Афғанистанниң нөвәттики сайлам вәзийити
2004.10.06
Афғанистанда, пат арида өткүзүлидиған сайлам паалийәтлири җидди елип берилмақта, хәвәрләрдин мәлум болишичә, нөвәттә вәзипә өтәватқан прездент карзай тунҗи қетим, кабулда өзи үчүн аваз топлаш паалийитини башливәткән, карзай йәнә сайлам һәққидә тохтулуп " мәҗбурий йосунда дөләт башқуруш дәври аллиқачан өтүп кәтти" дәп билдүрүш билән биргә , афғанистан пайтәхти кабулда хәлқ арисида нутуқ сөзләп, хәлқтин өзини қоллашни тәшәббус қилди.
Афғанистанда өткүзүлмәкчи болған сайлам паалийәтлиридин силәрни толуқ хәвәрдар қилиш үчүн, төвәндә йеңила ағғанистанниң кабул шәһиригә йетип барған өз мухбиримиз өмәр қанат билән алақә бағлидуқ, төвәндә бу һәқтә силәргә мәлумат йәткүзимиз. (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia