Шиветсийә дөләтлик радиосида, албанийидә панаһлиқ берилгән бәш нәпәр уйғур тоғрисида тәпсили хәвәр


2007.05.14

Шиветсийә дөләтлик радиоси, албанийидә панаһлиқ берилгән бәш нәпәр уйғурниң гуантанамо түрмисидин қоюп берилгәнликиниң бир йиллиқи мунасивити билән мәхсус программа аңлатти.

Йеқинда шиветсийә дөләтлик радиоси 1 - қанилида, бир йил илгири гуантанамо түрмисидин азад қилинип, албанийидә сиясий панаһлиқ тилигән бәш нәпәр уйғур һәққидә мәхсус программа аңлитилған болуп, радио мухбири бу бәш нәпәр уйғурниң албанийидә яшаватқанлиқиниң бир йиллиқ хатириси сүпитидә уларни мәхсус зиярәт қилған.

Программида бу уйғурларниң учриған наһәқ тәқдир қисмәтлири һәм мүшкүл һәм ечинишлиқ сәргүзәштилири һәққидә тохталғандин сирт уларниң һазирқи әһваллири һәққидиму мәлумат берилгән.

юқурдики улиништин, шиветсийидә турушлуқ ихтияри мухбиримиз ялқунниң тәпсили мәлуматиға қулақ салғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.