Шветсийә ахбаратлири адил һәққидә учур бәрмәктә
2008.01.11
Гуәнтанамо түрмисиниң сабиқ тутқуни адил шветсийигә келип сиясий панаһлиқ тилигәндин бири шветсийә ахбаратлири униң һаяти вә тәқдири һәққидә тохтимай учур беришкә башлиди .Буларниң ичидә шветсийә дөләтлик ахбарат вастилириму вә йәрлик ахбаратларму бар, болупму шветсийә һөкүмитиниң райини ипадиләйдиған әң нопузлуқ гезит болған "күндилик йеңилиқлар"гезити, шветсийә дөләтлик радиоси п1 қанили, шветсийә дөләтлик телевизийисиниң 4 - қанили,"стокһолим шәһәр гезити", "метро" қатарлиқ ахбарат васитилириниң бәргән учурлири шветсийә даирисидә уйғурларниң вә уйғур мәсилисиниң тунулушида тәсири алаһидә зор болди.
Гәрчә бу учурларниң һәммиси дегүдәк адилниң бешиға кәлгән бәхитсизликләр вә униң наһәқ тартқан күлпәтлирини тәсвирләшни асасий йөлиниш қилған болсиму, әмма буниңға яндашқан һалда уйғурлар һәққидики чүшәнчиләр, уйғур мәсилисиниң түп йилтизи вә уйғурларниң һазирқи инсан һәқлири әһваллири қатарлиқларму тәсвирләнгән. Адил һәққидики бу хәвәр - учурларниң асаси мәзмунини йиғинчақлиғанда төвәндикидәк 3мәзмунға мәркәзләшкән.
1 - Мәзмунда, адилдин ибарәт бу уйғур йигитиниң кимлик арқа көрүнүши, униң пакистан вә афғанистанларға келип қелишиниң негизлик сәвәблири қатарлиқлар өзиниң бәргән мәлуматлири асасида тәсвирләнгән . - 2Мәзмунда адил қатарлиқ уйғур йигитлириниң пакистанда қәбилә кишилири тәрипидин қолға чүшүп америка әскәрлиригә 5миң долларға сетилғанлиқлиридин тартип афғанистан қәндиһар түрмисидики кәчүрмишлири, гуәнтанамо түрмисидики 4 йиллиқ һаяти вә кейин қандақ қилип албанийигә орунлаштурулғанлиқлири қатарлиқлар сөзләнгән. 3 - Мәзмунда асасән уйғурларниң миллий кимлики, җуғрапийилик җайлишиши, мәдәнийәт арқа көрүнүши, нопус әһвали, 11 - сентәбир вәқәсидин кийин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ассимийлиятсийә сиясити, уйғур елидә күндин - күнгә начарлишиватқан инсан һәқлири әһваллири қатарлиқлар йезилған.
Адилниң шиветсийилик адвокати стен әпәнди 7 - январ күни шветсийә телевизийиси 4 - қанилиниң зияритини қобул қилғанда мундақ дәйду "уйғурлар хитайниң ғәрби районида яшайдиған түрки тил сестимисидики мусулман хәлқләрниң бири, улар йеқинқи йиллардин бири хитай һөкүмитиниң қаттиқ контроллуқида түрмиләргә ташлинип, қаттиқ қийнашларға дуч келиватиду. Адил болса әнә шу уйғурларниң бири. У турмуш йоли издәп бала - чақилирини ташлап пакистан вә афғанистанларға кәлгән, кейин наһәқ тутқун қилинип гуәнтанамо түрмисидә 4 йиллиқ мәһбус һаятини өткүзгән.
Шветсийә ахбаратлиридики учурлардин мәлум болушичә, шветсийә көчмәнләр идарисиниң адилниң сиясий панаһлиқ ишлириға тутқан позитсийиси һазирчә кишиләр ойлиғандәк иҗабий түстә болмиған, әмма кишиләрниң пәрәз қилишичә, шветсийә ахбаратлирида бериливатқан адил вә уйғурлар һәққидики хәвәр - учурларниң көпийиши адилниң шветсийидә панаһлиқ елишиға түрткә болалайдикән. Шветсийә ахбаратлиридики инкаслардин қариғанда, шветсийә көчмәнләр идариси билән шветсийә һөкүмити оттурсида гуәнтанамо түрмисидә қамақта ятқан қалған 17 уйғурни шветсийигә орунлаштуруш яки орунлаштурмаслиқ һәққидә муназирә болуватқанлиқи мәлум. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкидики уйғурлар йеңи йилни тәбриклиди
- Акиси хитай һакимийити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир яш билән сөһбәт
- Б д т йиғинида, өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш тәклип лайиһиси көп санлиқ аваз билән мақуллуқтин өтти
- Сир тутулған тоқунуш -- шаяр вәқәси
- Албанийидә яшаватқан адил шветсийигә йитип кәлди
- Узундин буян дидарлишалмиған қериндашлар җәм болди
- Мәшһур дава қайта сәһнидә
- Гуантанамодики уйғурлар канада мәтбуатлирида
- Албанийидики бәш нәпәр уйғур әрәб телевизорида
- 40 Йилдин артуқ хитай түрмисигә елинған қазақ язғучиси қазғумарниң армани
- Хитай йәнила дуня буйичә өлүм җазасини әң көп йүргүзидиған дөләт
- Америка гуантанамони тақашта нурғун қийинчилиқларға дүч кәлмәктә