Б д т доклатида хитайниң әйдиз кесилиниң алдини елишта йетәрлик тәдбир қолланмиғанлиқини көрсәтти


2005.11.22
aids_poster-200.jpg
Бир аял шаңхәй шәһиридики бир әйдизниң алдини елиш тәшвиқат тахтисиниң алдидин өтмәктә. AFP

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмити 2003 - йили барлиқ әйдиз кесили бимарлирини керәклик болған дорилар билән тәминләйдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Әмма хитай бу вәдисини әмәлгә ашурушта интайин аста һәрикәт қиливатиду. Бу йил 6 - айғичә, хитайниң 28 өлкә вә аптоном районлирида пәқәт 20 миң киши әйдизниң дорилириға еришкән.

Хитайда әйдизниң тарқилиши кәң

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатидин мәлум болушичә, хитайдики 31 өлкә, аптоном район вә мәркәзгә бивастә қарашлиқ шәһәрдә әйдиз бимарлири байқалған. Буниң ичидә йүннән, хенәндики әйдиз кесилиниң тарқилиш әһвали әң еғир, чиңхәй вә тибәттә әйдизниң тарқилиш әһвали әң йеник һесаблиниду. Хебейниң шиңтәй шәһиридә йеқинда 90 - йилларда қанунсиз қан елиш паалийәтлиридин нурғун кишиниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи мәлум болған иди. Шиңтәй шәһәрлик мәркизий қан понкитидики хизмәтчи хадим ли әпәнди хитай һөкүмитиниң һазирғичә бу мәсилигә көңүл бөлмигәнликини әйиблиди. У мундақ деди:

"Шиңтәй шәһиридики қан булғиниш вәқәси һазирғичә қан понкитлирида байқалған, әң көп адәм қандин әйдизни юқумландурған вәқәмикин дәймән. Қан селиштин әйдиз вирусниң юқуш ниспитиму юқири. Шиңтәйдики қан сақлаш понкитлиридики қанни ишлитишкә қәтий болмайду. Өлчәмгә тошмайдиған қандин 10 миң парчидин артуқи байқалди. Болупму 95-, 96 - йиллири әйдиз көп тарқалған шәнши йүнчиңдин сетивелинған қанлар булғанған чиқти. Һазирқи әһвалға қариғанда, һөкүмәт даирилири қәстән бу әһвалларни йошурған".

Алдини елиш тәдбирлири йетәрлик әмәс

Б д т ниң доклатида ейтилишичә, хитайда зәһәрлик чекимлик чекиш вә қалаймиқан җинисий мунасивәт өткүзүш, әйдиз вируси тарқилишиниң асаслиқ йоллири һесаблиниду.

Уйғур ели хитай бойичә әйдиз вирусниң тарқилиш сүрити әң тез район һесаблиниду. Хитай һөкүмити техи бу айниң башлири елан қилған мәлуматлирида, бу йил 6 - айдин 9 - айғичә болған үч ай ичидила мәлум болған әйдиз вируси билән юқумланғучилар саниниң 400 дәк ашқанлиқини, уларниң көп қисминиң яшлар икәнликини билдүргән иди.

Уйғур елидики әйдиз мәсилиси һәққидә көп мақалә елан қилған нйо-йорктики тибби тәтқиқатчи муһәммәт имин әпәнди, хитай һөкүмитиниң әйдизниң тарқилиш йоллирини тосушта қоллиниватқан тәдбирлириниң үнүм бәрмәйватқанлиқини көрсәткән иди.

Хитай һөкүмитиниң статистикилириға қариғанда, хитайда әйдиз вируси билән юқумлиниш нисбити 0.1% Болуп, тәхминән 840 миң адәм әйдиз вируси билән юқумланған. Буниң ичидә әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани 80 миңдин ашиду.

Әйдиз паалийәтчилириниң тиришчанлиқи

Бейҗиңда әйдиз бимарлирини қутқузуш ишлири билән шуғуллиниватқан язғучи сүй зин әпәндиму, хитай һөкүмитини әйдиз кесилиниң алдини елиш вә әйдиз бимарлириға қаритилған кәмситишни йоқитиш җәһәттә тәшвиқатни күчәйтишкә чақириватқан паалийәтчиләрниң бири. Уму хитай һөкүмитини әйдиз бимарлириға һәқсиз дора тарқитиш қатарлиқ вастиләрни қоллинип, әйдизниң тез ямришиниң алдини елишни оттуриға қойди:

"Бимарларни һәқсиз дора билән тәминләш керәк. Болупму, қан сетиш вә һәр хил давалаш һадисилири җәрянида әйдиз вирусини юқтуривалған кишиләрни һәқсиз давалаш керәк. Зәһәрлик чәккүчиләр топи арисидиму, дора тарқитиш вә һәқсиз давалашни йолға қоюш керәк. Хәлқ тәшкилатлирини бу ишқа арилаштуруш керәк. Андин кейин, һөкүмәт зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр вә җинисий мулазимәт билән шоғуллинидиғанларға қарита тездин йеңи бир сиясәт бикитип чиқиши керәк. Уларни ташливәтмәстин, уларға көңүл бөлүши, ғәмхорлуқ қилиши, йетәклиши керәк. Гәрчә бу хизмәтләрни қилмақ тәс болсиму, һөкүмәт тездин қол тиқип буларни қилиши керәк".

Пүтүн дуняда тәхминән 40 милйондин артуқ әйдиз вируси билән юқумланғучилар бар. Буларниң тәхминән 20% и асияда. 2003 - Йили, тайландтики әйдиз вируси билән юқумлиниш ниспити тарихидики әң төвән сәвийигә чүшүп, йеңидин әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани азлиған.

Б д т доклатида тайландтики бу илгириләшләрни тәриплиди. Б д т ниң мутәхәссилири хитайдин сирт йәнә, берминиму әйдиз вирусниң тарқилишида йетәрлик тәдбир қолланмиған дөләт дәп тәнқидлигән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.