Үрүмчи шәһиридә әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани көпәймәктә


2006.02.17

Хитай бойичә әйдиз кесили әң еғир җайларниң бири дәп қариливатқан уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң сани үзлүксиз көпәймәктә.

Хитай ахбарат ториниң үрүмчи шәһәрлик сәһийә идариси тәрипидин елан қилинған мәлуматидин ашкарилинишичә, 2005 ‏- йили бир йил ичидә пүтүн шәһәр бойичә әйдиз кесилигә гириптар болуп, өзини мәлум қилғанлар сани 5929 адәмгә йәткән болуп, җинсий кесәлликләр ичидә әйдиз кесилигә гириптар болғанларниң нисбити бурунқидин көпәйгән.

юқумлиниш дәриҗиси юқири, давалаш қейин, ахири өлүмни кәлтүрүп чиқиридиған бу хил кесәлниң, уйғурлар көп олтурақлашқан уйғур елиниң үрүмчи вә ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә тез сүрәттә тарқилип көпийип кетишиниң асаслиқ сәвәби немә?

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әқидәниң доктор мәмәт имин әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.