Гуантанамодики икки уйғурниң үчүнчи қетимлиқ соти ечилди
2005.12.13

Гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилси пүтүн дунядики уйғурлар көңүл бөлүватқан мәсилә. Дүшәнбә күни америкиниң пайтәхти вашингтон өткүзүлгән адил абликим вә абабәкри қасим исимлик гуантанамода тутуп турулуватқан икки уйғур яшниң сот мәһкимисидә уйғурларниң бу мәсилигә қанчилик көңүл бөлүватқанлиқи очуқ ипадиләнди.
Сотқа, атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирму қатнашти. У соттин кейин мухбирларға бәргән баянатида, әгәр гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурлар қоюп берилсә, уйғур җамаити билән бирликтә уларниң пүтүн турмушиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.
Дүшәнбә күнидики сот мәһкимиси адил абликим вә абабәкри қасимниң вашингтонда өткүзүлгән үчинчи қетимлиқ соти иди. Сотта, өз хираҗити билән адил абликим вә абабәкри қасим қатарлиқ гуантанамода тутуп турулуватқан бир қисим уйғурларниң адвукатлиқини үстигә алған сәбин валит, адил билән абабәкрини гуантанамодин вашингтонға елип келиш тәлипини оттуриға қойди һәмдә мәсилиси бир тәрәп болғанға қәдәр уларниң вашингтон әтрапида яшайдиған уйғур җамаитиниң ичидә турушиға рухсәт берилишини тәләп қилди.
Адвукат сәбин валит, сотта йәнә гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурлар қоюп берилсә, вашингтон әтрапида яшаватқан уйғурларниң уларға игә чиқишқа тәйяр икәнликини тәкитләп, вашингтонға йеқин җайда яшайдиған пәрһат ясин исимлик уйғурни сотқа тонуштуруп, униң адил билән абабәкриниң пүтүн чиқимлирини өз үстигә илишқа тәйярикәнликини билдүрди.
Баш сотчи робиртсон, адил вә абабакриниң адвокати сәбин валитниң, уларни вашнгтонға елиш келип сотқа қатнаштуруш мәсилиси бир тәрәп болғанға қәдәр вашингтон әтрапида яшаватқан уйғурлар арисида турушиға рухсәт бериш тәлипигә 15 күн ичидә җавап беридиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз қанатниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси шветсийә парламентида
- Непалдики тибәт мусапирлириниң америкиға келиш мумкинлики уйғурларни үмидләндүрди
- Түркийә мәтбуатлири уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Гуантанамодики уйғурларни ким қутқузиду?
- Гуантанамодики уйғурлар хәлқара мәтбуатларда
- Гуантанамодики уйғурлар америкилиқларниң яридимигә еришмәктә