Америка билән хитай әйдизниң алдини елиш үчүн һәмкарлишиш пилани түзди
2005.09.01
Дүшәнбә күни америкидики мәрүләнд университетиниң инсанлардики кесәл вируси тәтқиқат институти билән хитайниң кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи бирликтә 3 йиллиқ пилан түзүп, әйдиз кесилиниң алдини елиш үчүн, өзара һәмкарлашмақчи болди.
Америка хитайға ярдәм қилип, үнүмлүк әйдиз дориси тәтқиқ қилип чиқмақчи
"Балтимор қуяш гезити" дә елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, әйдиз вирусини байқиғучи, мәрүләнд университетиниң инсанлардики кесәл вируси тәтқиқат институти башлиқи роберт гәло әпәнди, инсанлардики кесәл вирусини тәтқиқ қилиш хизмитиниң өзи хитайдики әйдиз кесилини контрол қилишқа зор төһпә қошалайдиғанлиқини мәлум қилған. Униң билдүрүшичә, америкиниң бу қетим әйдиз мәсилиси һәққидә хитай билән һәмкарлишиштики мәқсити, хитайчә давалаш билән ғәрбчә давалашни бирләштүрүп, әйдиз кесилини давалаштики үнүмлүк дорини тәтқиқ қилип чиқиш икән. Бу хил тәтқиқат хитайниң әйдиз һәққидә түзүп чиқиватқан истратегийилиригә, хитай дохтурлириниң әйдиз бимарлириға тоғра диагноз қоюши вә әйдиз кесилини контрол қилишиға наһайити чоң ярдәмчи болидикән.
Мәрүләнд университетиниң инсанлардики кесәл вируси тәтқиқат институти ишхана мудири дәйвид әпәндиму "бу қетим америкиниң хитай билән һәмкарлишиштики асаси вәзиписи хитайдики әйдиз бимарлириға әң мувапиқ вә үнүмлүк дорини тәтқиқ қилип чиқиш" дәп тәкитләп, һазир америкида, әйдиз бимарлирини давалашта, нормалда 20 нәччә хил дориниң арисидин 3 хилни таллап бирликтә ишлитиватқанлиқини, лекин хитайда болса әйдиз дорилири наһайити кәм болуп, пәқәт 6 хил дориниң ишлитиливатқанлиқини мәлум қилди.
Бу қетимқи 3 йиллиқ һәмкарлишишқа, 7 милйон америка доллири сәрп қилинидикән
Хитай сәһийә министирлиқи хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани 840 миң дәп елан қилған. Лекин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пәризи бойичә ейтқанда, әгәр хитай һөкүмити әйдиз мәсилиси һәққидә җиддий чарә -тәдбирләрни қолланмайдикән, 5 йилға қалмай, хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанлар сани һазирқидин 10 һәссә көпийип, 10 милйонға йетип баридикән. Хитайда, әйдиз вируси билән юқумланғучилар 80 - йилларниң бешидила байқалған болуп, 90 - йилларға барғанда, кесәл кәң көләмдә тарқилишқа башлиған. Лекин тәтқиқатчиларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити әйдиз мәсилисидә изчил һалда инкар қилиш вә өзини қачуруш позитсийисидә болуп, пәқәт йеқинқи бир нәччә йилдин буян, аз тола чарә - тәдбирләрни қоллинидиған вә аздур- көптур мәбләғ салидиған болған.
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, америка билән хитай бирликтә түзүп чиққан бу 3 йиллиқ пиланни иҗра қилиш үчүн, икки тәрәп аз дегәндә 7 милйон америка доллири мәбләғ селиши керәк икән. Бу пул асасән америка вә хитай һөкүмити тәрипидин берилидиған болуп, йәтмигән қисмини башқа йоллар арқилиқ һәл қилинидикән.
Әң муһим мәсилә - алдини елиш мәсилиси
Ню йорктики коломбийә университетиниң медитсина тәтқиқатчиси доктор муһәммәт имин әпәнди америка билән хитайниң бу 3 йиллиқ әйдиз пилани һәққидә тохтилип, " хитайдики шундақла уйғур елидики әйдиз мәсилисини бир тәрәп қилишта, муһим нуқта әйдиз кесилиниң алдини елиш, андин қалса давалаш вә тәтқиқат елип бериш" дәп тәкитләп өз ой - пикирлирини мундақ баян қилди:
"Америка билән җоңго оттурисидики бу пилан яхши бир башлиниш мениң қаришимчә. Лекин 7 миллион һечқанчә пул әмәс. Америка 80 – йилларниң башлирида әйдиз кесили байқа лғандин башлап нәччә милярт пулларни хәҗләп әйдиз кесилиниң алдини елиш вә уни давалаш ишлириға ишлитиватиду. Америка билән җоңго оттурисидики бу пилан яхши бир башлиниш болсиму, лекин уйғур елидики әйдиз кесилини контрол қилишқа мәлум рол ойниши мумкин, чоң үмидләрни елип келиши натайин. Чүнки җонңода адәм җиқ, әйдиз кесилиниң тарқилиш әһвалини хелила еғир, униң үстигә бу бир иҗтимаий вә җәмийәт мәсилиси болғанлиқи үчүн, әң яхшиси пүтүн җәмийәт омумйүзлүк һәрикәткә келиши керәк. Азрақ пул сәрип қилиш яки тәтқиқатларни елип бериш биләнла үнүмлүк һәл болуши натайин. Мениң қаришимчә, бу икки тәрәпмилик мәсилә, униң муһими алдини елиш, мәғлуп болғанда андин давалаш".
Зияритимизни қобул қилған муһәммәт имин әпәнди "һазир мәйли америкида болсун яки яврупа дөләтлирида болсун, әйдизни давалаш дегәнлик, пәқәт бимарниң өмрини бир нәччә йил узартиш болуп, кесәлни пүтүнләй сақайтиш дегәнлик әмәс, шуңа әң муһими йәнила кесәлни контрол қилиш вә униң алдини елиш мәсилиси" дәп көрсәтти. У бу һәқтә мундақ деди:
"Һәммимизгә мәлум болғандәк, вирус адәм бәдинигә киргәндин кейин һүҗәйрә ичидә яшиғанлиқи үчүн уни пүтүнләй негизидин сақайтип давалаш қийин. Вирус кәлтүрүп чиқарған кесәлләргә нисбәтән елип бериливатқани асасән вирусниң көпийишини контрол қилип кесәл аламәтлирини йоқитишни асас қиливатиду. Әйдиз кесилини давалашму асасән шу басқучта. Әйдиз кесилини пәйда қилғучи вирус HIV адәм бәдинигә киргәндин кейин һәр хил дориларни ишлитиш арқилиқ униң көпийишиниң алдини елиш, һәргиз уни йоқитиветиш әмәс. Мундақчә ейтқанда йоқ қиливетәлмәйду. HIV Вируси тәрәққи қилип әйдиз кесилигә айлинип адәмниң җинини алиду. Бу йәрдики давалаш пәқәт вақитни узарталайду, шуңа мәйли америка яки явропада болсун, давалашниң өзи пәқәт бимарниң өмрини узартиш ролинила ойнайду. Кесәлни сақайтишқа һазирға қәдәр техи үнүмлүк уссул йоқ. Шуңа бизгә нисбәтән бирдин – бир амал контрол қилиш, шу кесәлгә гириптар болушниң алдини елиш. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз йетимлириниң сани һәссиләп көпәймәктә
- Зәһәрлик чекимликкә қарши турушта паш қилғучиларни мукапатлаш йолға қоюлмақчи
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (2)
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (1)
- Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити уйғурларни әндишигә салмақта