Уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң көп қисмини яшлар игилимәктә


2005.11.10

Хитай агентлиқиниң 4 - ноябир күни үрүмчидин бәргән хәвиридә ейтилишичә : бу йил 6 - айдин 9 - айғичә болған қисқиғинә 3 ай ичидә, мәзкур райондики әйдиз вируси билән юқумланғанлар саниға йәнә 400 и қошулған һәмдә буларниң мутләқ көп қисмини яшлар игилигән.

Хитай вә уйғур елидики әйдиз мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан бир қисим мутәхәссисләр "әгәр хитай һөкүмити әйдизниң алдини елишта үнүмлүк чарә тәдбирләрни қолланмайдикән, 2010 - йилиға барғанда, хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанларниң сани 10 милйонға көпийиши уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғучилар сани аз дегәндә 1 милйонға йетиши мумкин" дәп көрсәтмәктә.

Асаслиқ сәвәбләрниң бири - паһәшвазлиқ

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, йеқинқи йиллардин буян, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиши билән, зәһәрлик чекимлик вә паһишә ишлири хитайниң йүннән, хенән, гуаңши вә уйғур ели қатарлиқ һәммила җайда әвҗ елип кәткән шуниң билән бир вқитта әйдиз кесилиниң тарқилиш сүритиму барғансери тизлигән. Болупму намрат йеза районлиридин шәһәрләргә келип паһишвазлиқ қилидиған хитай деһқан қизлириниң көпийиши әйдиз кесилиниң техиму кәң көләмдә тарқилишини кәлтүрүп чиқарған.

"Ғәрбни ечиш" уйғур елидики әһвални еғирлаштурмақта

Бир қисим анализчилар "хитай иқтисадиниң тәрәққи қилишиға әгишип, уйғур елидә елип бериливатқан ғәрбни ечиш һәрикити, уйғур миллитигә һәр җәһәттин зор тәһдит вә йоқутушларни елип кәлмәктә, уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғанлар саниниң 10 йил ичидә бундақ тез сүрәттә көпийиши, ғәрбни ечиш һәрикити билән зич мунасивәтлик. Чүнки бу җәрянда, милйонлиған хитай аққунлириниң уйғур елигә еқип келиши билән,зәһәрлик чекимлик содилири техиму йошурун һалда елип берилған һәмдә сансиз хитай қизлири уйғур елиниң һәрқайси шәһәрлиридә түрлүк намлар билән йәр асти паһишә ханиларни ачқан " дәп көрсәтмәктә.

Уйғур елидики әйдиз мәсилиси һәққидә көп мақалә елан қилған нйо-йорктики тиббий тәтқиқатчи муһәммәт имин әпәнди, уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумлиниватқанлар саниниң күндин - күнгә көпүйишидики асасий сәвәбләр һәққидә тохтилип, мәзкур райондики әйдиз мәсилисиниң зәһәрлик чекимлик вә паһишә ишлири билән интайин зич мунасивәтлик икәнликини һәмдә бу һәқтә һөкүмәт қоллиниватқан чара - тәдбирләрниң һечқандақ әмәлий үнүми болмиғанлиқини оттуриға қойди.

Уйғур елидики әйдизләр сани һәссиләп ашмақта

Тәңритағ тор бетиниң 13 - өктәбир күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бу йил уйғур елидики әйдиз кесилигә гириптар болғучилар сани илгирикидин йәниму көпәйгән болуп, үрүмчи шәһириниң өзидила мәзкур кесәл вируси билән юқумланғучилар сани 4386 гә йәткән йәни бултурқидин 800 дин артуқ көпәйгән.

Үрүмчи шәһәрлик сәһийә идарисиниң мәсули үрүмчи шәһиридә әйдиз вирусиниң бундақ тез сүрәттә тарқилишиниң сәвәбини зәһәрлик чекимликни окул қилишта окул йиңнисини ортақ ишләткәнликтин дәп көрсәткән.

Уйғур елидики сәһийә орунлириниң мәлум қилишичә, бултур үрүмчидә әйдиз вируси билән юқумланғанлар арисида, охшаш окул йиңнисини ишлитиш арқилиқ мәзкур кесәлгә гириптар болғучилар, омуми санниң 92% ни игилигән шундақла йеқинқи бир нәччә йилдин буян аялларниң әйдиз вируси билән юқумлиниш нисбити барғансери өрлигән һәтта анидин балиға юқуш әһвалиму илгирикидин еғирлашқан.

Амалниң йоқида қоллиниватқан амал

Йеқинда зияритимизни қобул қилған уйғур елидики бир сәһийә әмәлдари, һазир йәрлик һөкүмәтниң әйдиз кесилиниң алдини елишта, үрүмчидә " ишлитилгән кона окул йиңнисини һәқсиз йеңиға алмаштуруш" мулазимәт орунлирини қурғанлиқини һәмдә бу хил усул арқилиқ зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр арисида ортақ йиңнә ишлитишни тосуп, әйдиз кесилиниң тиз сүрәттә ямришиниң алдини елишқа мумкинчилик яритиватқанлиқини ейтти.

Лекин нюйоруктики тиббий тәтқиқатчи муһәммәт имин әпәнди " йәрлик һөкүмәтниң "шлитилгән кона окул йиңнисини һәқсиз йеңиға алмаштуруш" мулазимәт орнини қуруш арқилиқ, яшлар арисидики әйдиз кесилиниң тарқилишини контрол қилимиз дегини амалниң йоқида қоллиниватқан амали" дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.(Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.