Афғанистан президенти карзай хитай билән бир қатар келишимләр имзалиди


2006.06.19
karzay-hujintao.jpg
Хитай дөләт рәиси ху җинтав билән афғанистан президенти һамид карзай 19 – июл күни бейҗиңда. AFP

Афғанистан президенти һамид карзай билән хитай дөләт рәиси ху җинтав дүшәнбә күни хитай - афғанистан иқтисади -сода вә һәрбий мунасивитини күчәйтидиған бир қатар келишимләр имзалап, икки дөләтниң бу саһәдики һәмкарлиқини илгири сүрүшкә вәдә қилишти. Президент карзай хитайда елип бериватқан зияритиниң тунҗи күни ху җинтав билән хәлқ сарийида сөһбәт өткүзгән.

Хитайниң мәблиғи афғанистанниң җәлп қилмақта

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, шу күни икки дөләт 11 түрлүк сода вә иқтисади келишим имзалиған. Лекин тәрәпләр келишимниң мәзмуни вә тәпсилатини ашкарилимиди. Хәлқ сарийидики сөһбәт арисида ху җинтав карзайға икки дөләт мунасивитини "җуңго - афғанистан мунасивитиниң тәрәққияти йеңи басқучқа кирди" дәп тәриплигән.

Карзайниң хитай зияритидики әң муһим күнтәртипи иқтисадий алақә вә хитай мәблиғини афғанистанға җәлп қилиш болуп, у бейҗиңда хитай сода санаәт саһәсидики бир гуруппа затларни афғанистанға мәбләғ селишқа чақирған вә афғанистан хитайниң иран вә түркмәнистан билән алақә қилидиған муһим өткили, дәп тәкитлигән.

Америка мелваки университетидики қилич қанатниң әскәртишичә, афғанистан хитайниң иқтисадий тәрәққиятини қамдайдиған оттура вә ғәрбий асия нефит енергийисигә еришиш истигигә йетиштики муһим қатнаш түгүни.

Бу қетимқи сәпири президент карзайниң хитайни 2 - қетим рәсмий зиярәт қилиши болуп, у 2002 - йили 1 - айда афғанистан вақитлиқ һөкүмитиниң рәиси сүпити билән бир қетим хитайни зиярәт қилған.

Ху җинтав хәлқ сарийида карзайға "сизниң зияритиңиз икки дөләт бесип өтүшкә тегишлик узун мәнзилниң алаһидә муһим дәвригә тоғра кәлди" дәйду. Хитай билән афғанистанниң йиллиқ сода һәҗими 400 милйон доллардин 500 долларғичә арлиқта болуп, буниң һәммиси дегүдәк хитай тәрәпниң афғанистанға чиқарған експорт маллирини асас қилиду. Икки тәрәп иқтисади - сода мунасивитини кеңәйтиш билән биргә, һәрбий алақисини күчәйтишкә вәдә қилишти.

Афғанистан: өз ‏- ара һәрбий мунасивитини күчәйтишкә тәйяр

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, дүшәнбә күни хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән афғанистан дүләт мудапиә министири абдул рәһим вардак билән учрашқанда " җуңго афғанистан билән һәрбий алақисини күчәйтишкә қизиқиду вә һәрбий мунасивәт дәриҗисини юқири көтиришкә изчил тиришиду " дәп тәкитлигән. Абдул рәһим вардақ сав гуаңчүәнгә афғанистан хитай билән "өз ‏- ара һәрбий мунасивитини күчәйтишкә тәйяр " дәйду. Һамид карзай шәнбә күни қазақистанниң алмата шәһиридә чақирилған асия бихәтәрлик йиғиниға қатнашқандин кейин йәкшәнбә күни бейҗиңға йетип кәлди. Карзайниң 4 күн давамлишидиған бу қетимқи хитай зияритиниң ахирқи бекити уйғур аптоном райони.

Лекин көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, карзайниң районда елип баридиған зиярити симвуллуқ характергә игә болуп, у конкрет бир мәсилини көрүшүшкә кәлмәслики мумкин.

Бихәтәрлик мәсилиси хитайниң афғанистан билән һәмкарлиқини күчәйтишигә түрткә болмақта

Уйғур аптоном райони билән афғанистанниң ортақ чегра линийиси тәхминән 100 километирчә келиду. Хитай 2001 - йили 11 - сентәбир вәқәсидин кейин афғанистан билән чегралинидиған ташқорған райониға 2 дивизийә әскири күчини йөткигән вә райондики йәрлик хәлқләрни чегридин йирақ җайларға көчүрүп, афғанистан һәрбий - тәлим тәрбийә базиси қурған шәрқий түркистан күчлириниң тасадипи һуҗумиға қарши тәдбир алғанлиқини җакарлиған иди. Талибан һакимийити ағдурулғандин кейин хитай һөкүмити райондики тәсир күчини вә шаңхәй гуруһиниң ролини күчәйтишкә башлиди. Ху җинтав " дәвр бөлгүч " дәп тәриплигән шаңхәй гуруһиниң 15 - июндики башлиқлар йиғинға президент карзай көзәткүчи дөләт рәһбири сүпитидә иштирак қилған иди.

Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бихәтәрлик мәсилиси хитайниң афғанистан билән һәмкарлиқини күчәйтишигә түрткә болмақта. 2004 - Йили 6 - айда афғанистан пайтәхти кабулниң 200 километир шималида таш йол ясаватқан хитай ишчилар һуҗумға учриған вә 11 хитай ишчиси өлтүрүлгән.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, юқиридики әндишиләр сәвәбидин хитай 2001 - йили америка афғанистанға һуҗум қилиштин бурун афғанистанда шәрқий түркистан күчлириниң һәрбий база қурушиға йол қойған талибанлар билән үн - түнсиз мунасивәт қиилған.

Карзай 2002 - йили 1 - айда хитайни зиярәт қилғанда әйни дәврдики хитай баш министири җу роңҗиға шәрқий түркистан күчлириниң афғанистанда база қуруш яки паалийәт елип беришиға йол қоймайдиғанлиқини билдүргән вә хитай дөләт рәиси җяң земин шу қетимда афғанистанға 150 милйон доллар иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини җакарлиған.

Хитай мәтбуатлири президент карзайниң уйғур аптоном районини зиярәт қилидиғанлиқини хәвәр қилған болсиму, лекин униң үрүмчидә кимләр билән көрүшидиғанлиқини вә немиләрни сөзлишидиғанлиқини тилға алмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.