Аилә қурушниң мәһсули бала тәрбийиләштур
2008.02.01
Аилә җәмийәтниң әң кичик бөлики. Җәмийәтни чоң бина десәк, аилә шу бинаниң бир хиши. Аилә никаһланғандин кейин шәкиллиниду. Никаһлиниш дегинимиз: қарши җинслиқ икки кишиниң мәңгүлүк һәмраһ болуп, әвлад қалдуруп, бәхтлик аилә қуруш үчүн бәл бағлиши дегәнлик. Аилә қурғандила ишқи һессиятни һарамдин сақлап, бир - биридин мәнпәәтлинип бәхтлик яшиғили вә нәсил қалдурғили болиду. Мәлумки, аилилик болғандила ата - ана болғучи аилидә, җәмийәттә һоқуқ, мәҗбурийитини ада қилалайду.
Той қилиш җәмийәт үчүн яхши избасар йетиштүрүшниң алдинқи шәрти. Балиларниң келәчики, милләтниң үмиди ата - аниларда. Аилә балиларниң иптидаий мәктипи, ата - анилар балиларниң устази, тәрбийичиси вә йетәкчисидур. Ата - анилар пәрзәнтлиригә иллиқ меһри билән көйүнүп, уларни инчикә, әстайидил тәрбийиләп, зерикмәй - терикмәй өгитип, вуҗудида барини балиларға атиғандила сүпәтлик, вәтәнниң, хәлқниң ишиға ярамлиқ әвлад тәрбийиләп чиқалайду. Қисқиси, балилар - аилиниң бәхти, зиннити, аллаһниң рәһмити, аманити, бизгә ата қилған чоң инами. Бу һәқтә қуран кәримдә:" маллар вә балилар дуня тирикчиликиниң зиннити"дәп көрситилгән.
Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим балилар һәққидики мәсулийәтләр үстидә тохтулуп мундақ деди:" балилирмизниң тәқдир - истиқбалиниң қандақ болишини ойлисақ, үмид маарипта. Маарип дегинимиз: инсан балисиниң билими, иқтидарини ашуридиған, аң - пикир, әхлақ - пәзилити, миҗәз - характериға иҗабий тәсир көрситидиған барлиқ тәрбийә паалийәтлириниң һәммиси кириду. Шуңа балиларға аилидә, мәктәптә, җәмийәттә нишанлиқ, пиланлиқ, системилиқ һалда билим бериш, маһарәт, иқтидар, һүнәр өгитиш, уларниң әқил болиқини ечип, уларни сағлам тәнлик, сағлам идийилик, әхлақи гүзәл қилип йетиштүрүп чиқишқа алаһидә әһмийәт бериш керәк. Хусусән аилидә балиларға иман - етиқад тәрбийиси бериш зөрүр."
Балиларға ғайә тәрбийиси бериш керәк
Муһәммәд нияз һаҗим йәнә мундақ деди:" алди билән балиларға ғайә тәрбийиси бериш керәк. Ғайә инсанларниң һаят яшаштики мәқсәт нишани. Бала әқли йетилип, йеши тошуп мәктәп босуғисидин кириштә мән ким болимән? қандақ яшаймән? дегәнләрни ойлайду. Бирәр ишни вуҗудқа чиқиришни мәқситигә пүкиду. Мана бу ғайә. Адәм ғайидин ибарәт һәрикәтләндүргүчи күчниң түрткисидә һаят мәнзилини нишанлап тохтавсиз илгириләйду. Ғайилик, ирадилик адәм изчил тиришса мувәппәқийәт мәнзилигә чоқум йетәләйду."
Балиларниң әқил болиқини ечиш лазим
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, илим - мәрипәт өгиништики мәқсәт өгәнгән билимни тәһлил қилип, чүшинип, дилға мәһкәм орнитиш һәм шу өгәнгинини ишлитип, әмәлий үнүмгә еришиштур. Аллаһ адәм атини яратқанда аввал униңға әқил ата қилған. Инсан әқил ишлитишни билгини үчүн у һәммә мәхлуқаттин улуғ вә һөрмәтликтур. Өгәнгәнни чүшинип, өзләштүрүш, ишлитиш арқилиқ әқилни толуқлиғили, уни камаләткә йәткүзгили болиду. Инсан әқил билән қилған ишидин чоқум нәтиҗә қазиниду. Балиларниң әқил болиқини ечишқа зор әһмийәт бериш керәк. Балилар кичикидинла көпрәк көзитиши, көрүши, көпрәк оқуп, көпрәк ойлиниши керәк. Балилар соал сориса еринмәй қанаәтлик вә тоғра җаваб бериш, рәсимлик китаб, зеһин синайдиған оюнчуқларни ойнитиш, ахшамлири чөчәк, қошақ вә тепишмақларни ейтип бериш, улар мәктәптин кәлгәндә тапшуруқлирини мустәқил ишләткүзүш, дәрстин, китаблардин соал сорап беқиш, әқил синаш елип бериш лазим. Балиларни әдәпсиз вә әхлақсиз достларға арилишиштин сақлаш зөрүрдур.
Демәк, бир аилә, бир милләтниң әдәп - әхлақидин уларниң мәдәнийәт сапасини билгили болиду. Балилиримизни юқири сәвийилик, гүзәл әхлақлиқ қилип тәрбийилисәк, өзимизгиму, аилигиму, җәмийәткиму, инсанийәткиму чоқум пайдиси тегиду. Чүнки милләтниң ронақ тепиши, җәмийәтниң тәрәққи қилиши инсанларниң билимидин, техникисидин, пәзилитидин болиду. (Өмәрҗан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әпучанлиқ гүзәл әхлақтур
- Уйғурларниң турмуш қуруштики есил әнәнилири
- Ихлас - садақәт рәмзидур
- Биравниң рәһмәт ейтишини күтмәстин яхшилиқ қилиш гүзәл әхлақтур
- Ата аниға яхшилиқ қилиш инсаний гүзәл әхлақтур
- Уйғурларда әхлақ тәрбийиси
- Әхлақ вә униң һаятлиқтики роли
- Уйғурлардики аилә-муһәббәт қариши вә ислам дини
- Мубарәк рамизан ейи вә роза тутушниң хасийити
- Уйғурларда бараәт кечиси паалийәтлири
- Уйғурларда пәрзәнт қәдри
- Уйғурларниң пәрзәнт тәрбийиләштики есил әнәниси вә мәсулийәт еңи
- Уйғурларда балиларни тәрбийиләш усули