Лондонда афғанистан мәсилиси музакирә қилинди


2006.01.31
afghanistan.london.jpg
Лондон йиғиниға кәлгән бир қисим дөләт вәкиллири афғанистан президенти хәмид карзай билән . AFP

31‏- январ күни лондонда ечилған икки күнлүк йеғинниң ечилишида сөз қилған америка ташқи ишлар минстири кондализа райс, президент буш һөкүмитиниң америка дөләт мәҗлисидин келәр йили афғанистан үчүн бир милярд йүз милйон доллар сорашни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

Йеңи пилан

Йеғиндики сөзидә, афғанистанни қайтидин қуруш паалийитиниң наһайити тез илгириләватқанлиқини тәкитлигән америка ташқи ишлар минстири райс, әмма буниң йетәрлик әмәсликини әскәртип, биз афған хәлқиғә беридиған ярдимимизни көпәйтишимиз керәк, деди.

Әнгилийә ташқи ишлар минстири җак стро әнгилийә һөкүмитиниң келәрки үч йил ичидә афғанистанға 800 милйон доллар иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди һәмдә афғанистанниң районда демократик бир дөләт болуп қәд көтүрүши пүтүн дуня җамаәтчилики үчүн пайдилиқ, деди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, лондон йеғиниға қатнашқан вәкилләр алдимиздики бәш йил ичидә афғанистан миллий бихәтәрлики, иқтсадий тәрәққияти вә бу дөләтниң зәһәрлик чикимликләргә қарши һәрикитигә ярдәм қилиш үчүн бир пилан оттуриға қойған.

Бу пиланға асасән, афғанистан һөкүмити, дөләт ичидики қанунсиз қораллиқ гуруппиларни қоралсизландуруш үчүн паалийәт елип баридиғанлиқи, кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиғанлиқи, хәлқниң турмушини яхшилайдиғанлиқи һәмдә зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә қарши җиддий күрәш елип баридиғанлиқи тоғрисида, йеғинға қатнашқан һәрқайси дөләт вәкиллиригә вә б д т ниң баш катиби кафи аннанға вәдә бәргән.

Талибан қалдуқлири йәнила мәвҗут

Афғанистанда талибанлар һакимийитиниң америка башчилиқидики бирләшмә армийә тәрипидин гумран қилинғанлиқидин төт йилдин көпрәк вақт өтти. Әмма афғанистан һелиму дуняниң әң кәмбәғәл дөләтлириниң бери һәмдә бихәтәрлик мәсилиси бу дөләтниң тәрәққияти алдидики муһим тосалғу һесаблиниду.

Гәрчә, афғанистанда йеңи бир асасий қанун қобул қилинип, демократик усулда президент вә парламент сайламлири өткүзүлгән болсиму, лекин бу дөләтниң болупму җәнуби вә шәрқи районлирида тоқунушлар һелиму давамлишиватиду. Афғанистанда мәвҗут 18 миң америка әскири вә буниңға қошумчә бу дөләттә паалийәт елип бериватқан шималий атлантик окян әһди тәшкилати һәрбий қисимлири техичә афғанистандики талибан вә әлқаидә қалдуқлирини пүтүнләй бастуралмиди.

Хәвәрләргә қариғанда, афғанистандики талибан қалдуқлири паалийәтлирини күндин‏ - күнгә күчәйтмәктә. Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, өткән йили афғанистанда йүз бәргән тоқунушларда 1600 әтрапида киши өлгән болуп, буларниң 91 и америка әскири икән. Төт айдин бери афғанистандики талибан қалдуқлириму, ирақтики қаршилашқучи күчләргә охшаш өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларни елип бармақта.

Америка афғанистанға давамлиқ ярдәм бериду

Вәзийәтниң бундақ болушиға қаримай, америка президенти җурҗ буш йеқинда, америкиниң 2006‏- йили афғанистандики һәрбий қисимлириниң санини 19000 дин 16500 кишигә чүшүридиғанлиқини җакарлиди. Гәрчә шималий атлантик әһди тәшкилати афғанистандики һәрбий қисимлириниң санини көпәйтип, америка һәрбий қисимлириниң орнини толдурудиғанлиқини тәкитлигән болсиму, америка президентиниң юқиридики сөзлири, америка афғанистандин чикиниватамду дегәнгә охшаш сөзләрниң тарқилишиға сәвәб болған. Һәтта бәзи афған рәһбәрлириму америка президентиниң бу сөзлиридин әндишиләнгәнликини билдүргән. Әмма америка ташқи ишлар минстири кондализа райс 30- январ күни бәргән баянатида, америкиниң 1989‏- йили совит қисимлириниң афғанистандин чикинип чиқишидин кейин, афғанистанға йеқиндин көңүл бөлмигәнлкидин келип чиққан нәтиҗидин қаттиқ дәрс алғанлиқини тәкитләп, бу қетим буниң қайтиланмайдиғанлиқини билдүрди.

Америка һөкүмитиниң, совит иттипақиниң һәрбий қисимлирини афғанистандин чекиндүрүп чиқиши билән бирликтә, афғанистан билән алақисини үзүп, бу дөләтни өз һалиға қоюп бериши нәтиҗисидә, афғанистанда ички уруш партлап, ахирида афғанистанда талибанларниң һакимийәт бешиға келиши билән бу дөләт террорчилиқ паалийәтлири вә зәһәрлик чикимликләр әткәсчиликиниң мәркизигә айланған.

Мутәхәссисләрниң ейтишичә, буниңдин дәрс алған дуня дөләтлири бу қетим афғанистанни демократик бир дөләт қилип қуруп чиқип, бу дөләттә муқимлиқни қайтидин тикләш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтмәктә. Талибанлар һакимийитиниң гумран болғанлиқидин төт йилдин көпрәк бир вақит өткәндә, афғанистанни қайтидин қуруш мәсилисидә ечилған лондондики йеғинға 70 әтрапида дөләтниң вәкили қатнашқанлиқи, дуня җамаәтчиликиниң афғанистанға болған алақисиниң давамлишиватқанлиқиниң бир испати һесаблинидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.