Афғанистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә сөһбәт
2004.10.08
Афғанистанда прездент сайлими өткүзиливатиду, афғанистан презденти һамит карзай, бу қетимқи сайламниң баштин ахири адил вә димократик елип берилидиғанлиқини тәкитлимәктә.
Бирләшкән дөләтләт тәшкилати вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүришичә, афғанистан дунядики аялларниң һоқуқи әң көп дәпсәндә қилиниватқан дөләтләрниң бири һисаплинидикән.
Талибан һакимйити дәвридә хизмәт қилиш, оқуш вә һәтта ойидин сиртқа чиқиш һоқуқидин мәһрум қалдурулған афған аяллириниң бу қетимқи сайламда өзлирииниң сиясий вә мәдиний һоқуқлиридин толуқ пайдилиниши мумкинму? бу һәқтә афғанистанда өткүзилидиған пирездент сайлимини йеқиндин күзитиватқан кабулдики мухбиримиз өмәр қанат билән сөһбәт өткүздуқ.
©
2004 Radio Free Asia