Афғанистан парламентиниң кәчүрүм қануни һәққидә афған сиясийони билән сөһбәт


2007.02.21

Йеқинда афғанистан парламенти өткән 25 йил ичидә афғанистанда йүз бәргән тоқунушларға қатнашқан вә бу тоқунушларда актип рол ойниған пүтүн кишиләрниң қилмишлирини кәчүрүм қилидиған бир қанун лайиһисини қобул қилди. Бу кәчүрүм қануни талибанларниң рәһбири молла өмәр қатарлиқ рәһбәрләрниң қилмишлириниму кәчүрүм қилишни өз ичигә алидикән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири афғанистан парламенти тәрипидин қобул қилинған мәзкур қанун лайиһисини тәнқид қилип, афғанистан парламинтиниң бу кәчүрүм қануни уруш җинайити өткүзгән кишиләрниң қилмишлириниму кәчүрүм қилмақта, дәп көрсәтти.

Афғанистан парламенти немә үчүн бундақ бир қанун қобул қилишни қарар қилди? афғанистан тәрипидин қобул қилинған бу қанун ғәрб дөләтлири билән афғанистан оттурисида бир ихтилапниң чиқишиға сәвәб боламду ?

Мухбиримиз өмәр қанат бу һәқтә афғанистан парламенти тәбий мәнбәләр комитетиниң рәиси вә афғанистан миллий исламий һәрикәт партийисиниң парламенттики вәкили фәйзулла зәки билән сөһбәт өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.