Хәлқара җамаәт афғанистан президент сайлимидин немиләрни күтиду ?
Мухбиримиз әқидә
2009.08.20
2009.08.20

AFP Photo
Афғанистанда талибан һакимйити ағдурулғандин кейинки иккинчи қетимлиқ президент сайлими үчүн беләт ташлаш паалийити пәйшәнбә күни елип берилди. Һазирқи президент карзай давамлиқ вәзипә өтүш арзусида сайламда көп авазға еришиш үчүн һәр хил тиришчанлиқларни көрсәтмәктә.
Афғанистанда 7000 орунда тәсис қилинған беләт ташлаш понкитлири пәйшәнбә күни шу йәрниң вақти әттигән саәт 7 дә ечилған, 170 миң парчә қанунлуқ беләт саәт 4 гә қәдәр беләт сандуқиға ташлинип болуши шәрт қилинған болуп, афғанистан бихәтәрлик қисимлири вә афғанистандики иттипақдаш армийә қошуни бирликтә 300 миң әскәр вә сақчи аҗритип мәхсус һәр қайси беләт ташлаш понкитлириниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн орунлаштурулған.
Бирақ әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң хәвиридин ашкарилинишичә, афғанистанниң қәндәһар, ғәззә вә кабул қатарлиқ җайлирида айрим - айрим партлитиш һуҗумлири йүз бәргән.
Сайламниң алди - кәйнидә афғанистандики талибан қалдуқ күчлири, һәр хил һуҗумларни қозғиғандин сирт, 20 адәмни өзини өлтүрүвелиш характирлик һуҗум елип беришқа буйруғанлиқи һәққидә, һәтта қолида беләт ташлаш бәлгиси байқалған кишиниң бармиқини кисидиғанлиқи тоғрисда қорқунчлуқ тәһдитләрни ишләткән иди.
Бирақ америка дөләт мәҗлиси баянатчиси кабул һөкүмитигә буйруқ чүшүрүп, мәтбуатларниң сайлам мәзгилидә елип берилған зораванлиқ һәрикәтлири тоғрисида хәвәр елан қилғанлиқини тәнқид қилди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати болса кишиләрниң мәтбуат әркинликини қанун бойичә қоғдашни тәкитлиди.
Бу арида, обама һөкөмити болса зор тиришчанлиқларни көрситип, афғанистанниң вәзийитиниң муқим болушиға капаләтлик қилиш, демократийә шәртлири астида йеңи президент һөкүмитини тикләш үмидини ипадилиди.
Америкини өз ичигә алған хәлқара җамаәтниң афғанистанда бу қетим өткүзүлидиған сайлам нәтиҗисидин немиләрни күтидиғанлиқи тоғрисида мулаһизә йүргүзгән, түркийидики доктор әркин әкрәм әпәнди, тенч, муқим бир афғанистан дөлитиниң оттура шәриқ вәзийитиниң яхшилинишида муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.
Һәр қайси дөләтләрдики сиясий көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, омумән афған хәлқиниң мәзкүр сайламға тутқан позитсийиси вә беләт ташлаш арқилиқ сайламниң адил елип берилғанлиқи һәққидә, өзлирини қанаәтлинәрлик сайлам нәтиҗисигә еришкәндәк һес қилиши, бу қетимқи сайламниң әң муһим нуқтиси һесаблинидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.