Албанийидики уйғурлар үмидсизлик ичидә яшимақта
2007.06.13
Америка президенти җорҗ бушниң албанийини зиярәт қилиши билән биргә ғәрб мәтбуатида, гуантанамо һәрбий түрмидин қоюп берилгәндин кейин, албанийигә орунлаштурулған бәш уйғурниң мәсилиси вә уларниң нөвәттики әһвали һәққидә мақалә вә мулаһизиләр елан қилинишқа башлиди.
" Террорлуққа қарши уруш өзимизгә қарши бир урушқа айланмақта"
Җемиз һефәрман 12- июн күни америкида чиқидиған һофеңтон гезитидә елан қилған " террорлуққа қарши уруш өзимизгә қарши бир урушқа айланмақта " сәрләвһилик мақалисидә," ирақтики һадитта, әбу ғәриб вә гуантанамода йүз бәргән вәқәләр шундақла гүантанамо түрмисидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған уйғурларниң нөвәттики әһвали, террорлуққа қарши урушниң америкиниң әнәниви қиммәт қарашлириға вә принсиплириға қарши бир урушқа айлиниватқанлиқиниң җанлиқ испати " дәп көрсәткән.
Мақалисидә, гүантанамо һәрбий түрмисидин қоюп берилгәндин бери албанийиниң пайтәхти тирана шәһириниң сиртидики бир мусапирлар лагерида туруватқан уйғурларниң, үмидсизлик ичидә яшаватқанлиқини тәкитлигән аптор җемиз һефәрман мундақ дәйду: " тиранада қамилип қалған бу бәш киши, хитай һөкүмитиниң бесими астида яшаватқан уйғур миллитигә мәнсуп болуп, уйғурларниң миллий кәмситишкә учраватқанлиқи, уларниң хитай һөкүмитиниң диний вә сиясий бесими астида яшаватқанлиқи вә бөлгүнчи дәп әйиблинип өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқанлиқи, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2006- йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида испатлиқ пакитлар билән бәлгиләнгән."
Албанийидики бәш уйғурниң сәргүзәштилири
Албанийидики бәш уйғурниң қандақ қилип гүантанамо һәрбий түрмисигә чүшүп қалғанлиқи үстидиму тохталған аптор җемиз һефәрман, мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду: " оттура асияда панаһлиқ издәп йүргән бу уйғурлар, афғанистанға бериш үчүн бир йол тапқан. Улар, орунлишидиған бир җай тапқанға қәдәр афғанистанда турушни қарар қилип, торә борә тағлириниң итәклиридики кичик бир йезиға орунлашқан. Уларға бу йезида бир иптидаий һәрбий лагерида пәқәт калашникоф етишла өгитилгән. Лекин бу йеза америка мудапиә министирлиқи тәрипидин талибанлар билән мунасивити бар дәп бекитилгәнлики үчүн, 2001- йили өктәбир ейиниң оттурилирида америка һәрбий қисимлири тәрипидин бомбиланған. Уйғурлар бу йезидин қечип, пакистанға өткән. Пакистандики йәрлик қәбилиләр дәсләптә уларни қарши елип, андин америка армийисигә тапшуруп бәргән. Шуниң билән 2002- йили июн ейида бу бәш уйғур гүантанамо һәрбий түрмисигә елип келингән . Америка хадимлири уларни икки йил сорақ қилғандин кейин, уларниң террорлуқ билән һечқандақ алақиси йоқлиқини ениқлап уларни қоюп беришни қарар қилған."
Мақалисидә, америка һөкүмитиниң дунядики нурғунлиған дөләтләрдин бу уйғурларни қобул қилишини тәләп қилғанлиқини, лекин бу дөләтләрниң бир қетим террорчи дәп қариланған бу кишиләргә панаһлиқ беришни рәт қилғанлиқини әскәрткән җемиз һефәрман мундақ йәнә мундақ дәйду: " дуняда пәқәт бирла дөләт, йәни хитай уларни қобул қилишқа тәйяр иди. Әмма уйғурлар хитайға қайтишини халимайтти. Вашингтондики хитай баш әлчиханиси тәрипидин елан қилинған бир баянатта, хитай һөкүмити бу кишиләрни хәлқара террорлуқ һәрикитиниң бир қисими болған шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң әзаси һесаблайду. Шуниң үчүн уларни сотқа тартиду, дейилгән. Хитай һөкүмитиниң бу баянати, һөкүмәтләрниң террорлуққа қарши уруштин кишиләрни қарилашта қандақ пайдиланғанлиқиниң җанлиқ бир мисали һесаблиниду."
Америка һөкүмитиниң, албанийини уйғурларға сиясий панаһлиқ беришкә рази қилиш үчүн, албанийә һөкүмитигә көп миқдарда пул бәргәнликини әскәрткән аптор җемиз һефәрман, һофеңтон гезитидә елан қилған мақалисини мундақ аяқлаштурған: "америка һөкүмити уйғурларни албанийигә орунлаштурғандин кейин, улар билән болған пүтүн алақини үзүп, уларни ташливәткән. Улар гәрчә гүантанамо һәрбий түрмисидин қоюп берилгән болсиму, әмма келәчәктин үмидсиз ,йәнила түрмидин пәрқсиз болған тирана сиртидики бир мусапирлар лагерида яшимақта. Гәрчә, улар бу лагерида анда-санда аилилири билән телефонда сөзлишиш имканийитигә игә болсиму, лекин аилилири билән көрүшүш вә балилирини көрүш үмидини йоқатмақта".( Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Албанийидики уйғурлардин абабәкри қасим америка- албанийә мунасивити вә косова мәсилиси үстидә тохталди
- Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди(2)
- Америкидики христан вә мусулман диний җамаәтләр албанийидики уйғурларға ярдәм қилишқа башлиди (1)
- Шиветсийә дөләтлик радиосида, албанийидә панаһлиқ берилгән бәш нәпәр уйғур тоғрисида тәпсили хәвәр
- Албанийә хитайниң бәш нәпәр уйғурни қайтуруп бериш тәлипини рәт қилди
- Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт