Америка, хитайға әйдизниң алдини елиш үчүн 30 милйон доллар ярдәм қилмақчи


2005.06.16

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң дунядики әйдиз ишлири ишханиси мәсули рандал тобияс вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдиз комитетиниң иҗраийә мудири петер пиот бирликтә сәйшәнбә күни бейҗиңда, америкиниң кәлгүси 3 йил ичидә, хитай һөкүмитиниң әйдиз кесилиниң алдини елиш ишлириға ярдәм қилиш үчүн 35 милйон америка доллири ярдәм пули беридиғанлиқини җакарлиди.

Америка һөкүмитиниң хитайға қилған, әйдиз кесилиниң алдини елиш җәһәттики ярдәм программиси 2002 - йили башланған болуп, һазирғичә болған арилиқта америка хитайниң хейлоңҗяң өлкисигә әйдиз кесилини тәкшүрүш понкитидин 15 ни қуруп бәрди. Шундақла хитай һөкүмитиму кәлгүси 5 йил ичидә әйдизниң алдини елиш вә давалаш түри үчүн 611 милйон америка доллар пул аҗритишқа вәдә бәргән.

Хитайдики әйдиз бимарлириниң сани һөкүмәт елан қилғандинму көп

Хитай һөкүмәт даирилири елан қилған хитайдики әйдиз вироси билән юқумланғучиларниң сани 840 миң. Әмма хәлқарадики әйдиз мутәхәссислири әмәлий санниң буниңдин көп җиқ икәнликини, һәтта хенән өлкисиниң өзидила 90 - йилларда қан сетиш сәвәбидин әйдиз вирусини юқтурувалған бимарларниң 1 милйондин ашидиғанлиқини тәкитлигән.

Шундақла өткән һәптә, бир хитай мутәхәссиси, әгәр хитай һөкүмити 100 милйондин ашидиған көчмә нопус арисида әйдизниң тарқилишини контрол қилмиса, у чағда хитайниң чоң әйдиз апитигә дуч келидиғанлиқини агаһландурған иди.

Уйғур елиниң әйдиз әһвали хитай бойичә иккинчи орунда

Хитайдики әйдиз вәзийитиниң начар болушиға әгишип, уйғур елиниң әйдиз әһвалиму кишини чөчүтмәктә. Һазир уйғур ели әйдиз әһвалиниң еғирлиқи җәһәттә, хитай бойичә иккинчи орунда туриду. Уйғур елидики һашар вә әйдиз қатарлиқларни өз ичигә алған бир йүрүш мәсилиләрни канада һөкүмити вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға изчил тәкитләп келиватқан канада уйғур бирләшмисиниң рәиси мәмәт тохти бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң әйдизгә тутқан позитсийиси һәққидә тохталди.

Хәлқараниң хитайдики әйдизгә болған ярдими

Нөвәттә хитай һөкүмитигә әйдизниң алдини елиш үчүн ярдәм пули аҗритиватқан дөләт вә тәшкилатлар хели көп болуп, буларниң арисида америка, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә австралийә қатарлиқлар асаслиқ ярдәм қилғучи дөләт вә тәшкилатлардур. Шундақла австралийә һөкүмити йеқинда, уйғур елидики әйдизниң алдини елиш паалийәтлири үчүн мәхсус пул аҗратқан иди. Бу пулларни хитай һөкүмитиниң ишлитишкә тегишлик җайларға тоғра ишләткән яки ишләтмигәнлики үстидә тохталған мәмәт тохти әпәнди буниңға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити өткәнки 2-3 йилдин буян әйдиз кесилиниң алдини елиш ишлириға қарита авалқиға қариғанда бир қәдәр көп күч чиқирип кәлгән болуп, хитай даирилири 2003 - йили 9 - айда йезилардики вә шәһәр ичидики иқтисадий яхши болмиған әйдиз бимарлирини һәқсиз давалайдиғанлиқини җакарлиди шундақла 2004 йили муавин баш министир вуйиниң рәһбәрликидә әйдизниң алдини елиш комитетини тәсис қилди.

Хитайниң әйдизгә тутқан позитсийиси

Зияритимиз давамида мәмәт тохти әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң әйдизниң алдини елиш үчүн техиму үнүмлүк чариләрни қоллунуши лазимлиқини билдүрүш билән биргә, уйғур елидики зәһәрлик чекимлик сәвәбидин тарқиливатқан әйдиз кесилини бир тәрәп қилиш мәсилилиридә тохталди.

Америка һөкүмити хитайдики әйдиз әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүватқан болуп, америка хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизи бу йил 4 - айда хитайға мәхсус бир гуруппа вәкилләр өмикини тәкшүрүшкә әвәткән. Шундақла улар йеқинда, бу һәқтә мәхсус доклат елан қилип, уйғур елидики әйдиз әһвалиға алаһидә көңүл бөлүш лазимлиқини оттуриға қойған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.