Христианлиқни қобул қилған афғанистан пуқрасиниң ақивити ғәрб әллирини ғәзәпләндүрмәктә
2006.03.28

Абдул рахманниң христиан динини қобул қилған дәп әйиблинип сотқа тартилғанлиқи, ғәрб дөләтлириниң болупму америка һөкүмитиниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Афғанистан қанунлириға асасән әгәр абдул рахманниң христиан динини қобул қилғанлиқи испатланса, униң өлүм җазасиға һөкүм қилиниши мумкин иди.
Ислам дуняси билән ғәрб дуняси арисидики тоқунушму?
Әсли бир диний һәрикәт болған талибанларниң афғанистандики һөкүмранлиқи җәрянида йүз бәрмигән бундақ бир вәқәниң, америкиниң һәрбий ярдими билән һакимийәт бешиға кәлгән һәмдә асасән америка вә ғәрб дөләтлириниң һәрбий вә малийә ярдими билән һакимийитини давамлаштуруватқан шундақла демократийә мәсилисидә райондики дөләтләргә үлгә қилип көрситиливатқан бир дөләттә йүз бериши, ғәрб дөләтлирини болупму, америка һөкүмитини һәйран қалдурди.
Бәзи сиясий мулаһизичиләр, бу вәқәниң ислам дуняси билән ғәрб дөләтлирини йәнә бир тоқунушниң гирдабиға елип кәлгәнликини, ислам дуняси муһәммәт пәйғәмбәрниң картон рәсимлириниң ғәрб мәтбуатида нәшр қилинғанлиқиға наразилиқ билдүргән болса, ғәрб дөләтлириниң абдул рахманниң сотқа тартилишиға наразилиқ билдүрүватқанлиқини баян қилди.
Америка вә ғәрб әллириниң инкаси
Америка президенти буш вә башқа ғәрб дөләтлириниң рәһбәрлири абдул рахманниң христиан динини қобул қилғанлиқи үчүн қолға елинип сотқа тартилғанлиқини қаттиқ тәнқид қилип, афғанистан президенти һамид карзайдин мәсилини тездин бир тәрәп қилишни тәләп қилди.
Президент буш бу һәптә ичидә бәргән баянатида, абдул рахман мәсилисиниң өзини қаттиқ әпсусландурғанлиқини тәкитләп, америка һәрбий қисимлири афғанистанға, радикал мусулман сотчилар кишиләрни диний етиқади түпәйлидин өлүм җазасиға һөкүм қилсун дәп әмәс, талибанларниң һакимийитидин қутулуши үчүн ярдәм қилди, деди.
Америка билән бирликтә афғанистанни һәрбий вә иқтисадий ярдәм билән тәминләватқан германийә вә италийә бу мәсилә сәвәбидин афғанистанға бериватқан һәрбий яридимини қайтидин көздин көчүрүши мумкинлиқини билдүрди. Германийә ички ишлар министири волфгаң шуйбил, бу мәсилә түпәйлидин германийә һөкүмитиниң афғанистанға бериватқан иқтисадий ярдимини тохтитиши мумкин, деди. Лекин афғанистан хәлқиниң асаслиқ қисми, америка вә ғәрб дөләтлириниң бесим вә иқтисадий ярдәмни тохтитиш тәһдитлиригә писәнт қилмиди.
Афған хәлқиниң наразилиқ күчәймәктә
Асия вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, афған муҗаһитлириниң атақлиқ рәһбәрлиридин бири вә афғанистан ислам иқтидар партийисиниң башлиқи әхмәтшаһ әхмәтзәй сотниң қандақ қарар чиқиришидин қәтийнәзәр, афғанистандики пүтүн диний өлималар абдул рахманниң чоқум өлүм җазаси билән җазалинишини тәләп қилмақта, дегән.
Афғанистан диний өлималар кеңишиниң әзаси абдул рауф америка бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида, биз хәлқни абдул рахманни тартип чиқип, парчә - парчә қиливитишкә чақиримиз, дегән.
Абдул рахманниң туғулған җайи болған пәнҗшир районидин нурғунлиған кишиләр кабулға келип, соттин уни өлүм җазасиға һөкүм қилишини тәләп қилған. Хәвәрләргә қариғанда, афғанситан һөкүмитидики министирлар хәлқниң наразилиқидин қорқуп, бу мәсилидә очуқ бир пикир баян қилиштин өзлирини қачурған.
Бу вәқәдин афғанистандики талибан қалдуқлири вә радикал диний гуруппилар афғанистан хәлқини америка вә ғәрб дөләтлиригә қарши қозғаш үчүн пайдилиниши мумкин.
Гвәнтанамода америкилиқ сорақчиларниң қуран кәримни дәпсәндә қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр һәмдә ғәрб мәтбуатида муһәммәт пәйғәмбәрниң картон рәсимлириниң нәшр қилинғанлиқи афғанистанда нурғун кишиләрниң наразилиқини қозғап, қанлиқ намайишларниң йүз беришигә сәвәб болған иди.
Бәзи хәвәрләргә қариғанда, 16 йил бурун афғанистанда паалийәт елип барған бир чәтәл тиббий ярдәм тәшкилатида ишләватқан мәзгилидә христиан динини қобул қилған абдул рахманниң мәсилиси, җиддий сиясий тәсиратидин башқа йәнә диний етиқад мәсилиси афғанистандиму бәзи җиддий суалларни оттуриға чиқармақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Христиан болған афған пуқраси қоюп берилди
- Афғанистандики партлашта 4 америка әскири өлди
- Хәлқара җамаәт афғанистанға ярдәмни давамлаштуридиғанлиқини вәдә қилди
- Лондонда афғанистан мәсилиси музакирә қилинди
- Әнгилийиниң афғанистанда турушлуқ қисимлири көпәйтилиду
- Америка афғанистандики 3000 әскирини қисқартмақчи
- Парламент сайлими – афғанистандики муһим вәқә