Хитай һөкүмити 18 - қетимлиқ дуня әйдиз күнидә нурғун вәдиләрни бәрди


2005.12.01
hiv.aids.gif
Доқтурханида қан арқилиқ HIV юқтруривалған анидин туғулған 4 яшлиқ сун вейлин 28-ноябир күни аниси билән бәиҗиңда.. AFP

Бу йилқи дуня әйдиз күниниң йетип келиши билән, хитай дөләт кабинети бейҗиңда мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини ачти һәмдә мәзкур йиғинда, хитайниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири мухбирларниң хитайдики әйдиз мәсилиси һәққидә сориған түрлүк суаллириға җаваб бәрди.

Хитай даирилири кишиләрниң қан арқилиқ кесәл юқтуривалғанлиқини етирап қилди

Хитай сәһийә министирлиқиниң башлиқи гавчаң мухбирларниң суаллириға җаваб бериштә, хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанлар арисида тәхминән 7 миң адәмниң мәзкур кесәлни қан арқилиқ юқтурувалғанлиқини билдүргән һәмдә бу хил әһвалниң һәқиқәтән дохтурханиларда йүз бәргәнликигә иқрар болған.

Бейҗиңда ечилған бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай һөкүмити әйдиз вирусиниң дохтурханиларда қан бериш арқилиқ юқиватқанлиқиға иқрар қилиш билән бир вақитта, "2010 - йилиға барғанда хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанлар санини 1 милйон 500 миң әтрапида контрол қилип туримиз " дәп нурғун вәдиләрни қилған.

Бейҗиңда ечилған бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай сәһийә министирлиқиниң башлиқи гавчяң хитай һөкүмитиниң бундин кейин дохтурханиларда қан бериш вә қан селиш түпәйлидин әйдиз вируси билән юқумланғанларни һәқсиз давалайдиғанлиқини һәмдә әйдиз йетимлири үчүн һәқсиз оқуш қатарлиқ сиясәтләрни йүргүзидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Бимарларниң инкаслири

Радиомизниң зияритини қобул қилған 95 - йили туғут үстидә қан салғанлиқтин әйдиз вирусини өзигә юқтуривалған хенәнлик ли шиге исимлиқ бир аял "хитай һөкүмити йиллардин буян әйдиз вирусини 'зәһәрлик чекимлик, паһишә вә қалаймиқан җинси мунасивәт арқилиқ юқиду' дәп қарап кәлгән. Улар йәнә 'бир қисим кишиләр өлчәмсиз қан понкитлириға берип қан сетиш арқилиқ юқтурувалған' дәп әйдиз вирусиниң һөкүмәткә қарайдиған дохтур ханилардиму қан бериш вә қан селиш җәрянида юқидиғанлиқиға иқрар болмай кәлгән. Бу қетим мәсилини очуқ - ашкара етирап қилишини, бир илгириләш дәп қарисақ болиду" дәп билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған бу әйдиз бимари хитай һөкүмитиниң сиясити билән әмәлий һәрикитиниң давамлиқ бир- биригә маслашмайдиғанлиқини тәкитләп, " бу қетим һөкүмәт әйдиз мәсилиси һәққидә йеңи сиясәтләрни бекитип, нурғун вәдиләрни қилғини билән, мән немишқидур йәнила гуманлиқ көз қараштимән. Чүнки қуруқ сиясәтни бекитип қоюп, уни толуқ иҗра қилмиса йәнила охшаш. Мәсилән, һөкүмәт әйдиз бимарлирини һәқсиз оқутимиз дәйду, лекин бу бичарә балилар қайсила мәктәпкә барса, кәмситилип һәтта қобул қилинмайду. Улар мәктәпкә кириш үчүн, илаҗи йоқ юрт атлап, исим фамилисини йошурушқа мәҗбур боливатиду" дәп билдүрди.

Уйғур елидики әһвал

Хитай агентлиқи тәрипидин берилгән мәлуматларда, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики әйдиз вирусиниң тарқилиш сүритиниң интайин тизләп кетиватқанлиқи мәлум қилинған болсиму, мәзкур җайда әйдиз вирусиниң тарқилишида асасий сәвәб қан бериш яки қан сетиштин әмәс бәлки зәһәрлик чекимлик түпәйлидин - дәп көрсәтмәктә.

Лекин уйғур елидики әйдиз мәсилиси һәққидә изчил тәтқиқат елип бериватқан ню-йорктики медитсина тәтқиқатчиси муһәммәт имин әпәнди башқичә көзқарашта болуп, у, уйғур елидики дохтурханилардиму қан селиш вә қан бериш арқилиқ әйдиз вирусини юқтурувелиш еһтималлиқиниң интайин юқири икәнликини, шуңа бу мәсилигә һәргизму сәл қариғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари "әгәр хитай һөкүмити әйдиз мәсилисигә йәнила сәл қарап җидди чарә - тәдбирләрни қолланмайдикән, 2010 - йилиға барғанда, хитайдики әйдиз вируси билән юқумланғанлар сани 1 милйон 500 миң әмәс, бәлки 10 милйонға йетиши мумкин " дәп агаһландурған. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.