Уйғур елидә әйдиз шиддәт билән ямримақта


2006.03.08
heroin-chikimlik.jpg
1999-Йили 25-май күни бир хитай сақчиси бейҗиңдики зәһәрлиқ чекимликкә қарши туруш тәрбийиләш мәркизи алдида . AFP

Уйғур елидә әйдиз шиддәт билән ямримақта

Бейҗиңда ечиливатқан хитай хәлқ вәкиллири қурултийиға уйғур елидин барған бир вәкил мухбирларниң зияритини қобул қилип уйғур елиниң әйдиз вәзийитидин интайин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Бирақ, саһийә назаритининиң назири ваңниң бу мәсилигә бәргән җаваби башқичә.

Уйғур елидә буниңдин 11 йил илгири тунҗи әйдиз билән юқумланғучи байқалған иди. Нөвәттә әйдиз вабаси уйғур елиниң 15 вилайәт, област һәмдә 69 наһийисигичә тиз сүрәттә ямриди. Буниң ичидә ғулҗа, үрүмчи қәшқәр қатарлиқ шәһәрләр әйдизниң тарқилиши әң еғир җайлар һесаблиниду.

Тәңритағ тор бетиниң 8 - марттики хәвиридин игә болушимизға қариғанда, бейҗиңда ечиливатқан хитай хәлқ вәкиллири қурултийиға уйғур елидин барған бир вәкил мухбирларниң зияритини қобул қилип уйғур елиниң әйдиз вәзийитидин интайин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Әйдиз кесили тиз ямриған

Бу вәкилниң билдүрүшигә қариғанда, әйдиз ярдәм түрлириниң, әйдизгә қарши әслиһә һәмдә адәм күчиниң кәмчил болуши, мәбләғниң азлиқи қатарлиқ сәвәбләрдин, нөвәттә уйғур елида әйдиз вируси шиддәт билән тарқалған болуп, әйдизниң тарқилиш сүрити хитай бойичиму әң алдиға өткән. Или областиниң өзидила байқалған әйдизләрниң сани 3900 нәпәрдин көпрәк болуп, әйдизләрниң нисбити җәһәттиму хитай бойичә әң алдида икән. Шундақла уйғур елида әйдиз билән юқумланғучиларниң 90%тин көпрәки яшлар болуп, әйдиз билән юқумланғучиларниң йеши барғанчә кичикләп бармақта икән. Бу вәкил һөкүмәт шундақла җәмийәтни уйғур елиниң әйдиз мәсилисигә җиддий қарашқа, әйдизләргә көңүл бөлүшкә чақирған.

Илгири уйғур аптонум районлуқ сәһийә тармақлириниң әйдиз мәсилиси һәққидә елан қилип кәлгән мәлуматлиридиму, уйғур елида әйдизниң тарқилишиниң тиз болуватқанлиқи шундақла әйдиз билән юқумланғучиларниң көп сандикисиниң зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр вә уйғурлар икәнлики көрситилгән иди. Һәмдә материялларда көрситилишичә, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң охшаш йиңнини ишлитиш арқилиқ өз-ара юқтуривелишиниң уйғур елидә әйдизниң тиз тарқилишидики асаслиқ сәвәб болмақта икән.

Ваң назирниң җаваби

Уйғур елидә әйдизниң бунчә тиз һәм кәң тарқилишиға немиләрниң сәвәб болуватқанлиқи һәққидә тәпсили мәлуматларға игә болуш үчүн уйғур аптонум районлуқ сәһийә назаритиниң назири ваңға телефон ачтуқ. Ваң зияритимизни қобул қилған болсиму әмма хәлқ вәкиллири қурултийиниң вәкилиниң уйғур елидә әйдиз вәзийитиниң еғирлиқи һәққидә қилған сөзлирини қаттиқ позитсийә билән инкар қилди.

Биз гәрчә мәзкур хәвәргә һөкүмәтниң тәңритағ тор бетидин игә болғанлиқимизни, уйғур елиниң әйдизниң тарқилиш тизлики җәһәттә хитайға бойичә алдинқи орунға өткәнликини қурултай вәкили оттуриға қойғанлиқини билдүргән болсақму, ваң назир иккиләнмәй туруп "мән мәсулийәт билән шундақ җаваб беримәнки, әйдиз мәсилиси уйғур елидә бу дәриҗидә еғир әмәс, тарқилиши җәһәттә, әйдизләр нисбити җәһәттиму мәмликәт бойичә алдиға өткини йоқ. Бу, әмәлийәткә уйғун әмәс, силәр игә болған хәвәрдә чатақ бар икән, хәлқ вәкили ейтқан тәқдирдиму у өзиниң қарашлирини оттурға қойған болса керәк. Бизниң уйғур елидә әйдизниң тарқилишиниң алдини елиш хизмәтлиримиз наһайити системилиқ яхши елип бериливатиду" деди.

Ашуруп көрситишму?

Әмма илгири уйғур елидики қар ләйлиси намидики әйдизгә қарши һөкүмәтсиз тәшкилат рәиси зияритимизни қобул қилип "уйғур елидә әйдиз мәсилиси хитайниң башқа өлкилиридинму еғир, бу җайда әйдиз мәсилиси сиясәт билән мунасивәтлик, хитай һөкүмити уйғур елидә әйдизниң алдини елишта тәшвиқаттин башқа әмәлий иш қилғини йоқ" дегән иди.

Зияритимиз җәрянида ваң назир әксичә уйғур елидә әйдизниң тарқилишиниң алдини елишта мукәммәл әслиһә һәм мәхсус хадимларға икәнликини тонуштуруп, "назаритимизниң өзидила мәхсус әйдизниң алдини елиш ишханиси бар, һәрбир наһийә, кәнтләргичә мәхсус хадимлиримиз бар, сәһийә саһәсидила мәхсус әйдизниң алдини елиш тармақлири алтә йүздин ашиду, бу җәһәттики хизмитимиз интайин мукәммәл, һөкүмәтму нурғун мәбләғ аҗритиватиду, әйдиз бимарлириниму һәқсиз давалаш программилири бар, чәтәлдә туруп әмәлий әһвални билмәйсиләр, бәзиләр бу мәсилиләрни мәқсәтлик ашуруп көрситиду" деди.

Биз униңдин немә үчүн әйдиз билән юқумланғучилар арисида уйғурларниң юқири нисбәтни игиләйдиғанлиқини сориғинимизда, бу назир "чүнки шинҗаңдики милләтләр ичидә уйғурларниң нопуси көп болғанлиқи үчүн әлвәттә әйдизләрниң нисбитиму юқири болиду‏ - дә" дегән тәәҗҗуплинәрлик җавабни бәрди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.