикәтләргә мәҗбурланғандин башқа, пүтүн әркинлики боғулуп, җисманий, роһий җәһәтләрдин қияс қилғусиз хорлашларға учримақта шундақла ата - анилиридин айрилған, қоғдиниш иқтидари болмиған нарсидә балиларниң һаятиму хәтәр ичидә турмақта.

Игилишимизгә қариғанда, һәрхил җинайәт гуруһлири пул тепиш қоралиға айландурувалған бу бәхтсиз балиларни һәтта мәҗбури һалда зәһәрлик чекимлик чекишкә үгәткән шундақла зәһәрлик чекимлик йөткәш, сетишқа салған.

Бизниң уйғур аптонум районлуқ сәргәрдан балиларни йиғивелиш вә қутқузуш орнидин игилишимизгә қариғанда, гәрчә давамлиқ хитай өлкилиридә янчуқчилиқ қилип сақчиларниң қолиға чүшкән уйғур балилар қайтуруп келиниватқан болсиму, уйғур елидин балиларниң хитай өлкилиригә алдап кетилиш вәқәлири давамлиқ йүз берип туриватқан икән.

Балилар зәһәрлик чекимликкә мәҗбурланған

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған хадим, һәр йили 5- айдин 11- айғичә бу орунға келидиған балилар көпийиду, улар гәрчә җинайи һәрикәтләрни өткүзгән болсиму, бәк кичик болғачқа қануний җазаға учримайду, уларниң ичидә қизларму бар, ечинишлиқи, җинайәт гуруһлири бу балиларни контрол қилиш мәқсидидә, техи зәһәрлик чекимлик чәккүзивәткәнлириму бар, деди.

Инкасларға қариғанда, нөвәттә кочиларда янчуқчилиқ, оғрилиқ қиливатқан уйғур балиларни хитай өлкилириниң чоң - кичик өлкә, шәһәр, базарлириниң һәммила йеридә учритишқа болидикән, демәк бунда қ балилар барғанчә көпийиш билән биргә, уларниң вәзийитиму барғанчә начарлашқан.

яман йолға меңиштики сәвәбләр

Бу хил алдинип яман йолларға мәҗбурланған балиларниң тәқдиридин әндишә қиливатқан бәзи уйғурлар радиомизға телефон қилип, бу хил мәсилиләрниң барғанчә еғирлишишиға уйғурларниң иқтисадий турмушиниң интайин намрат икәнликиниң асасий сәвәб икәнликини билдүрмәктә.

Уйғур балилириниң көпләп хитай өлкилиригә алдап кетилиши шундақла уларниң яман нийәтлик кишиләрниң җинайәт қоралиға айлинип қеливатқанлиқидәк ечинишлиқ җәмийәт һадисиси, чәтәлләрдики уйғурларниму тәшвишләндүриватқан бир мәсилә болуп, улар бу мәсилә бир қануний яки иҗтимаий мәсилә болупла қалмай, бәлки хитайниң наһәқ сиясити астидики уйғурларниң нөвәттики сиясий, иқтисадий һәмдә иҗтимаий орнини көрситип беридиған бир нуқтилиқ мәсилә дәп қаримақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.