Уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани зади қанчә ?
2005.11.09
Уйғур елидики сәһийә назарити тәрипидин берилгән санлиқ мәлуматта, уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанларсаниниң 60 миңға йәткәнлики тәкитлинип, үрүмчиниң өзидила 30 миң кишиниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи мәлум қилинған .
Уйғур елидики әйдиз мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан нйо-йорктики тиббий тәтқиқатчи муһәммәт имин әпәнди хитай мәтбуатлирида бериливатқан әйдиз һәққидики санлиқ мәлуматларниң бир- бири билән пәрқлинидиғанлиқини, уйғур илидики әйдиз вируси билән юқумланғанлар мөлчәр саниниң һөкүмәт ейтқандәк 60 миң әмәс бәлки 100 миңға йәткәнликини һәмдә бериливатқан мәлуматларда қалаймиқанчилиқ барлиқини билдүрди.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда әйдиз кесили һәққидә йепиқ йиғин өткүзүлди
- Хитай сәһийә министирлиқи әйдиз мәсилиси һәққидә йеңи мәлумат бәрди
- Үрүмчидә әйдиз кесили тиз сүрәттә тарқалмақта
- Бимарлар тәркибидә қан болған дориларни ишлитип әйдиз вирусини юқтурувалди
- Америка билән хитай әйдизниң алдини елиш үчүн һәмкарлишиш пилани түзди